Бизниң гөдәклик вә балилиқ дәвримиз наһийәмизниң чәттики ихчам йезилиридин болған Чоң Дехан мәлисидә өтти. Бу кичик жут болсиму, даңлиқ адәмлири билән тонулған жутлардин еди. Өз дәвридә ондин ошуқ адәмлири һәрәмгә һәж сәпиригә берип, «һажим» аталған. Вәтән уруши жиллирида дәһшәтлик жәңләргә қатнишип, Қазақстан хәлқиниң Қәһримани аталған М.Тейипов, алий орден-медальлар билән тәғдирләнгән А.Сабиров, В.Тавакилов охшаш инсанлири бар. Шундақла әдәбият һәм сәнъәттә мәшһур …