Елимизниң тәрәққияти камал тепип, пухраларниң заманға хас мәдәний еһтияжи күн санап тәминлинип кәлмәктә. Шуңа «Алдимизда турған интайин муһим нишан – йезиларни һәр тәрәплимә йүксәлдүрүш. Сәвәви, йезини риважландуруш, ениқ ейтсақ, пүткүл Қазақстанни риважландуруш дегән сөз» дегән еди Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев йоллиған мәктүблириниң биридә. Президент тәрәққиятниң, ишләп чиқиришниң зор мәнбәси – йезилардин башлинидиғанлиғини қәйт қилған. Һә шундақ, йеза тирикчилигисиз, уларниң етизлирида һосулдарлиқ …