Тунҗа Президентимиз Н.Ә.Назарбаев ейтқандәк, бирлигимиз бизниң бәхтимиз болди. Тил тәгмисун, Мустәқил Қазақ даласида йүздин ошуқ милләт вәкиллири бир өйниң пәрзәнтлиридәк, инақ-иҗил яшап кәлмәктә. Шу бирлигимиз билән камаләт тапмақтимиз. Әлвәттә, җәмләп кәлгәндә Қазақстанниң бүгүнки нәпәси, бүгүнки көрүнүши һәм тәрәққиятиниң кәйнидә Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң мәшәқәтлик әмгиги һәм дана сәясити туриду. Демәк, Н.Ә.Назарбаевниң әмгиги һеч қачан унтулмайду. Чүнки хәлиқ үчүн …