Елимиз Президентиниң «Ana tili» гезитиға бәргән сөһбитини һәвәс билән қарап чиқтим. Президент елимизниң тарихи вә келәчигини наһайити ашкарә ейтип өткән. Дөләт сәясити, ижтимаий мәсилиләр, маарип, тил, Қаңтар вақиәси вә башқилар ипадиләнгән. Умумән, вәзийәтләргә қанаәтлинәрлик жавап бәргән. Дөләт тили хусусида ейтқан «Елимиз хәлқиниң қазақ тилиға болған қизиқиши өсмәктә. Болупму, яшлар һәққидә шундақ дейишкә болиду. Бирақ биз дөләт тилини тәрәққий әткүзүмиз дәп …