Йеқинда, йәни 14-ноябрь күни жумһурийәт миқиясида бәш жилда бир атилип өтүлидиған «Илһам» мукапитиниң тәнтәнилик мәрасими болди. Тәнтәнә Алмута шәһиридики №101-санлиқ Мәсим Яқупов намидики оттура мәктәптә өтти. Бу тәнтәнигә жумһурийитимиз даирисидә ана (уйғур) тилида оқутиватқан мәктәпләрниң уйғур синипиға балиларни тартиш бойичә дәрижилирини ениқлап, уларға мукапатлар соға қилинди. Тәнтәнигә қәдәм тәшрип қилған барлиқ меһманлар саат 10,30да мәктәп алдида жәм болди. У йәргә …