Басты бет Әр қилы МУӘЛЛИМ – АБРОЙ-ИНАВИТИҢ НӘДӘ ҚАЛДИ?

МУӘЛЛИМ – АБРОЙ-ИНАВИТИҢ НӘДӘ ҚАЛДИ?

0
1,494

Мән авал устазларни мүшкүл, лекин шәрәплик ишиға мунасивәтлик, йеқинда нишанланған кәспий мәйрими билән тәбрикләп, һаятлириға хатирҗәмлик, ишлириға иҗадий утуқлар тиләймән.
Умумий әхбарат васитилиридики йезиливатқан яхшилиқларни оқуғанда, гәпниң һәқиқити, бир мәһәл йеникләп, һадуғиң чиқип, башқичә сезим пәйда болиду. Бу Яратқанниң, жүрәккә йәткүзүшиниң қудритидур мүмкин. Билим саһасида көп ишлидим, нурғунлиған устазлар билән кәсипдаш болғанлиғим сәвәплик мәйрәм һарписида өзәмчә ой хуласәмни оттуриға ташлиғим кәлди.


Бүгүнки устазниң көрүнүши, һөрмити хусусида гезитхан билән муһакимә қилишни тоғра дәп ойлидим. Бу оюм биригә хоп болар, бәзилиригә дат болар, амма шәхсән оюм, өз пикрим. Устазниң әһвалини бири билсә, бири чүшәнмәс. Биз балилиқ дәвирләрдә муәллимни бүйүк инсан, тәкрарланмас мутәхәссис егиси дәп баһалаттуқ. Оқутқучини мәктәп һойлисида әмәс, кочида, һәтта башқа иш орунлирида көрсәк һәйкәлдәк қетип тураттуқ. Униң һәр бир сөзини қулиғимизға қуйивалаттуқ. Һә, бүгүнчу? «Бала һоқуқи» дегән қанун чиқти, өмрүмизгә қелиплашти. Оқуғучиға қапақ түрүп, аваз көтирип сөзлисәң болди ата-аниси муәллим билән қошуп мәктәпни зил-зилға кәлтүриду. Ялған әмәс, биз өз вақтида муәллимниң вақириғини бу яқта турсун, тайиғиниму йегән. Әшу таяқтин һеч биримиз яман адәм болмидуқ. Әксичә, полаттәк тәртипкә үгәндуқ. Вәтинимизниң бир билимлик пухраси болуп йетилдуқ. Устаз сөзигә қарши турмақ түгүл, йолини тоғра кесип өтмәттуқ. Мойсүпәтләр дуга бәргәндә «Устаз бол», «муәллим бол» дәйдиған. Һазир бу тиләкләр һәммидә күлкилик болуп көрүниду. Ата-аниси балисиниң бәңвашлиғини билип турсиму, уни яқлап, муәллимни датлап сөзләйдиған дәриҗигә йәттуқ. Бизниң дәвирләрдә мундақ хәсийәтниң болғинини билмәймән. Әлвәттә, ата-ана дәстихан бешида муәллимләрни датлаватса, у бала муәллимни қандақ һөрмәт қилсун. Мүмкин муәллимләрму иҗадий ишлимигәнликтин, билимини давамлиқ көтәрмигәнликтин шундақ әһвалға йәткәнду. Шундақ болсиму, устазниң ети – устаз.
Бешидин қалаймиқан пүтмигән билим саһаси, бүгүнму көпчиликниң көңлидин чиқиватқини чамали. Йеқиндила иҗтимаий йөнилишләр (системилар) арқилиқ тариған ата-аниниң Билим министрлигигә йоллиған соали билән муәллимләрниң бүгүнки мәшәқити, өй вәзиписини тәкшүрүшкә вақит йәткүзәлмәй, қәғәзвазлиққа берилгәнликлири, униңдин башқа һәр түрлүк тәкшүрүшләр билән назарәтләр балиға билим бериш әмәс, муәллимләрниң бойниға артилған жүкниң еғирлиғи билән мәсъулийитиниң ашқанлиғи әмәсму? Йеңиланған билим программилири умумий оттура билим беридиған мәһкимиләрниң башланғуч синиплириға киргүзүлгән алаһидиликләр оңайға чүшиватқини йоқ. Оқуғучиға әмәс, муәллимгиму салмиғини чүшәрмәктә.
Һә, муәллимму адәм анатомиясиниң әзалиридин яралған. Йеңиланған программиға әнди киришип, өзи чүшинишкә башлиған мәзгилдә миннәтлик түрдә тәкшүрүшләр, назарәтләр яки ата-аниниң әризи бойичә комиссиягә җавап бериш охшаш нервқа салмақ салидиған, оқуғучиға дәрис өтүшкә мүмкинлик бәрмәйдиған шараитқа тиримәктә. Униң үстигә уттур кәлгән тәшүригүчи муәллимниң һөрмитини өсүрүшниң орниға, төвәнлитишкә тиришидиғанлиғиму һәйран қаларлиқ. Иш бар йәрдә, әлвәттә, камчилиқ биллә болиду. Уни ваң-чуңға салмай, аддий йәткүзүшниң орниға бегиз санчип, оңтәй-тоңтәй қилип, җар селишқа хумармиз. Яш муәллимниң камчилиғини түзүтишниң, ярдәм қолини созушниң орниға мәсхирә қилип, камситишқа алдираймиз. Билим саһасиниң вакаләтлик органлири билән «көрпиниң» һәр тәрипини өзимизгә тартишқа тиришимиз. Өзимизни –өзимиз камситқандин қандақ пайда көрүп жүрүмиз? Униңда ким йеңиду, ким йеңилиду, уни ойлаватқан һеч ким йоқ. Дәккә йәп, сөкүш еливатқан йәнә шу муәллим. Пүткүл җәмийәтни тәрбийиләйдиған, мәктәпниң жүриги, балиниң бағвини – устазлар коллективини қаймуқтуруп қоюшниң немә һаҗити бар. Мән муәллимләрни судин таза, сүттин ақ дегиним әмәс. Шундақтиму, уларниң күндики хизмитидики қалаймиқанлиқни, жиғинни, қәғәзвазлиқни көргәндин кейин өз оюмни бөлүшким кәлгәнлигини йошурмаймән. Билим саһасидики вакаләтлик орунлар бирлишип, мәслиһәтлишип, программиниң чәмбиридин чиқмай, еғиз бирликлирини сақлиса, өз билимлирини һәр чағ көтирип олтарса, нур үстигә нур болматтиму?!
Йәнә бир ейтидиған нәрсә, тәшүрүшкә кәлгән мутәхәссисниң немини тәкшүрүш керәклигини өзиниң билмәйдиғиниму, муәллимниң униңсиз чарчап турған нервини қайнитидиғанлиғи һәқиқәт. Җәмийәтлик ишлар, наһийә даирисидә болидиған түрлүк мавзудики күнләрму оқуғучилар билән муәллимләрсиз өтмәйдиғанлиғичу. Уларниң униңсизму ойини онға, сәвийәсини санға бөлиду. Өй тирикчилигигә қарашқа чамилири йәтмәйватқан устазлар коллективиға һәр түрлүк җәмийәтлик ишни чаплап қойидиғинимиз һесапсиз зор чүшәнмәслик болар. Бала тәрбийиси билән бүгүнки өзгириватқан билимигә вақитни йәткүзәлмәйватқан җанларни һәр түрлүк жиғин, акцияләргә арилаштуруп, мейилирини ечитимиз.
МУӘЛЛИМНИҢ ҺӨРМӘТ-ИКРАМИ ҚАЙСИ ВАҚИТТА КӨТИРИЛИДУ?
Әгәр оқуғучиси униңға һәқиқий мәнада дана ретидә қарап, униң һәр бир ейтқан сөзини қулиғида сақлап, алдидин тоғра өтмигәндә; яримас айлиқлирини жулмилап, тоғра кәлгән нәрсә үчүн жиғишни йоқатқанда; синипниң, мәктәпниң җөндәш ишлириға дәп өзлириниң жиққан ахчилиридин башқа, ата-аниларниң алдида үзлирини қизартип туруп, ахча соримиғанда; тәкшүригүчиләр кәлгәндә қара тәргә чүшүп зияпәт тәйярлап, базардин яки дуканлардин қәризгә озуқ-түлүк елип, кәлгән адәмләрниң қапиғиға қаримиғанда; ата-анилар тәрипидин «баламниң һоқуқини буздуң, уруштиң, кәчүрүм соримисаң, баламни мәктәпкә әвәтмәймән» дегән сөзләр ейтилмиғанда; һәр муәллим дәрислиригә иҗаткарлиқ билән қариғанда; оқуғучиларни өз пәнигә қизиқтуруп, йетәкләп маңғанда…
Муәллимләрниң арисида билимлиги билән билимсизи болуши мүмкин. Хусусән, бүгүнки яш мутәхәссисләрниң әйтәвир вақит өткүзүп, маашини алса болди, балиниң билими билән қабилийитидә чаттиғи йоқтәк жүридиғанларму учришиду. Муәллим абройини әң алди билән муәллимниң өзи оқуғучини өзигә җәлип қиливелип, кейин пәнигә дегән қизиқишини ашурғандила, оқуғучилар уларға қарап «топа чачмайдиған» болиду. Мениң йешим йәтмишкә йәтсиму, өз устазлиримни мошу күнгичә әстин чиқарғиним йоқ. Һәр бириниң өзигә лайиқ орни билән баһаси бар. Бүгүнки таңдики тәләпниң артқанлиғи шунчилик, балиға билим бериш билән, уни назарәтләш билән, тәкшүрүш билән биллә җәмийәтлик ишлар, билимгә алақиси йоқ һәр түрлүк чариләр, жиғинларға арилаштурушниң қаплап кәткиниму, муәллимниң абройини көтиридиған тәрәпләр дәп ейталмаймән.
Көрүп турисиләр, мән өз пикримни бәрдим. Сиз қандақ ойлайсиз, қәдирлик гезитхан? Муәллимниң қолидин данаму, алимму, президентму, шаир-язғучиму чиқиду. Шуниң үчүн униң шәнини ашуруп, абройи билән һөрмитини көтириш йолида бирлишип иш қилсақ дегән илтимас билән пикримни аяқлаймән.

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚЫРҒЫЗСАЙЫМ – ХАН САРАЙЫМ

Қазақстан – табиғаты көркем, жанға жайлы әсем жерлерге өте бай. Жер жаннаты  – Жетісу, асқ…