Балиларниң яхши билим елиши үчүн әң алди билән уларға яхши шараит һаҗәт. Йәни, биз заман тәливигә уйғунлишимиз дәп, билим программилиринила йеңилап қоймай, биринчидин билим дәргаһлиримизни заманға лайиқлишимиз шәрт. Мана шу чағдила таразиниң икки чети тәңлишиду.
Наһийәмизниң барлиқ йезилирида йоқ дегәндә бирдин, чоң жутларда икки-үчтин мәктәпләр ечилған. Уларниң бәзилири йеңи селинған, бәзилиригә җөндәш ишлири жүргүзүлгән һәм жүргүзүлүп келиватиду. Бийилқи жилқи реҗә бойичә, Кәтмән йезисидики М.Җәлилов намидики мәктәптә җөндәш ишлири қолға елинип, һазир асасий қисми орунланди. Шуңа, мәслиһәт кативи Нурәким Есжан, мәслиһәт депутатлири, «Нұр Отан» партиясиниң наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров, наһийәлик қурулуш бөлүминиң башчиси Ғәйиндин Баратов, наһийәлик билим бөлүминиң башчиси Адилҗан Аширов, Уйғур наһийәси бойичә җәмийәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң башчиси Музәппәр Тохметов, наһийәлик пәвқуладдә әһваллар бөлүми башчиси вәзиписини вақитлиқ атқурғучи Рамиль Махпировлар Кәтмән йезида ишсәпәрдә болди.
Бу қетимқи сәпәрниң мәхсити – М.Җәлилов намидики оттура мәктивидики җөндәш ишлирини көз билән көрүп, тәкшүрүп, камчилиқлирини ениқлашқа қаритилди. Улар дәсләп мәктәпниң ичи-сиртини көздин кәчүрүп чиқти. Кейин ушбу билим дәргаһиниң йеңидин тайинланған мудири Панархан Атагелдиева вә җавапкәр қурулуш жүргүзгүчи «Азамат құрылыс» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи мудириниң вәзиписини атқурғучи Жарқынбек Бекутовларниң қатнишиши билән наһийәлик мәслиһәтниң турақлиқ комиссиялириниң бирләшкән баш қошуши болуп өтти. Күн тәртивидики мәсилә – мәзкүр мәктәп имаритигә мурәккәп җөндәш ишлири үчүн бөлүнгән хираҗәтниң сәрип қилиниши вә қурулуш жүргүзүлүш җәрияни болди. Жиғинни наһийәлик мәслиһәтниң депутати Камилҗан Юлдашев елип маңди. Күн тәртиви бойичә сөз җавапкәр қурулуш жүргүзгүчи Жарқынбек Бекутовқа берилди. У «Азамат құрылыс» ҖЧЙниң томуз ейидин башлап ишни қолға алғанлиғини, келишим шәрткә мувапиқ ишни аяқлашқа 25-декабрьғичә вақит берилгинини, лекин оғлақ (октябрь) ейиниң ахириға қәдәр қурулуш нишанини тапшуридиғанлиғини хәвәрлиди. Мәзкүр мәктәпниң мурәккәп җөндәш ишлири үчүн вилайәтлик бюджеттин 314 миллион тәңгә бөлүнүп, униң ичидә 237 миллион тәңгигә шәртнамә ясалғанлиғини, қурулушқа 30 адәмниң ишқа тартилғанлиғини қәйт қилди. Бүгүнки күндә спорт зал, мәҗлис зали билән силақ ишлири аяқлашмиған. Лекин җавапкәр шәхс айниң ахириғичә барлиқ ишниң лайиһә бойичә ясилип пүтидиғанлиғини ишәндүрди. Жиғинға қатнашқучилар Ж.Бекутовқа қурулуш ишлиридики бәзи бир камчилиқларниң түзитиш керәклигини тәкитлиди. Бир қатар камчилиқлар, униң ичидә асасән канализация ясаш ишиниң лайиһәгә киргүзүлмигәнлиги һәққидә сөз болуп, жиғинда мошу мәсилини қайта қолға елип, септик мәсилисини һәл қилиш йоллири қараштурулди. Сөз арисида, Адилҗан Аширов наһийәлик билим бөлүминиң бюджетидин бу мәктәпкә 350 йеңи парта елинип, пайдилинишқа берилгәнлигини тилға алди.
Мәһкимә башчилириниң бу қетимқи комиссия олтиришиниң өзгичилиги шуки, жиғинниң нәқ мәйданда өткүзүлүши болди. Һәмминиң назаритидин өткән қурулушниң ишлири ойдикидәк әмәлгә ашмақта екән. Бирақ иш техи пүтмиди. «Җүҗини күздә сана…», демәкчи ишниң нәтиҗидарлиғиға билим дәргаһи җөндәштин толуғи билән өткәндә баһа бәргүлүк…
Сабирәм
ӘНВӘРОВА