Йеқинда, наһийәлик мәдәнийәт өйидә наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитовниң уюштуруши билән, «Ата-бова дәстүри – әвлатқа мирас» программиси асасида «Жарасымды көршілер – сенімді әріптестер» намлиқ иш-чарә болуп өтти. Наһийәмиздә истиқамәт қиливатқан милләтләр үчүн хошнидарлиқ әһмийити жуқури, мәзмуни чоңқур, тарихи узун һәм бебаһа уқумдур. Болупму, әлмисақтин бери қериндашлардәк болуп кәткән қазақ-уйғур хәлиқлириниң бирлигидә хошнидарлиқ риштиси чиң бағланған. «Жирақтики туққандин, йеқиндики хошнаң …