Басты бет Өңір тынысы КӨЛСАЙДИКИ КӨҢҮЛЛҮК КҮНЛӘР

КӨЛСАЙДИКИ КӨҢҮЛЛҮК КҮНЛӘР

0
3,177

«Қариғина, мону турған терәккә,
Ана жутниң дәриғиму бөләктә!
Йәрдә әмәс, бәлки униң томури
Турған охшаш билинмәмду жүрәктә»

 


Туғулған йәргә дегән муһәббәтни шеир қилип язсақму, нахшиға қатсақму тил билән ейтип йәткүзиш мүмкин әмәс, әлвәттә. Һәр кимгә өз ана жутидин, туғулуп өскән йеридин муқәддәс макан йоқтур. Бу һәққидә дөләт рәһбиримиз йеқинда хәлиққә йоллиған «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида тәпсилий тохтилип өтти.
«Вәтәнпәрвәрликниң әң илғар үлгиси туғулған йәрниң тарихини мәктәптә оқутуштин башлиса наһайити яхши болиду. Туғулған йәрниң һәр бир сейи вә идирлири, тағлири билән дәриялири тарихтин учур  бериду. Һәр бир йәр нами тоғрилиқ талай ривайәтләр вә һекайиләр бар… Туғулған йәргә болған муһәббәт Туғулған әлгә – Қазақстанға дегән вәтәнпәрвәрлик һис-туйғуға улишиду» дәп язиду Н.Ә.Назарбаев өз мақалисида. «Қолда турған алтунниң қәдри йоқ» дегәндәк, нурғунимиз пурсәт яр бәрсилә чәт әлгә сәяһәткә чиқишқа алдираймиз. Әнди немә үчүн, сәпиримизниң әң авал өз Вәтинимиздин башлимасқа?.. Мәйли аләмниң йәттә карамитиниң биригә бериң, бирақ сиз өзгә әлдин, туғулған йәргә болған муһәббәтни һис қилалмайсиз. «Өз жутини сөймигән, өзгә жутни сөйәлмәс», дегән мақал нәқ бүгүнки вәзийәткә қарита ата-бовилиримизниң бизгә ейтип кәткән несиһити кәби.
Вәтинини сөйгән инсан үчүн, униң һәр бир қум-тешиғичә бөләкчә иссиқ һәм қиммәт билиниду. Бепаян қазақ даласида аләмниң йәттә карамитидинму ешип чүшидиған талай тәңдашсиз гөзәл җайлар бар. Мана шу тилсим маканларни бир тамашилап қайтиш үчүн елимиздин қиш-яз туристларниң айиғи үзүлмәйду. Буниң өзи биз үчүн чоң шан-шөһрәттур.
Дөләт рәһбиримиз ушбу мақалисида «Туған жер» программиси асасида лайиһә қуруш лазим екәнлигини ейтип, униңдики үч мәсилиниң иккинчисидә «Аммивий әхбарат васитилири мошуниңдин пәйда болидиған миллий әхбаратлиқ лайиһиләр билән системилиқ түрдә шуғуллиниши керәк» дәп тәкитләп өтиду. Шуни нәзәрдә тутқан һалда, Президентниң мақалисини хәлиққә тәрғибат-тәшвиқат қилиштин авал, қоллап-қувәтләшни өзимиздин башлашни тоғра көрүп, язниң нурини чачқан иллиқ күнлиридин пайдилинип, роһий озуқ елип һәм оюмизниму, бойимизниму дәм алдуруп қайтиш мәхситидә «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитиниң коллективи көптин бери бир көрүшни арзулап жүргән «Көлсай» дияриға берип, икки күн дәм елип қайттуқ. Жирақтин тәшна болуп, тәбиитигә әшна болған Көлсайға апирар йолда Ақсай, Жалаңаш, Қарабулақ, Саты йезилирини бесип өттуқ. Йолниң икки чети чеки йоқ көк майсә, униң қойнида отлап жүргән төрт түлүк мал. Бу көрүнүшниң өзи бир әҗайип. Әнди Көлсайни десиңизчу?..
Сүрәттин көргән бир бөләк, көз билән көргән бир башқа екән. Көлсайниң сүритигә қарап, гөзәллигигә мәстанә болаттуқ. Әндиликтә, өз көзүмиз билән көрүп, сап һавасидин нәпәс елип, гәрчә мухбир болсақму, биз чеғимиз алған тәсиратимизни тил билән ейтип йәткүзүшкә сөз тапалмай қалдуқ, әмәсму…
Көк билән бой талашқан қариғайлиқ тағниң қақ оттурисида, алтун үзүктики яқут көздәк пақирап, көзни чеқип, шилдирлап аққан сүзүк суни көргәндә, тәбиәтниң әң чевәр рәссам екәнлигигә көзүң йетиду. Һавасини десиңизчу?! Түрлүк-түмән тағ гүл-гиялириниң һиддини җәннәтниң һидди дәрсән. Салқин шамилида суниң йүзидә ушақ-ушақ долқунлар пәйда болуп, Көлсайниң һөснигә техиму һөсүн қошуп турғандәк. Мана бу көрүнүшни көргәндә өзиңизни бәәйни шу бир сүрәтниң ичидә жүргәндәк һис қилисиз. Көз билән көрүп, жүрәк билән сезиниш дегән мошу охшайду… Бу туйғу – туғулған йәргә болған муһәббәттин һасил болиду. Әнди, туғулған йәрни сөйүш – Вәтәнгә болған муһәббәтниң түп-томуридур.
Маңа һәм кәсипдашлиримға әстин чиқмас дәм елиш күнлирини һәдийә қилған, умумий мәйдани 161,045 миң га «Көлсай көлдері» тәбиий парк Мәмликәтлик мәһкимиси Қазақстанниң әң гөзәл, туристларни көпләп җәлип қилидиған җайлириниң бири дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Парк территориясидә деңиз дәриҗисидин 1800-3500 метр жуқури өсидиған өсүмлүкләр билән җаниварлар дунияси, баш-учи бәлгүсиз булақ сулири билән тинип турған көлләр, қирлиқ ландшафтлар учришиду. Сәп түзигән қоюқ, қелин қариғайлар һәм миң хил өсүмлүк түрлири бу өлкиниңла әмәс, Қазақстанимизниң бебаһа байлиғидур. Алмута вилайитиниң Талғар вә Райымбек территориясидә орунлашқан Көлсай дәриясиниң еқимида үч көл орунлашқан болуп, улар: Жуқарқи Көлсай, Оттурқи Көлсай вә Төвәнки Көлсай дәп атилиду. Бу көлләрни «Шималий Тянь-Шаньниң марҗанлири» дәпму атишиду. Көлсай сүйидә белиқниң бир нәччә түри моҗут. Шундақла, сүтхорәкликләрниң 29, қушларниң 197, йәр беғирлиғучиларниң, қошмаканлиқларниң 2 түри өмүр сүрсә, өсүмлүкләрниң 704 йеқин түри өсиду. Тәбиитидин бай, туризм яхши тәрәққий әткән Көлсай һәққидә әл еғизида һәр хил ривайәтләрму учришаркән…


 КӨЛСАЙНИҢ КӨЛЛИРИ

Тағ бағридин еқип чүшкән дәрия сүйи,
Көлсай көлин һасил қилди тармақлири.
Йешил кимхап көк гүмбәзгә қучақ яйған,
Қелин өскән қариғайлиқтур қирғақлири.

Гоя сүрәт чевәр рәссам сизип қойған,
Тағ етигин әттәйләп көл қип ойған.
Җәннәт макан, көзүң тоймас көркәм өлкә,
Көрүнүши бир тилсимдур сирға толған.

Бүк-барақсан, түрлүк-түмән гүл-гияси,
Шеир яздим илһамимниң боп сияси.
Гөзәллигин йәткүзүшкә сөз тепилмас,
Туристларға толар қойни қиши-язи.

Салқин шамал қанат пүкүп ойлириңға,
Тағдәк күчлүк мәдәт берәр тал-боюңға.
Сап һаваси җан-тениңниң боп даваси,
Арамбәхш, раһәт берәр вуҗудиңға.

Ақ булутлар белиқ кәби көктә үзсә,
Парчә долқун титирәйду көл сүйидә.
Көк билән көл тиригидәк чоққилиқ тағ,
Мундақ макан йоқтур башқа йәр йүзидә.

Көргән җанни мәптун қилар тәбиити,
«Көлсайниң көллири» дәп мәшһур ети.
Көз алдимдин һелигичә кетәр әмәс…
Тянь-Шаньниң марҗинидәк қияпити.


Дәм елиш орнида Англия, Франция қатарлиқ чәт әлдин кәлгән көплигән туристларни учраттуқ. Дәрһәқиқәт, Көлсайниң әтрапиға тикилгән кигиз өйләр, самавар вә нәқишләнгән орун-көрпиләр барлиғи қазақ хәлқиниң турмуш мәдәнийтидин дерәк берип турупту. Су бойида, қазақниң күйини тиңшап олтарған чәт әлликләрни Қазақстанниң көз тоймайдиған тәвәсидики бир карамәт күч жипсиз бағлап турғандәк. Дөләт рәһбиримизниң ейтип өткән, мәнивий йеңилиниш дегини мошу болса керәк дәп ойлидим. Чүнки өзгә әдин кәлгән туристларни көрүп, мениң туғулған йеримгә, Вәтинимгә дегән муһәббитим күчийип, Қазақстандәк әлдә туғулғинимдин техиму сөйүндим һәм мәғрурландим. Туғулған йеримизни қоғдаш, асраш, қәдирләш дегинимиз – уни сөйүштин башлинидекән. Демәк, Қазақстанниң келәчиги – яш әвлатниң Вәтәнгә дегән муһәббити билән чәмбәрчас бағлинишлиқ. Президентимизниң «Туған жер» программиси қазақстанлиқларни мәдәнийәт риқабәтчилигигә қабил етип тәрбийиләйду.
«Дуния бизни нефть яки ташқи сәясәттики чоң тәшәббуслиримиз биләнла әмәс, мәдәний утуқлиримиз биләнму тонуши керәк» дәп Н.Ә.Назарбаевниң ейтқинидәк, дуния йүзигә тәрәққий әткән шәһәрлиримиз билән тонулған Қазақстанимизни техиму чоң пәллиләргә көтириш үчүн ички җан-дунияримизни, ой-хиялимизни, дунияға болған көз-қаришимизни мәнивий җәһәттин йеңилишимиз лазимдур. Шу чағдила аләмни йеңи қиридин көрәләймиз һәм риқабәткә қабил болалаймиз дегән гәп.


«Миң аңлиғандин – бир көргән әла», дегән сөз интайин дурус ейтилған. Әгәр халисақ, 2-3 саатта йетип баридиған Көлсайни көрүп қайтишни арман қилип ейтип жүргәндин, бир күнлүк вақтимизни бөлүп, өз көзүмиз билән көрүп қайтқанға немә йәтсун?! Елимиздә, Көлсайдин башқа күрмиңлиған әҗайип өлкиләр бар. Туризм җәһәттин бизниң наһийәниңму нами мәшһур. Чарин каньони һәм аришаң суллири бизниң пәхримиз. Биз туғулған йеримизни қанчилик жуқури баһалисақ, бизниң әлниң мәртивиси шу қәдәр өрләйдиған болиду. Көңлүмизгә илһам отини салған Көлсайдин башланған сәпиримизниң буниң билән тохтап қалмайдиғанлиғиға ишәнчим камил.
«Қазақстан көз алдимиздики әлғу, әң әвзили көзүм көрмигән чәт әлни көрүп қайтай» дегиниңиз әң чоң хаталашқиниңиз. «Киши жутида султан болғичә, өз жутуңда ултан бол» дегән сөз бар дана хәлқимиздә.

 

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…