Һәммигә мәлум, елимиз пайтәхти Астана шәһиридә дуния йүзилик Хәлиқ ара кәшпиятчилар көргәзмиси башланған. Бу көргәзмигә җаһанниң булуң-булуңидин дөләтләр келип, өзлириниң электр энергияси бойичә кәшип қилған мәһсулатлирини намайиш қилмақта.
ЭКСПО хәлиқ ара көргәзмисигә кәлгән меһманларни вә иштрак қилғучи шәхсләрни мунасип күтүвелиш билән биллә, уларға елимизда үндүрилидиған йемәк-ичмәк мәһсулатлиридин нәмуниләр кәлтүрүп, әһмийитидин үлгә көрситиш мәхситидә бизму вилайәтлик уюштурулған йәрмәңкә тәркивидә болуп, Астана шәһиригә бардуқ. Бу сәпиримиз биринчидин һәр наһийәдин йетилдүрүлгән мәһсулат үнүмлирини көрситип, улардин тәм тартқузуштин -ибарәт болса, иккинчидин, өтүлүватқан дағдуғилиқ җәриянни өз көзүмиз билән көрүшни нийәт қилған едуқ. Хәйрият, һәммә көңүлгә пүккән иш-реҗилиримиз өз әксини тепип, ишлиримиз муваппәқийәтлик жүргүзүлди.
Йәрмәңкигә қоюлған мәһсулатлар ЭКСПО иштракчилирини мәмнун қилди. Вилайитимиздә йетилдүрүлгән түрлүк көктат, мевә-чевә вә зираәтләрдин тәркип тапқан дарамитимиз Астана хәлқи билән униң меһманлирини йеза егилиги мәһсулатлиримиз бойичә бәһирләндүрди.
Вилайәтлик уюштурулған бу төрт күнлүк йәрмәңкә тәркивидә бизниң наһийәдин Таштиқарису йезилиқ округиниң һакими Ренат Мерекеев, Чарин йезилиқ округи һакими Болат Алғазиев, Баһар йезилиқ округи һакими Қадиржан Бағбаев, Ақсу йезилиқ округи һакими Пәрхат Мөрдиновлар, шундақла наһийәлик ветеринариялик бөлүмдин Болат Кокумдиев, наһийәлик тиҗарәтчиләр бөлүми хадими Бинара Сидиқбекова вә мән мошу өткүзүлүватқан ЭКСПО тәнтәнисиниң тамашибини ретидә болуп, бош вақтимизда уюштурулған түрлүк иш-чариләрни, Астана шәһириниң дуния әллириниң қизиқишини ойғатқан гөзәл һәм мемарчилиқ йәрлирини көрүш, алаһидә ЭКСПО үчүн ясалған чоң павильонни зиярәт қилишқа муйәссәр болдуқ.
Астана һәқиқәтәнму өзиниң гөзәллиги билән адәмни бирдин җәлип қилидекән. Униң асман билән бой талашқан имарәтлири, һәр йәрдә тәшкил қилинған оюн мәйданлири, гүлзарлиқлири, фонтанлири, кочилириниң азадә көрүнүшлири, рәтлик қоюлған түрлүк мәзмундики һәйкәллири, адәмлириниң мәдәнийәтлик көрүнүшлири вә уларниң иллиқ муамилиси, шундақла шәһәр мәнзириси билән йешилзарлиғи, жилдин-жилға мәнзирилик көчәтләр билән кәңәйтилип аватлаштуруливатқан мәйданлири шәһәрниң сөлитигә-сөләт қошуп, униң жилдин-жилға гүллиниватқанлиғидин дәлаләт берип туриду. Мундақ җәриянни көрүш һәр ким үчүн бир чоң тарих.
Бизгә мәлум болғинидәк, ЭКСПО көргәзмиси дуниявий «Келәчәк энергияси» дегән нам билән атилип, қатнашқан һәр бир дөләт өзлириниң кәшип қилған кәшпиятлирини намайиш қиливатқанлиғиниң шаһиди болдуқ. ЭКСПО павильониниң асасий чоң шарида Қазақстан Җумһурийитиниң электр энергияси асасида шәкилләнгән кәшпиятлири көргәзмиси орун алған болуп, башқа мәмликәтләргә бөлүнгән корпуслардин алаһидилинип туриду.
Энергия саһасида, йәни су, шамал, күн нурлири арқилиқ елинидиған энергияни кәшип етиш йоллири бойичә жүргүзүлүватқан бу мусабиқә әҗайип тәлпүнүш вә илгириләшни нишан қилип, зор қизиқиш вә җошқунлуқ билән һәрикәттә болуватқанлиғини көрдуқ. Җаһан кәшпиятчилириниң шиддәтлик вә дадил қәдәмлиридин һөзүрлинип, бу көргәзминиң маһийити билән әһмийитидин зор тәсират алдуқ. Биз баринчә барлиқ уюштурулған 14 корпусниң һәммисини көрүш истигидә болдуқ. Лекин икки-үч күн ичидә һәммини қарап, көрүп чиқиш мүшкүл екән. Шундақ болушиға қаримай, вақитни ғенимәт билип, арилап хелә корпусларни чапсанлиқта болсиму көздин жүгәртип үлгәрдуқ.
Биз көргән вә тамашилиған корпуслардин чоң шарға орунлашқан Қазақстан көргәзмиси өзиниң көрүнүши вә безилиши тәрәптин пәриқлинип туриду. Шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, башқа корпусларниң һәр биригә 5-6 дөләтниң көргәзмиси қоюлған. Хусусән, мәйли кәшпиятчанлиғи, мәйли безилиши, мәйли ихтидари тәрәптин болсун бизгә яққини Хитай, Россия, Япония вә Латин Америкиси әллириниң көргәзмисидур. Һәр бир корпус алдиға кәлгәндә, шу мәмликәтниң вәкили бәлгүлүк тәрҗимани билән биллә болуп, барлиқ җәриянни толуқ вә аңлиқ рәвиштә тәпсилий чүшәндүрүп беришлири бизни хошал қилди. Тәрҗиман қиз-оғуллиримиз әҗайип мәдәнийәтлик, муамилиси силиқ, һисдашлиғи иллиқ болуши көргәзминиң дағдуғилиқ өтүшигә зәмин яратқандәк.
Бу көргәзмигә дуния әллиридин йүздин ошуғи қатнашқан. Амма биз зиярәт қилиш җәриянида Таҗикстан билән Қирғизстан Җумһурийәтлириниң көргәзмисини байқимидуқ, тез арилиғинимиз үчүн көрмәй қалған болушимизму мүмкин. Қандақ болушидин қәтъий нәзәр, мәмликитимиздә өткүзүлүватқан бу Хәлиқ ара ЭКСПО көргәзмиси һәр бир дөләтниң тәбиий ресурслардин пайдилиниш арқилиқ бәна қилған энергия кәшпиятлирини һавалә қилип, келәчәк һаят үчүн болуватқан кәшпияттики зор йеңилиқ екәнлиги талашсиз. Әлвәттә, бу илмий җәриянниң келәчәккә берәр пайдисиниң әһмийәтлик болушиға ишәнчимиз камил.
Гөзәл шәһиримиз – пайтәхтимиз Астана — өзи қандақ тәрәққий етиватқан болса, өткүзүватқан көргәзминиңму келәчәктики кәшпиятчилиқ риваҗи өз әксини тапидиғанлиғи җәзмән.
Лутпулла ҺӘВӘЙДУЛЛАЕВ,
наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң башчиси