Басты бет Бір шаңырақ астында ХОШНА БОЛСАҢ ЙӨЛӘК БОЛ…

ХОШНА БОЛСАҢ ЙӨЛӘК БОЛ…

0
1,359

Йеқинда, наһийәлик мәдәнийәт өйидә наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитовниң уюштуруши билән, «Ата-бова дәстүри – әвлатқа мирас» программиси асасида «Жарасымды көршілер – сенімді әріптестер» намлиқ иш-чарә болуп өтти.
Наһийәмиздә истиқамәт қиливатқан милләтләр үчүн хошнидарлиқ әһмийити жуқури, мәзмуни чоңқур, тарихи узун һәм бебаһа уқумдур. Болупму, әлмисақтин бери қериндашлардәк болуп кәткән қазақ-уйғур хәлиқлириниң бирлигидә хошнидарлиқ риштиси чиң бағланған. «Жирақтики туққандин, йеқиндики хошнаң әла», демәкчи издигән чағда йениңдин тепилип, ғәм-қайғуңға ортақлишип, шатлиғини бөлүшүп жүридиған хошниларға немә йәтсун. Нан яқса, иссиқ ненини уштуп, чайға чақирип, аш әтсә, бир чинә ешини бөлүшидиған хошнилиқ мунасивәт шуңлашқиму қиммәтлик һәм муқәддәс.
Мәзкүр иш-чаридә дәсләп «Жазерке» вә «Арзу» ансамбльлири сәнъәткарлириниң сәһниләштүришидики музыкилиқ көрүнүш қойилип, башлиништинла һәммигә жуқури кәйпият әта қилди. Кейинки новәт йезилиқ округлардин кәлгән аһалиниң тәйярлишидики сәһнилик көрүнүшләргә берилди. Улар йезилардики хошнидарлиқ мунасивәтни рошән әкис әттүрди. Болупму, хошнилар һәққидики нахшилар, видеороликлар иш-чарини техиму җанландуривәтти.
Қисқа, лекин мәзмуни, тәрбийәвий әһмийити жуқури болған чаридики йәкүнләш сөз новити Нурвәг Сейитовқа берилди. У ушбу акцияни өткүзүшкә ат селишқан наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башчиси Гүлжаһан Әликеева вә йеза-йезилардин келип қатнишип бәргән турғунларға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди. Жиғилған җамаәткә роһий озуқ беғишлиған иш-чариниң һәммидә унтулмас тәсиратларни қалдурғанлиғи сөзсиз.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰЛТТЫҚ БОЛМЫСЫМЫЗДЫ ТҮЗЕУІМІЗ ҚАЖЕТ

Қоғамда адам өзгерді ме, әлде заман өзгерді ме білмеймін, кінәмшілдікке көп жол беретін бо…