Конституция – елимизда яшайдиған барчә хәлиқниң теч вә һурлуқта өмүр сүрүшниң капалити. Қазақстан Җумһурийитиниң Конституцияси – елимизниң тәрәққияти билән гүллинишиниң упримас асаси. Президентимиз Нурсултан Назарбаев: «Конституция — бизниң мустәқиллигимизни мустәһкәмләп, мәмликәт билән умумий җәмийәттә мустәһкәм турақлиқни қелиплаштуриду», дәп Асасий Қанунимизниң қудритини ипадилигән.
1995-жили 30-томузда қобул қилинған Асасий Қанунимизда дөлитимиз өзини демократиялик, һоқуқлуқ мустәқил дөләт дәп етирап қилған. Униңда әң алий байлиқ – инсан, униң һаяти, һоқуқи вә әркинлигидә дәп тәрипләйду. Конституцияниң умумий мәзмуни: Адәм, Президент, Парламент, Һөкүмәт, Конституциялик кеңәш, Сот, йәрлик дөләтлик башқуруш вә өзини-өзи башқуруш болуп бир нәччә топларға бөлүнүп, инсан өмриниң тәрипи қараштурулған. Бу қәйт қилинғанлар Асасий Қанунниң 30-маддисида ейтилған болса, 34-маддисида елимиздики барлиқ пухралар билән шәхсләрниң һоқуқини, әркинлигини, һар-номус вә һөрмәт-еһтирамини һөрмәтләш керәк дейилгән. Шу нуқтәий нәзәрдин, биз, юристларму алаһидә җавапкәрликни бешимизға елип, Асасий Қанун баплирида көрситилгән қанун-қаидиләргә мувапиқ иш жүргүзүп келимиз.
Мән Қазақ Дөләт Университетиниң қанун бөлүмини 1985-жили муваппәқийәтлик тамамлап, шу жилдин етиварән бир саһада, йәни бир орунда мутәхәссислигим бойичә ишләп келиватқинимға оттуз жилдин ешипту. Иш-паалийитимдә қанунимиздики көплигән өзгиришләрниң болғанлиғини йошуралмаймән. Чүнки дөләтниң күн санап тәрәққий етиши, түрлүк ислаһатларниң мәйданға келиши, хәлиқ ихтисади билән иҗтимаий һаятиниң йүксилиши, әқил-ойниң мәнивий йеңилиниши түпәйли қанунимизму түрлинип, йеңилинип заман тәливигә мунасивәтлик өз әксини тепип турди.
Биз бүгүнки таңдики адвокатлиқ ишимиздиму қисмән өзгиришләр болуп, уни хәлиқ арисида тәшвиқат қилиш вә әмәлдә көрситиш охшаш муһим ишларни баштин кәчүрүп келиватимиз. Президентимиз җарий қилған бийилқи мақалисида, мәнивий йеңилиниш асасий орунда туруп, җамаәтчиликниң сәвийәсини йәниму кәңәйтиш мәхситидә йол-йоруқлар көрситилип, ясалған реҗиләр асасида көплигән ишлар әмәлгә ешип кәлмәктә. Җүмлидин, Қазақстан Җумһурийитиниң медиация һәққидики қанун-қаидисигә мувапиқ 2011-жили 28-қәһритаңда чиқирилған №401-1V бөлүмидә Һәр қандақ җинаий ишларниң сотқичә болған җәриянлирини әмәлгә ашурумиз. Бәзән турмушта болуп туридиған ата-ана билән балиниң яки келин билән күйоғулниң арилиридики келишмәсликләр хусусидики һөҗҗәтләр сотқа әвәтилиду. Сот буйруғи чиққандин кейин, биз адвокатлар униң тәҗридий рәвиштә орунлинишини назарәткә елип, һаҗәт чағларда пәнди-несиһәт яки мәслиһәтләр беримиз. Шуниму алаһидә тәкитләймизки, бәзи җинайәт ишлар қәстәнлик билән әттәй әмәлгә ашурилиду, бәзилири пәвқуладдә яки тәсадипи вақиәләр садир болиду. Биз шу ишларниң ениқ маһийитигә йетип, җинайәтчи аталған шәхсниң гунасини йениклитишкә яки қоюлған әйипниң натоғра екәнлигини ечип, уларни гунасидин қутулдурушқа күч салимиз. Шундақла бүгүнки күндики муһим болуп жүргән ишларниң бири пенсия мәсилиси. Пухралар пенсиягә йәткән күнигичә һеч қандақ рәсмийәтлирини өтүмәй, қийин-қистақ мәзгилидә бизгә жүкиниду. Амма кечикиду. Сәвәви, һөҗҗәтләрдики хаталиқлар, иш бабидики охшимаслиқлар, һөҗҗәтләрниң кейин толтирилишиға мунасивәтлик берилгән буйруқларниң хата йезилишиға мунасивәтлик сәрсан болуп жүргән шәхсләргә ечинисән. Биз у һөҗҗәтләрни тәртипкә кәлтүргичә икки-үч ай өтүп кетип, пенсия күнидин хелә кәч қалидиғанлиқлирини әскәрмәйдиғанларму барчилиқ. Шуни алаһидә тәкитләймән, адвокатлар һәқлиқ мәслиһәт бериду вә ишни жүргүзиду. Амма биз бәзи мүмкинчилиги чәкләнгәнләргә, көп балилиқ аилә әзалириға, муһтаҗмән адәмләргә һәқсиз мәслиһәт берип, ишлирини рәсмийиләштүрүшкә ярдәм беримиз.
Булардин ташқири Қазақстан Җумһурийити Асасий Қануниниң 130,131, 335,337-маддилирида көрситилгән яла йепиш, хорлаш, камситиш, мәзгилсизо олаш, алаяқлиқ, адәмләрни алдаш, белиқ тутуш, рухсәтсиз дәрәқләрни кесиш вә һаказиләр тоғрисида заман тәливигә мувапиқ өзгиришләрниң болғанлиғини талай рәт әскәртсәкму, қанунға риайә қилмай, техичә сәвийәсигә қондурмай, сансирап, сәрганда болуп жүргән әзимәтләрниң жүрүшлиригә бәк ечинимән.
Заман еқимиға бағлиқ қанунимизда болуватқан өзгиришләрдин хәвәрдар етиш мәхситидә, дүгләк үстәлләр уюштуруп, һаҗәт мәзгилләрдә жутларға берип, қанун йеңилиқлиридин хәвәрдар ейтип жүрүмиз. Шундақ мәзгилләрдә жуттики округ һакимлириниң җавапкәрсизлигидин қисмән аһалилиқ пунктларда адәмләр жиғилмай қилишлири әпсусландуриду. Хулләс, қандақ болушидин қәтъий нәзәр, биз, қанун хизмәткарлири, хәлиқниң сағлам пикирлик, ойлуқ вә қанун чәңбиридә болуп, хатирҗәм һаят көрүп, шәхсниң һоқуқини, әркинлигини, һар-номуси билән қәдир-қиммитини һөрмәтлиши үчүн хизмәт қилимиз.
Һөрмәтлик кәсипдашлар, нишанланип олтарған 30-томуз – кәспий мәрйимиңларни тәбрикләп олтирип, елимизниң Асасий Қанунини мәдһийиләп, хәлиқ үчүн жүргүзүватқан шәрәплик ишиңларда зор муваппәқийәтләргә йетишиңларға тиләкдашлиқ билдүримән!
Конституцияни қәдирләш һәр бир пухраниң асасий борчидур!
Гүлжаһан ИМРӘМЗИЕВА,
Уйғур наһийәлик юстиция кеңишиниң адвокати, Юстиция министрлиги әдлийә башқармисиниң алтун һәрипләр билән йезиған тәшәккүрнамисиниң саһиби