Басты бет Көкжиек АЛТУН АРМАН

АЛТУН АРМАН

0
2,630

Ана мәктәп. Бу сөзни аңлиғанда, һәр кимниң ядиға бирдин синипдашлири, дәсләп қолиға қәләм тутқузған устазлири, мәрипәт бәтлиридин билим издигән китаплири, әстин чиқмас балилиқ дәври келәри сөзсиз. 11 жил. Бу инсан балиси үчүн һаятиниң бир қисми. Йәнә келип, әң есил гөдәклик чағлири өтүдиған – балилиқ һаят. Мәктәп босуғисидин атлиған һәр бир шагирт 11 жил мабайнида ақ-қарини тонушни, яхши-яманни айришни үгинип, билим билән тавлинип чиқиду.

Әлвәттә, мәрипәтниң йоли еғир. «Билим – жиңнә билән қудуқ қазғандәк» десәк демәк, билим бериш вәзиписигә жүкләнгән мәсъулийәт, тәләп интайин жуқури дегән гәп. Шуңа болса керәк талай инсан устазлиқ мутәхәссислигини егиләп чиққини билән, әмгигиниң мевә бериши муәллимниң қабилийитигә бағлиқтур. Шүбһисизки, мана мошундақ синиғи көп, җапаси тола, мәшәқәтлик йолни таллиған устазларниң шагирт һәмдә милләт яки әл үчүн болсун орни алаһидә.
Вақит өтиду, заман өзгириду, дәвир тәливигә қарап билимму йеңилинивәрмәк. Мәктәп қанунийити шуки, һәр жили биринчи синипқа йеңи оқуғучилар қобул қилинип, шу жили мәктәптин йеңи учумкарлар учум болиду. Бийилму жилдикидәк 2017-жилниң түләклири ана мәктиви билән хошлашти. Көңлидә арзу-арманлири үчүн туташқан үмүт чириғи билән қатар қандақту бир әндишә, қиялмаслиқ, сеғинишниң оти бар. Болупму, бу һис-туйғуни һәр бир инсан түләк болған чеғида баштин өткүзиду. Өз арминиға ишәнгән инсанниң армини күнләрниң бир күни орунланмай қоймайду. Мәхсити ениқ, армини бүйүк мәктәп тамамлиғучи түләкләрниң қайтмас ирадиси он бир жил алған билими қанчилик күчлүк болса, шу қәдәр мустәһкәм болиду. Гезитимизниң алдиңқи санида, наһийәмиздин 564 шагирт учумкар болуп, уларниң ичидә 16 «Алтун бәлгү» вә йәнә икки түләкниң үлгилик шаһадәтнамиға оқуғанлиғини ейтип, сүйүнчә сориған едуқ. Шулар қатарида җумһурийәтлик олимпиадидин ғалиб чиққан оқуғучиларниму қошуп ейтмаслиққа болмас.
Наһийәлик билим бөлүминиң уюштуришида наһийәлик мәдәнийәт өйидә, «Алтун арман» намлиқ тәнтәнилик иш-чарә өткүзүлүп, ана мәктивиниң, устазлириниң, ата-анисиниң үмүтини ақлиған түләкләргә алий тиләкләр ейтилди. Көк лентилириға «Учумкар – 2017» дәп йезилған түләкләр зални бөләкчә җанландуривәтти. Риясәтчиләр иш-чарини башлап, дәсләпки сөз новитини наһийә һакими Алимҗан Тохтасуновқа бәрди.
Наһийә һакими өз сөзидә яш түләкләрниң келәчигидин зор үмүт күтүдиғанлиғи һәм уларға зор ишәнч билдүридиғанлиғини ейтип, билим йолида әмгиги зор устазларға, әқиллик пәрзәнт тәрбийилигән ата-анилириға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилип, учумкарларға ақ йол тилиди. Шундақла, «Алтун бәлгү» һәм үлгилик шаһадәтнамә саһиблириға, олимпиадидин ғалип аталған түләкләргә еришкән мукапатлирини тапшурди. Атап ейтар болсақ, Ж.Қудайбергенов оттура мәктивидин Жаңыл Баймуқаш, Аяна Мухтарбек, Зарема Зиянгирова, №1-Чонҗа билим дәргаһидин Камилла Муталимова, Рамина Абдикарова, №5-Чонҗа оттура мәктивидин Наиләм Хусурова, Дана Алаева, №4-Чонҗа оттура билим дәргаһидин Ақбота Рыскелди, Меһиринса Нуриева, Чарин оттура мәктивидин Гүлзат Қасенғазы, Айнур Доманова, Чонҗа №3 И.Молутов намидики оттура мәктәптин Диана Итахунова, М. Җәлилов намидики оттура мәктәптин Фарух Искалинов, Түгмән уйғур оттура мәктивидин Рана Шаймарданова, Ғ.Сәдвақасов намидики билим юртидин Санийәм Қасимова, Һ.Искәндәров намидики билим очиғидин Розалина Махмудоваларға наһийә һакими өз қоли билән «Алтун бәлгүлирини» тақти вә №1-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучилири Назугум Усенова, Наргиза Исаеваларниң үлгилик шаһадәтнамисини, олимпиада ғалиплири Султан Ганидинов билән Элзара Зипароваларниң дипломлирини тәнтәнилик түрдә тапшуруп, топ ярған түләкләргә дәстә гүллири билән өз соғисини һәдийә қилди.
Түләкләр намидин тәбрик сөз Җ.Қудайбергенов намидики оттура мәктәпниң түлиги, «Алтун бәлгү» саһиби Жаңыл Баймуқашқа берилип, у замандашлириға ақ йол тиләп, устазларға һәм ата-аниларға барлиқ учумкарлар намидин чәксиз рәхмитини 3 тилда йәткүзди. Шундақла, ата-анилар намидин Адилҗан Исмаилов сөзгә чиқип, жүрәк сөзлири билән бөлүшти. Мәзкүр иш-чаридә музыкилиқ номерлар билән қатар учумкарлар үчүн қизиқарлиқ оюнлар уюштурулди.


11 жилниң ичидә иккинчи өйидәк болуп кәткән мәктиви, иккинчи анисидәк болған устазлири, қериндашлиридәк болуп кәткән синипдашлири учумкарларниң жүригиниң чоңқур бир қетида та әбәткә сақлиниду. Арида 20 жил өтсун яки 40 жил өтсун синипдашлар сеғинишини бесиш үчүн, һаман бир күни ана мәктивиниң қойниға дәстә-дәстә гүллири билән учришишқа келиду. У чағда һәммә нәрсә тамамән өзгириду. Улар әнди түнүгүнки студентлиқ һаятқа сәпәрдаш болған түләкләр әмәс, шәхсий һаятидиму, кәспий һаятиму чоң өзгиришләр йүз бәргән, җәмийәттин өз орнини тепип, арманлириға йәткән, әл үчүн тәр төкүватқан бәлгүлүк кәсипниң мутәхәссиси болиду әмәсму…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…