Басты бет Мәдениет және руханият ЯШ ИҖАТКАРЛАР БИРЛӘШТИ

ЯШ ИҖАТКАРЛАР БИРЛӘШТИ

0
2,182

Буниңдин авал гезит-журнал бәтлири арқилиқ яш иҗаткарларниң «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмиси қурулғанлиғи мәлум болған еди. Намидин чиқип турғинидәк, яшларниң асасий мәхсити – уйғур әдәбиятиға варислиқ қилиш болди.
Исими көпкә тонуш, көрнәклик уйғур зиялилири Алимҗан Тилвалди вә Азнат Талипов өз тәклип-пикирлири асасида, әдәбият йолида қәләм тәвритип келиватқан бир түркүм яшларниң бешини бириктүрүп, иҗадийәт йолиға йетәклигән еди. Мана шуниңдин бери йеңидин дәм-дәм бесип келиватқан «Варис» яшлар әдәбий-иҗадий бирләшмиси мәхсәт-вәзипилирини түзүп, реҗә бойичә иш елип меңишқа башлиди. Башта интернет бәтлиридин, ениғирақ қилип ейтсақ, фейсбук арқилиқ «Варис» намлиқ топ ечип, бирләшминиң әзалирини бир-бирдин көпчиликкә тонуштурди. Яш талантлар иҗадийитини намайиш қилип, хәлиқниң қизиқишини ойғатти. Әдәбий-иҗадий бирләшминиң қурулғанлиғидин хәвәр тапқан уйғур әдәбиятиниң җан көйәрлири, яшларға ақ йол тиләп, тор бәтлиригә ой-пикирлирини очуп язди. Әлвәттә, ««Варис» һәқиқәтәнму әдәбиятимизға варислиқ қилаламду?» дегән әндишисини йәткүзгәнләрму йоқ әмәс. Бәзиләрниң һәтта, «Бу өмәкниң иши узаққа бармайду», дәп йеңидин туташқан үмүт отиға көләңкисини чүшәргәнлигиниму йошурмаймиз. Лекин «Һәммини вақит көрситиду» дегән дана сөз бар әмәсму. Гәрчә һәммә алда мәсъулийити чоң, җавапкәрлик зор иш күтүп турғанлиғини қайта-қайта ейтсиму, «Варис» басқан йолидин артқа чекинишни ойлимиди. Әксичә, яшларниң бирлиги – сунмас ирадигә айланди. Буниң пәқәт қуруқ гәп әмәслигини дәлилләш үчүн, иккинчи учришишниң вақит-саатини бәлгүләп, «Маһинур» рестораниға «Варисниң» мухлислирини тәклип қилди. Атап ейтиш керәкки, учришиш өтүдиған орун билән һәқсиз тәмин әткән Маһинур һәдә Исрайилова вә у башлиған Алмута шәһәрлик Ханим-қизлар кеңишиниң әзалири яш иҗаткарларға һамийлиқ қилип, иҗадий кәчниң ойдикидәк өтүшигә зор һәссә қошти.
Биз ейтқан күнму йетип келип, 28-сәпәр әстин чиқмас бир күнгә айланди. Иҗадийәт кечигә көрнәклик алим, шаир-язғучилар, гезит-журналларниң муһәррирлири, мухбирлар, нәшриятларниң рәислири,«Тәңритағ» телеканалиниң вәкиллири, мәктәп мудирлири, талантлиқ нахшичи вә композиторлар, Җумһурийәтлик, вилайәтлик вә наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәислири, җәмийәтлик тәшкилатлар – һәммиси дегидәк алаһидә тәклипнамиләр билән чақиртилди. Умумән иҗадий кәчкә чақиртилғанлар асасий җәһәттин келип қатнашти. Буниң өзи әдәбиятимиз үчүн ғәм йәйдиған, «Варисқа» ишәнч артидиған хәлиқниң бар екәнлигидин далаләт бериду. Дәрһәқиқәт, уларниң ичидә «Қени көрәй, буларниң қолидин немә келидекин?» дегән нийәттә кәлгәнлириму бардур, бәлким…
Дәсләп сөзни Алимҗан ака Тилвалди башлап, «Варис» һәққидә қисқичә тохтилип, меһманларға униң әзалирини тонуштурди. Кейинки сөз тизгини өмәкниң рәиси ретидә Вильям Молотовқа тапшурулуп, у бирләшминиң мәхсәт-вәзипилири, иш реҗиси тоғрилиқ ейтип өтти. Шундақла, өмәк әзалдиридин Молутҗан Тохтахунов, Абдулҗан Азнибақиевлар сөзгә чиқип, «Варисни» қоллап-қувәтләп кәлгән меһманларға әдәбий-иҗадий бирләшмә намидин миннәтдарлиғини йәткүзди. Бирләшмә әзаси Дильфуза Розиева риясәтчилик қилип, иҗадий кәчни елип маңди. Биринчи қисим яшлар иҗадийитигә беғишлинип, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири көпчиликкә өз иҗадидин шеир оқуп берип, меһманларниң қизғин алқишиға бөләнди. Шүбһисизки, яшларниң шеирлири иҗадий кәчни техиму җанландуруп, хәлиқниң уларға болған ишәнчисини улғайтти.
Иккинчи қисимда сөз кәлгән меһманларға берилди. «Уйғур авази» гезитиниң намидин мухбир Мәшүр Сасиқов, «Интизар» журналиниң муһәррири Абдуғопур Қутлуқов, «Иҗаткар» журналиниң баш муһәррири Әхмәтҗан Исрапилов, «Азия бүгүн» гезитиниң баш муһәррири Ташгүл Һезиярова, «Ғунчә» балилар журналиниң мудири Диләрәм Җәлилова вә «Әхбарат» журналиниң вәкиллири «Варисни» қоллап-қувәтләйдиғанлиғини йәткүзүп, аталған гезит-журналлардин мәхсус бир бәтни «Варис» иҗадийитигә беғишлайдиғанлиғини ейтип, вәдә бәрди.Шундақла, Челәк тәвәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Майдин ака Абдуллаевниң Челәк йезисида яш иҗаткарлар билән сәнъәткарларниң қатнишиши билән чоң концерт уюштуруп беридиғанлиғини мәзкүр мәркәзниң йенидики маарип кеңишиниң рәиси Арзигүл Абдримова қәйт қилса, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий пухраси, миллитимизниң җан көйәри Кәрим ака Худайбәрдиев яшларниң 2 китавини нәширдин чиқирип беридиғанлиғини хәвәрлиди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…