Басты бет Заң және қоғам ХӘЛИҚ ҮЧҮН ХИЗМӘТТӘ

ХӘЛИҚ ҮЧҮН ХИЗМӘТТӘ

0
1,739

Хәлиқниң һал-әһвалини тиңшаш, йезилардики мәсилиләрни һәл қилиш мәхситидә йеқинда наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Бекмухамбетов, наһийә прокурори Арман Омаров, наһийәлик ички ишлар бөлүминиң башчиси Рамиль Гимадиев, наһийәлик йәр қатнашлири бөлүминиң башчиси Фахит Амирдинов, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң башчиси Вахидин Амирдинов һәм мәмликәтлик киримләр башқармиси наһийәлик филиали башчисиниң орунбасари Қанат Жанғазиевлар наһийә мәркизидин жирақта орунлашқан йезиларниң бири Ғалҗат жутида бир күнлүк иш сәпәрдә болуп қайтти. Улар дәсләп Ғалҗат йезилиқ мәдәнийәт өйигә жиғилған хәлиқ билән учрашти.
– Адәттә хәлиқ мураҗиәтлири билән бизниң алдимизға көп келиду, лекин бүгүн биз бу йезиға, пәқәт силәр үчүн кәлдуқ, һәр қандақ мәсилилириңларни қисилмай ейтивәрсәңлар болиду. Чүнки бүгүн һәр қайси мәһкимиләрниң башчилири алдиңларда олтирипту, – дәп башлиди наһийәлик прокурор өз сөзини. Демисиму, бәзи турғунларниң турмуш шараитигә, бәзилириниң саламәтлигигә мунасивәтлик наһийә мәркизигә берип йолуқушқа мүмкинчилиги яр бәрмәйду. Мана ушбу учришиш шу бошлуқниң орнини толтиришниң бирдин-бир мүмкинчилиги болди. Ғалҗат йезисиниң мөтивәри, пенсионер Мәхсут Хевизов наһийәдин кәлгән башчиларға миннәтдарлиғини йәткүзүп, аһалә намидин бир нәччә мәсилини оттуриға қойди. У кооператив қурушта бәзи бир өзгиришләргә бағлиқ, җамаәтчилик арисида чүшәнмәсликләрниң болуватқанлиғини ейтип, йезидики ичимлик су вә йәр мәсилилири һәққидә өз ойини оттуриға қойди.
Кооператив бойичә Қуралбек Бекмухамбетов кооператив қурушниң пайдисини, һеч қандақ зийини йоқ екәнлигини атап ейтти. Бағ, һәсәл һәриси, белиқ егилиги бойичә 3 адәм бирлишип иш елип барса болиду, әнди өсүмлүк, мал егиликлири бойичә кооператив қуруш үчүн 20 йеза егилиги бирикиши лазимлиғини тәкитләп, кооператив қурушниң өзгичилиги шуки субсидия, техника җәһәттин һөкүмәтниң тәмин етидиғанлиғини қәйт қилди өз сөзидә. Демәк, бу бирләшкән оқәт, келәчәктә йеза егилиги һәм елимиз үчүн мол тапавәт көзигә айлиниду дегән гәп.
–Иккинчи мәсилигә кәлсәк, ичимлик су һәл болмайдиған мәсилә әмәс. Биз бу һәққидә һәр қачан ейтип келиватимиз. Мустәқилликкә еришкән 25 жилниң ичидә наһийәмиз-дики 16 йезида таза ичимлик су мәсилиси һәл қилинди. Бу чоң нәтиҗә. Һәммимизгә мәлумки, Президенти-мизниң «Ақ булақ» программиси һәр жили реҗигә мувапиқ орунлинип келиватиду. Су билән тәминләштә, биз авал су тапчил, хәлиқ сай-ериқниң сүйини истимал қиливатқан йезилардин башлаватимиз. Сөзүмгә дәлил, һазир Ардолата, Қирғизсай вә Кепебулақ йезилириға су киргүзүливатиду. Бийил бу үч йезидики су мәсилиси һәл болса, новәт кейинки йезиларға келиду. Ғалҗат йезисиму новәттә турған йезилар қатаридин. Ишәшлик ейталаймәнки, алдики вақитта йезиға чоқум су киргүзүлиду, пәқәт сәл сәвир қилип, күтүш керәк, – деди Қуралбек Ахметбай оғли.
Йәр мәсилисигә бағлиқ сөз Фахит Амирдиновқа берилди. У турғунларниң барлиқ соаллириға җавап берип, М.Хевизов билән йәккә сөһбәттә болуп, иш жүргүзүш тәртивини тәпсилий чүшәндүрүп өтти. Мәзкүр жиғинда йәнә башқиму соаллар мулаһизилинип, өз йешимини тапти. Уларниң ичидә иш сорап, чегара мәсилисини ейтип кәлгәнлириму болди. Қуралбек Бекмухамбетов башлап кәлгән топ әзалири, пәқәт кабинетта хәлиқни тиңшаш билән болмиди, мәмликәтлик мәһкимиләрни арилап, мәктәптики җөндәш ишлириниң жүргүзүлүш җәриянини назарәт қилип қайтти. Шундақла, ялғуз башлиқ яшанғанлар, мүмкинчилиги чәкләнгән балиларниң өйлиригә йол тартип, һал-әһвалини сорап, һөкүмәт тәрипидин қандақ ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини билип қайтти. Бир күнгә созулған иш-сәпәрдә хәлиқ наһийәдин кәлгән мәмликәт хадимлириниң хизмитидин хурсән болушти. Хуш қилидиғини, әнди алдики вақитта дәл мошундақ учришишлар наһийәмизниң башқиму йезилирида өз давамини тапидиған болиду. Шүбһисизки, бу иш-сәпәр хәлиқ мәнпийити үчүн уюштурулди. Чүнки һөкүмәт һәр қачан хәлиқ үчүн хизмәттә.

Сабирәм
ӘНВАРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕМҚОРЛЫҚҚА ЖОЛ ЖОҚ

Сыбайлас жемқорлық – заман ағысымен бірге өсіп-өркендеп, мол қаражат және қоғамдық бәсекел…