Басты бет Иман ҚУРВАН ҺЕЙТ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ БИЛИСИЗ?

ҚУРВАН ҺЕЙТ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ БИЛИСИЗ?

0
1,451

Қурван һейт – мусулманниң әң улуқ мәйрими! Мусулманларниң муқәддәс китави Қуръанда «Рәббиң үчүн (һейт) намазини орунла вә қурванлиқ чал» дейилгән («Кәусар» сүриси, 2-айәт). Бу мәрикә һейт намизини оқуштин башлиниду. Һейт намизиға аял, бала-чақиңиз билән бериш сүннәт. Һейт намизиға тазилинип, әң яхши кийимлириңизни кийип, үстүңизгә әтир сепип беришму пәриз. Намаздин қайтарда кәлгән йолуңиздин башқа йол билән қайтқиниңиз әвзәл. Қурванлиқ челиш бу Ибраһим Пәйғәмбәрдин давамлишип келиватқан сүннәт. Бу мәйрәмниң мусулман хәлиқлири үчүн орни алаһидә. Шуңа, ушбу улуқ күнниң қәдир-қиммити, алаһидиликлири, қурванлиқ челишниң әһмийити һәққидә көпчиликниң пикрини елиш мәхситидә, интернетниң ярдими билән «Қурван һейт һәққидә немә билисиз?» дегән соалға пикир-таллаш жүргүзүп көрдим. Төвәндә шу мулаһизидин келип чүшкән ой-пикирләрниң бир азини оқурмәнләр билән бөлүшмәкчимән:


Динара ШАРИПОВА:
“Қурван һейт һәққидә толуқ болмисиму, билгинимчә җавап берәләймән. Бу барчә мусулман әһли үчүн әң есил мәйрәмләрниң бири. Бу күни шараити яр беридиған һәр бир мусулман Алланиң разилиғи үчүн қурванлиқ чалиду вә қурванлиққа челинған малниң гөшини житим-йесир, турмуш әһвали төвән, көп балилиқ аилиләр һәм холум-хошна, қом-қериндашлири билән бөлүшиду. Һейт күни, мол дәстихан йейилип, мусулманлар бир-бириниң өйигә һейтлап келиду. Шундақла, бу мәйрәмдә жут ичи бөләкчә, үстүн кәйпиятқа бөлүниду.”
Үмүтҗан АВУТОВ :
“Чоңлардин аңлишимчә, Қурван һейт күни йеқинлириңға соға сетивелип, көтирәңки кәйпиятта болуп, рәнҗигән адәмлириңни кәчүрүп, һейтлаш вә Аллаға шүкүрчилик ейтиш керәк.”
Мукарәм РОЗАХУНОВА:
“Қурван һейти – Роза һейтидин 70 күн өткәндин кейин нишанлинидиған мәйрәм. Алланиң буйруғи бойичә биринчи қурванлиқ Ибраһим Пәйғәмбәрниң оғли Исмайил болуши керәк еди. Улуқ Яратқучимиз ата вә балиниң өзигә чин дили билән етиқат қилидиғанлиғиға көз йәткүзүп, асмандин қойни чүшириду.”
Альбина ӘМӘТОВА:
“Билишимчә, кесәл яки жуқумланған; бир яки икки көзи кор болуп қалған; қулақ яки қуйруғиниң йеримидин көпирәги кесиветилгән; токур һаләттики өрә туралмайдиған; қулақсиз яки қуйруқсиз туғулған; чишлириниң көпирәги чүшүп кәткән; мүңгүзлиридин бири яки иккилиси түвидин кесилгән; интайин оруқ маллар қурванлиққа яримайду.”
Шухрат ИЛИЕВ:
“Шундақла, мал боғузлашниң өз қаидә-тәләплири бар болуп, мални боғузлашниң алдида «Бисмилләһи Аллаһу Әкбар” “Алланиң ети билән, Алла улуқ» дәп ейтиш керәк. Йәнә келип, мал боғузлайдиған пичақ өткүр болуши шәрт. Малниң көзичә пичақни иштиклитишкә һәм бир мални иккинчи малниң көзичә боғузлашқа болмайду. Әгәр боғузлалмисиңиз, мелиңизни башқа мусулман адәмгә боғузлитишқа рухсәт берилгән.”
Дильназ ЯРМУХАМЕТОВА:
“Қурванлиққа челинған мал гөшиниң үчтин бир бөлүгини өзиңизгә қалдуруп, үчтин бир бөлүгини меһманларға сунуп, үчтин бир бөлигини муһтаҗларға тарқитишиңиз лазим. Қурванлиқниң терисини сетишқа яки қассапниң һәқи ретидә беришкә мәнъий қилинған.”
Зульяр ҚУРБАНОВ:
“Қурванлиқ Алланиң разилиғи үчүн, совавини пәқәт Алладин үмүт қилип челиниши шәрт. Қурванлиқ мели бәлгүлүк яшқа толған болуши һаҗәт. Төгини 5 яштин, сийир-буқини 2 яштин, қой-өшкини 1 яштин башлап қурванлиққа челиш керәк. Бир аилиниң намидин бир мал челинса, барлиқ аилә әзалири үчүн йетәрлик. Сийирни вә төгини йәттә адәм бирлишип қурванлиққа чалса болиду.”


Ейтилған пикирләрни йезимизниң имами Пәрһат Қасимовниң ейтип бәргәнлири билән аяқлашни тоғра көрдим. Имамниң ейтишичә, қурванлиқ челиш һейт намизи оқулуп болғандин кейин башлиниду. Әнди қурванлиқни һейт намизиғичә чалғанниң қурванлиғи һесапқа елинмайду. Қурванлиқ челиш рәсимини һейт намизиниң төртинчи күни Асир намизиғичә орунлашқа рухсәт.
Мениң бу соал-җававимдин шуниси ениқ болдики, чоңлиримиз болсун яки яшлиримизниң болсун Қурван һейт һәққидә биләри аз әмәс екән. Қойған соалимға көплигән адәмләрниң өз пикрини қалдурғанлиғини көрүп, толиму хурсән болдум. «Тама-тама көл болур» дегәндәк, жиғилған ой-пикирләр ушбу мақаләмни йезишимниң сәвәпчиси болди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…