Басты бет Көкжиек БИЛИМГӘ БАШЛАР ИЗГҮ ЙОЛ

БИЛИМГӘ БАШЛАР ИЗГҮ ЙОЛ

0
1,975

 Яз пәслиниң ахирқи ейида мәктәп тәйярлиқлири башлинип кетиду. Вәтинимиздә һәр бир қазақстанлиқниң һеч қандақ қийинчилиқсиз билим елиши үчүн барлиқ мүмкинчиликләр яритилип кәлмәктә. Дөләт башчимиз билимгә чоңқур көңүл бөлиду. Шуңа елдимиздики оттура билим дәргаһлири һәқсиз, барлиқ дәрисликләр мәмликәт тәрипидин берилиду. 


Ейтип өтүш керәкки, елимиздә һәр милләт вәкили өз ана тилида сөзләшкә, билим елишқа, хизмәт қилишқа толуқ һоқуқлуқ. Билим алидиған оттура мәктәпни таллашму һәр бир ата-аниниң өз әркидә. Қисқиси, һәр бир мәктәп йешиға толған гөдәккә билим берилиши шәрт. Шу мәхсәттә, жилдикидәк бийилму томуз ейиниң дәсләпки күнидин башлап жумһурийәтлик «Мәктәпкә йол» хәйрихаһлиқ акцияси башланди. Мошу жили, Қазақстан Жумһурийити Билим вә илим министрлигиниң башланмиси бойичә акция «Мениң таллишим – балиларға ярдәм көрситиш» дегән шиар билән өтүдиған болиду.
Акцияниң асасий мәхсити – турмуш шараити төвән аилиләрдики оқуғучиларниң йеңи оқуш жилиға тәйярлиғиға ярдәмлишиш вә иҗтимаий сәвәпләр билән мәктәпкә кәлмәй қелишниң алдини елиш болуп тепилиду. Ушбу акция 30-мизанғичә давамлишиду. Шуниң билән қатар, биринчи синип оқуғучилирини һөрмәтләшни уюштуруш («Биринчи синипқа – биринчи рәт», «Биринчи синип оқуғучилириға соға» вә башқилар), униңда иҗтимаий җәһәттин қоғдалмиған аилиләрниң биринчи синипқа баридиған балилириға алаһидә көңүл бөлүш, бәлгүсиз сәвәпләр билән мәктәпкә кәлмәй жүргән балиларни ениқлаш қолға елинидиған болиду.
Наһийәмиздә һәр жили мәзкүр акциягә бағлинишлиқ көплигән ишлар әмәлгә ашиду. Наһийәмиздики барлиқ билим дәргаһлирида, мәктәп мәмурийити һәм хәйрихаһлиқ қилишни халайдиған меһриван җанлар тәрипидин көп балилиқ һәм турмуш шараити төвән аилиләрниң балилири мәктәп формиси вә оқуш қураллири билән тәмин етилиду. Бу акциягә мәҗбурий түрдә уюштурулмайду. Пәқәт, соваплиқ ишни қоллап-қувәтләшкә турмуш шараити яр беридиған, өз әрки билән ярдәм қолини сунушни халайдиған инсанлар «Мәктәпкә йол» акциясигә ат селишалайду.
Йошуридиғини йоқ, һазир базарларда мәктәп кийим-кечәклири вә оқуш қураллириниң баһаси қиммәт, бир балиниң барлиқ һаҗәтликлиригә чеқип һесаплиғанда, аз дегәндә 30-40 миң тәңгини тәшкил қилиду. Турмуш шараити төвән аилиләрниң пәрзәнтлирини баштин-аяқ кийиндүрүп чиқишқа имканийити яр бәрмәслиги ениқ турған гәп. «Мәктәпкә йол» акцияси, намидин чиқип турғинидәк, изгүлүк башланмидур. Бала дегән – периштә. Қайтурими йоқ яхшилиқ болмайду. Мусулманларда: «Яхшилиқ қил, бәндидин қайтмисиму, Алладин қайтиду» дегән есил сөз бар, әмәсму. Сиз бир оқуғучиниң мәктәпкә берип билим елишиға йол ачсиңиз, пәқәт шу шагиртниң ярамлиқ адәм болуп йетилип чиқишиға һәссә қошқан болупла қалмай, бәлки елимизниң келәчиги, тириги болидиған инсанларниң қатарини көпәйткән болуп һесаплинисиз.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…