«Қизим, әслидә, ундақ әмәс. Униң сүрити астиға йезилған һаясиз сөзләрни оқуп, қан бесимим көтирилип кәтти.
Әнди бу сүрәт телефондин телефонларға көчүп, үзүмизни қара қиливатиду. Немә қилишни билмәймиз. Қизимниң номусини патқаққа патурди».
Мана шу телефон дегән бала чиқтидә, яшларниң тәрбийиси бузулди… Бу пикирни көпирәк йеши улғайған адәмләрдин аңлап қалимиз. Бу алақә васитиси әйни вақитта һәммимиз үчүн һаятий зөрүрийәткә айланди. Һәтта мобиль телефонисиз бир күнүмизни тәсаввур қилишимиз қийин. Бизгә шунчилик мүмкинчиликләр яратқан алақә васитисиниң беминнәт хизмитидин ишлиримиз йеникләштию, амма айрим пәйтләрдә уни яшларниң тәрбийисини бузуватқанлиғида әйипләймиз. Хош, бу әйипни телефонға дөңгәп, өзимизни ақлишимиз виҗданимизға қанчилик тоғра келидекин? Мәшәдә бир ләтипә ядимға чүшти.
Ана шәйтан әндила есини жиғиватқан балилириға дунияни тонуштуриветипту… Шайтан балилири қизиқип: «У немә. Бу немә?», дәп соришиду. Ана шәйтан болса бирму-бир һәммә нәрсә, барчә җан-җаниварлар тоғрисида сөзләп бериду.
– Мана булар – инәкләр, улар яйлақларда озуқлиниду, булар болса жиртқуч һайванлар, улар өзигә яққан барлиқ җаниварларни йәйду…
Ана шәйтан һәммә нәрсини чүшәндүриветип, адәмләргә кәлгәндә тонуштурмай өтүп кетипту. Шунда балилири: «Ваһ, әвуларчу? Немишкә улар тоғрисида ейтмайсиз?», дейишсә, аниси: «Һә-ә, қоюңлара шуларни. Барлиқ гуналиқ ишларни өзлири қилидудә, кейин бизни гунаһкар қилишиду», дәпту…
Бирәвниң тәғдирини оюнчуқ қилмаң
Бүгүн «паланчиниң сүрити яки видеоролиги интернетта тарқилип кетипту», дегән гәпләр йеңилиқ болмай қалди. Жуқурида бегунаһ қизниң нами шәрмәндилик патқиғиға петиватқанлиғидин көзлири яшқа толған аниниң сөзлирини кәлтүрдуқ. Униң ейтишичә, кимдур қизиниң сүритиниң астиға телефон рәқәмини вә «Мән-мән, жигитләр, қоңғурақ қилиңлар, силәрни күтүватимән» охшаш беһая чарлаш сөзлирини компьютер арқилиқ илавә қилип, көпчилик арисида аммибап болған мобиль дәстүрлири арқилиқ «пайдиландурғучиларға» тарқитивәткән.
Әнди өзиңиз ойлап көрүң, чирайлиқ арзу-нийәтләр билән қизиға әлчи күтүватқан өй егилири өз җигәриниң парчиси һәққидә тарқиливатқан бу төһмәтләрни қандақ көтириду? Жигирмә жилдин ошуқ бағрида гүлдәк асирап келиватқан қизиниң шәнини бир пәстила һарам нийәт бузақилар патқаққа патуруп ташлиши интайин әләмдур. Тоғра, җинайәтчиләр қанун алдида җавап беришәр, амма қиз балиниң номусиға қаритип ейтилған «қара дағ» жуйилармекин? Пәрзәнди тоғрисида болуватқан пичир-пичирлардики түрлүк ғевәтләрдин беши саңгилиған ата-аниниң алтундин қиммәт саламәтлиги қайтидин тиклинәрму? Бу көңүлсизликниң кәйнидики изтираплар, қайғу-һәсрәтләр түгәрму?
Башқидин башлаш имкани болғанда…
– Әгәр һәммисини башқидин башлаш мүмкинчилиги болғинида, интернетқа һеч қачан кирмәттим, – дәйду аниниң қизи. Амма қени буниң имкани болса. Тоғра, һәммигә бу һаләтниң төһмәт вә ялғанлиғини чүшәндүрүп чиқишниң илажи йоқ. Амма бу сизни һаятиңизниң давамида еһтиятчан болушқа дәвәт қилип, чоң савақ вәзиписини өтәйду. Дәйлуқ, иҗтимаий тармақларға жайлаштурған сүрәтлириңизни елип ташлаң яки уларни яман нийәтлик «инсанлар» қолиға чүшүп қелишидин һимайә қилиң.
Телефон вақтимизни оғрилайду
Нигара:
– Бүгүнки таңда қайси саһани алмаң, компьютер техникиси муһим орунда туриду. Шуниң билән бир қатарда йенимиздики янчуқ телефонму бизниң дайимлиқ һәмрайимизға айланған. Еғиримизни йеник қиливатқан бу телефонларниң пайдиси көп. Лекин шуниң билән бир қатарда униң зәрәрлик тәрәплириму бардә. Қурбилирим билән бир мәшрәптә олтарғинимиздиму асасий мавзу телефон болиду. Амма яшлар үчүн телефонниң пайдисидин көрә зийини көпирәк, дәп ойлаймән. У бизниң оқуп интилишимиз үчүн муһим болған вақтимизни оғурлайду. Хусусән, җаһан миқиясидики болуватқан интернеттики түрлүк сайтлар яшларниң диққиини тартмай қалмайду. Әлвәттә, мән бу сөзүм билән интернетни тамамән қарилимақчи әмәс. Бәзи бир яшларни билимән, интернеттин үнүмлүк пайдилиниду. Әгәр һәр биримиз униңдин мана шундақ пайдиланғинимизда, униң кәйнидин келидиған көңүлсизликләргә йол бәрмигән болаттуқ.
Ана пәриядини вә көпчиликниң пикрини хәткә чүшәргән
Худавәди МӘҢСҮРОВ