Басты бет Әр қилы БАЛИЛАР ЖИТИМ БОЛМИСЕКӘН

БАЛИЛАР ЖИТИМ БОЛМИСЕКӘН

0
1,068

Бу жили қейинатам һаят болса 90 яшқа, қейинанам 88 яшқа келәттекән. У рәмәтликләрниң балилиқ тәғдириму охшап кетиду. Немишкә десиңиз, Тохтиша бовай билән Мисәхан момайдин 2 яшта житим қалған кәнҗә балиси, мениң қейинатам, Һесамдун Тохтаев 1927-жили Чарин йезисида оттура һал дехан аилисидә дунияға кәлгән. 


Бизгә мәлум, Улуқ Вәтән уруши жиллирида Кеңәш Иттипақиниң ғәрип әллиридики йеши улғайған яки кичик балиларни муһапизәт қилип, СССРниң Оттура Азия дөләтлиригә тәхсим қилған еди. Шу жилларниң сәрсанчилиғида қалған рәмәтлик қейинанам Игнатьева Валентина Семеновна тоғрисида һеч бир мәлумат йоқ. У рәмәтлик бир өмүр өзиниң кимниң әвлади екәнлигини билмәй өмүрдин өтти. У анимизниң дуниядики бар бәхти тапқан 2 қизи билән 3 оғли еди…
Қейинатам Һесамдун 6 йешида қақ житим болуп, өзиниң ейтип беришичә, кишиләр ишигидә чоң болған екән. (Шу вақлардин мән у кишиләрниң тарихиға көп қизиққан). Житимчилиқ адәмни һәммә нәрсигә чиниқтуруп, һаят кемисидә у яқтин- бу яққа чайқап тавлайду әмәсму. Алдидики акиси Тохтаев Низамдун Улуқ Вәтән урушиға кәткәндә, Һесамдун чоң һәдиси Мерванәмниң қолида қелип, қақти-соқти болуп жүрүп, чоң болған. 1949-жили уни һәрбий сәпкә чақирғанда, шу дәвирдики йеқин бир ағинисиниң йениға келип: «Адаш, әтә Армиягә кетимән», десә» Мундақ сараңлиқ қилип жүргичә, берип кәл»,дегән ағинисиниң җававини аңлиған у, балилиқта биллә чоң болған ағинисигә бир өмүр рәнҗип қалғинини ейтип бәргән. Шунда мениң чүшәнгиним, өз бешим житимчилиқниң қандақ қайғу-һәсрәт екәнлигини тетип көргәнлигимдин, қейнатамниң ағинисиниң шу бир ойлимай ейтқан сөзиниң униң яш жүригигә қанчилик тәсир қилғанлиғини яхши сәзгән едим. Көрүнүштә интайин хуш-хой қейинатам кичигидин ата-анисидин житим қелип йә ата, йә ана меһригә тоймай, интайин ғериплиқта өткән еди. Тәлийигә қарши, урушта миңлиған Кеңәш җәңчилири охшаш униң акисиму Югославияни дүшмәндин азат қилиш җәңлиридә яридар болуп ятқанда, дүшмәнләр әсиргә алған екән. У «Сталин» лагерида 10 жилға йеқин йетип чиққанда, икки һәдиси өлүп кәткән еди. У ялғуз қалған һәдиси Мерванәм иккисиниң шу жилларда тартқан жапа-мәшәқәтлири һәдди-һесапсиз болған…
Қейинанам рәмәтликниң әслимиси бойичә, бир қери бовай қишниң күни ат қошқан чана билән бир яғач өйгә әкилиду, у йәрдә бир момай уни қучақлап, узақ жиғлап, йоған яғлиқни бешиға таңғузуп, белидин айландуруп бағлап хошлашқан екән. Андин һелиқи бовай Валентина Игнатьевани Барнаул шәһиридики балилар өйигә өткүзүветипту. У балилар өйидин 1942-жили Алмутиға, у йәрдин чаринлиқ Әхмәт Қадировниң аяли Гүсүмхан Исақова Чонҗиға елип келиду вә у шу кишиләрниң қолида тәрбийилинип чоң болиду. 1952-жили һәрбий хизмәттин кәлгән қейинатамни, рәмәтлик Тохтиша бовимиз билән Мисәхан момимизни яхши билидиған Әхмәт Қадиров бовимиз икки житимни қошуп, соваплиқ иш қилиптекән. Рәмәтлик қейинанимизниң туғулған жилиму, исим-шәрипиму Барнаул балилар өйидә қоюлған екән.
Бир өмүр өзиниң ата-анисиниң ким екәнлигини, бу дунияда қериндашлири барму-йоқму, билмәй өтүп кәтти. Қейинатам бари-йоқи 53 яш, қейинанам 64 яш өмүр сүрүпту. Бу рәмәтликләр бевапа дунияда жапа-мәшәқәт, дәртләрдин башқа һеч бир яхшилиқ көрмәй һаяттин өтүп кәтти. Бирақ улардин 5 пәрзәнт, 13 нәврә, 20дин ошуқ чәвриләр қалди. Қарисиңиз, икки житимдин мана мошунчилик әвлат давамлишип келиветипту. Мениң Алладин сорайдиғиним,бу дунияда балилар житим болмисекән. Худайим бәндилиригә йоқсизчилиқ,сәргарданлиқ билән житимчилиқ көрсәтмисекән. Бала-чақа, әвлатлиримизниң тәлийигә һеч қачан уруш болмай, течлиқ болсекән дәп тиләймән!


Муңдаш САСИҚОВ

ЧАРИН

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…