Басты бет Денсаулық КӘСПИГӘ ИШТИЯҚ БАҒЛАП…

КӘСПИГӘ ИШТИЯҚ БАҒЛАП…

0
2,922

КӘСПИГӘ ИШТИЯҚ БАҒЛАП…

«Дохтур болуш зор җавапкәрчиликни тәләп қилидиған мутәхәссислик. Чүнки бу хизмәт инсан тәғдири билән зич бағлинишлиқ болғачқа, қилчилик хаталишишқа болмайду. Шуңа дохтурлар дайим билимини йетилдүрүп, издиниш үстидә болуп, өз саһасиниң қир-сириға чөкүши керәк. Мутәхәссислик таллиғанда инсан әң алди билән өз бойидики қабилийитини ениқлавалғини дурус. Әң муһими – инсанниң әмгәк сөйгүч, зерәк болушидур. Таллиған кәспи өзини қоршиған муһитқа һәссә қошудиғандәк болуши шәрт. Мән кичик чеғимдин дохтур болушни арманлидим, өз арминимға йетиш үчүн тинмай әмгәк қилдим һәм бүгүнки күндә сөйүмлүк хизмитимдә өз иш-паалийитимни давамлаштуруп келиватимән». Бу яшлиғиға қаримай, хәлиқниң көңлидин чиқип келиватқан ақ халатлиқ периштә Альбина Равиль қизи Марленованиң ейтқан сөзи. Сөзидин кәспигә дегән ишқи, чәксиз муһәббити, садақити рошән байқилип турупту.
У Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида 1991-жили дунияға кәлгән. Ават йезисидики оттура мәктәпни тамамлап, 2008-жили С.Ж.Асфендияров намидики Миллий Медицина университетиниң Умумий Медицина факультетиға оқушқа чүшиду. Һаятий тил билән ейтсақ, балилиқ армининиң һулини тикләйду. Мәшәқәтлик билим йолида тинмай издинип, алға интилип жүридиған, йеңилиқларға хумар студент 2013-жили дәргаһни пүтирип, шу университетниң интернатурисиниң терапия мутәхәссислигигә чүшиду. 2015-жили мәзкүр алий оқуш орнини тамамлиғандин кейин Талдықорған шәһиридики Вилайәтлик кардиология мәркизидә 3 ай иш-сәпәр тәҗрибисидин өтиду вә шу жилниң томуз ейидин етиварән, йеңи жилғичә наһийәлик мәркизий дохтурханида терапевт болуп хизмәт қилиду. Интилип ишләп келиватқан ихтидарлиқ дохтур 2016-жили 1-январьдин башлап ана жути Ават йезисиға дохтурлуқ амбулаторияниң башчиси болуп йөткүлүп келиду. «Һәр инсан өз ишиниң чевәри» болуши керәк дегән сөзни өмүрлүк шиариға айландурған Альбинаниң бу аз вақит ичидә қол йәткүзгән утуқлириму аз әмәс, әлвәттә. 2014-жили ҚазММУ хәвәрчиси илмий практикилиқ журналида «Гидрудопунктура сүлікпен емдеудің жаңа бағыты» намлиқ мақалиси йоруқ көриду. 2017-жилниң 1-май күни тәҗрибә мабайнида жуқарқи җавапкәрлиги үчүн вилайәтлик кардиология мәркизиниң баш дохтуриниң махташ қәғизигә муйәссәр болиду. Шундақла, мошу йеқинда медик җәмийәтлик кәспий иттипақ тәшкилати тәрипидин адил, сапалиқ хизмити үчүн «Пәхрий ярлиқ» билән тәғдирлиниду.
Үстигә кийгән ақ халати кәби қәлби пак, меһриван, инсанлар билән тез тил тепишип кетидиған мүҗәзи түпәйли Альбина Равиль қизи кәсипдашлири һәм жут ичидә иззәт-абройға егә. «Яхши сөз – җан озуғи…» демәкчи, давалланғучиларниң тез сақийип кетиши үчүн дора-дәрмәк билән қатар, дохтурниң ейтқан сөзиму муһим роль ойнайду, мениңчә. Кәспигә җисми лайиқ ақ биләк егиси алдиға кәлгән һәр бир бемарини иллиқ чирайи, хуш тәбәссүми билән силиқ-сипайә қарши елип, қаралғучилириниң зор ишәнчисигә еришти һәм өз хизмитини атқуруп, хәлиқ үмүтини ақлап келиватиду десәк хаталашмаймиз. Өз кәспигә иштияқ бағлиған Альбина Марленованиң иш-паалийити һәққидә узақтин тохталмисақму, жут яхши билиду дәп ойлаймиз. Чүнки өзимизму, яш мутәхәссисниң намиға ейтилған изгү пикирләргә гува болдуқ. Адәттә, чоңлар яш дохтурларниң билимигә гуман билән қарап, хизмитигә анчә көңли толмайдиғанлиғини ейтишиду. Ишләмчанлиғи билән хәлиқниң ишәнчисигә еришип, келәчигидин зор үмүт күткүзиватқан Альбина Марленованиң ишиға чоң-чоң утуқлар яр болғай.
Ақ халитиңиздәк таза тутқан намиңизға кир жуқмисун демәкчимиз.


Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…