Басты бет Денсаулық «ҮМҮТКӘ» БЕМАРЛАР ҮМҮТ БИЛӘН БАРИДУ

«ҮМҮТКӘ» БЕМАРЛАР ҮМҮТ БИЛӘН БАРИДУ

0
147

Һазирқи вақитта тибабәт саһаси заман тәливигә мунасивәтлик чапсан сүръәт билән риважлинип, жай-жайларда адәм саламәтлиги үчүн зор шараитлар яритилип, әмәлгә ашурулуп кәлмәктә. Һәр қандақ адәм давалиниши үчүн дөләт тәрипидин яритилған имтиязлардин пайдилинип, халиған тибабәт мәһкимисигә баралайду. Шуни алаһидә тәкитләймизки, бүгүнки таңда адәм саламәтлигигә бағлиқ, йәни бемарларниң ағриқ түрлиригә мунасивәтлик заманивий әнъәнә ғалип болуп, түрлүк медицинилиқ ускунлар билән жабдуқланған давалаш орунлири күн санап дегидәк тәрәққий етип, хәлиқ хизмитидә болмақта. Бу жәриян пәқәт шәһәрләрдила әмәс, бәлки жирақ өлкиләрдиму өз әксини тапмақта. Жүмлидин, уйғур наһийәсиниң мәркизи Чонжа йезисидики «Үмүт» тибабәт мәркизи мәһкимисиму хәлиқниң саламәтлигини сақлаш йолида әмгәк етип, көпчиликниң хижалитидин чиқмақта. Бу мәркәзниң рәһбири Үмүтжан Важитов тибабәт йолини қандақ таллиғанлиғи һәққидә шундақ дәйду:

– Мәктәпләрдә «Ким болисән?» дегән мавзуда кәсип таллаш булуңлири бар болидиған. Шундақ балилиқ чағлиримда «Чоң болғанда ким болисән?» дәп сориса яки бирәр қизиқарлиқ кәсипни аңлап қалсақ, шу мутәхәссисликниң маһири болғумиз келәтти. Кичигимдә дадам Арвахунға ярдәм берип жүргәнлиримдә, бәәйни шуниңға охшаш мевиләрни пәрвиш қилип өсүридиған бағвәнму болғумму кәлди. Униңдин түрлүк мевә сортлирини һазирлап, даңлиқ Мичурин атимиздәк даңлиқ бағвәнчи болмақчиму болдум. Йәнә бир тәрәптин анам Зухирәм охшаш дохтур болушниму арман қилдим. Апам Чонжа йезисиға жайлашқан наһийәлик мәркизий ағриқханиниң терапия бөлүмидә чоң һәмширә хизмитини атқурған, әжайип дили пак, меһри дәрия инсанлардин болған, – дәп бу ишни тәшкиллигичә болған жуқури-төвән жәриянлардин сөзләп өтти у. Анисиниң кәспини жуқури көргән Үмүтжан тибабәткә иштияқ бағлап, билимини чоңқурлитишқа бәл бағлайду. Ахири мәктәпни тамамлиғандин кейин Алмутидики С.Асфендияров намидики медицина университетида оқуп, алий билим егиләп чиқиду.

«Арман алға башлайду» дегән хәлиқ даналиғиға маслашқан Үмүтжан иш-паалийитини Чонжа йезисидики наһийәлик мәркизий ағриқханида балилар дохтури болуп башлайду. Тәжрибә топлиған дохтурниң әмәлий ишини көргән мәзкүр дохтурхана мәмүрийити, уни шу мәһкимидики балилар бөлүминиң йетәкчиси лавазимиға тайинлайду. Жил санап тәжрибә топлап, бемарларға меһир-муһәббәт билән қариған Үмүтжан мәзкүр дохтурханида бир нәччә ишларға авуштурулуп, хизмәт қилиду. 2015-жилдин тартип, шу наһийәлик мәркизий ағриқханида онколог дохтур, 2018-жили ультра авазлиқ тәтқиқат дохтури (УЗИ) вә маммолог болуп ишләйду.

– Бизниң, йәни дохтурларниң, бирдин-бир мәхсити һәр бир бемарға чапсан һәм сүпәтлик ярдәм көрситип, уларни давалап, сақайтиштин ибарәт. Бу мәһкимидә УЗИ, маммография, йәни альтернативлиқ медицина, шундақла хиджама, жиңнә билән давалаш терапияси кабинетлири хәлиққә хизмәт көрсәтмәктә. Келәчәктә тәвлүк бойичә хизмәт қилидиған дорихана ечишниму мәхсәт қиливатимиз, – дәп тәкитлиди өз ишиға мәғрурланған Үмүтжан.

– Биз бу жигитниң силиқ муамилиси, бемарларға меһир билән беқиши, қандақту өзигә хас сирлиқ тәсири униң дохтурлуқ вәзиписидин сирт адәмгә аләмчә қувәт һәмдә мәдәт беришиниң өзи бир шипа болди бизгә. Униң яш болушиға қаримай, бәргән мәслиһити, худди чоңларниң нәсиһитигә охшап, бизни роһий жәһәттин көңүллиримизни көтириши тенимизгә арам беғишлайду, – дәйду шипа еливатқан Перлеман исимлиқ чонжилиқ бемар Үмүтжанға болған зор миннәтдарлиғини изһар қилип.

Көрүп турғинимиздәк, өз кәспигә садиқлиқ билән қарайдиған, иштияқ бағлап кәспини риважландуриватқан бу инсанниң алий жанап ишидики алаһидиликлирини һәммә һөрмәт билән тилға алиду һәм ундақ адәмләрни қәдир тутиду. Мундақ сағлам һаят тәрзини мәшъәл қилған инсанларни, йәни бемарниң аманлиғи үчүн пәрванә болуп, униңға чин ихлас қоюп хизмәт қиливатқанларни, әлвәттә, хәлиқ әзизләйду, һөрмәтләйду, рәхмәт ейтиду, миннәтдарлиқ һис-туйғулирини изһар қилиду, әмәсму. Илаһим, Үмүтжандәк ишиға садиқ, кәспигә меһир бағлиған инсанлар көпләп болсун!

Хуласилап ейтқанда, өзини даңлап кәтмәйдиған, махтинишни билмәйдиған, кәмтар һәм хуш муамилә инсан, йәни яш һәм тәжрибилик дохтур Үмүтжан Важитовтин шипа көрүватқан бемарлар бәк рази.

– Һә, шундақ, «Үмүткә» бемарлар дайим үмүт билән бариду. Үмүтжан, хәлиқ һөрмитидин артуқ мукапат йоқ. Бемарларниң саңа чин дилидин бериватқан пикир, миннәтдарлиқлири сөзүмизгә купайә. Ишлириң муваппәқийәтлик болуп, һәр күнүң шәпқәтлик вә мәзмунлуқ өтсун, – дегән изгү тиләкни бизму билдүримиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…