Сәнъити қедимий болған уйғур хәлқиниң миллий дурданилири нурғун. Қарисақ, хәлқимизниң мәдәнийитини, тарихини, урпи-адитини ипадилигән муқамлиримиз билән нахша-саз уссуллиримиз келәчәк варислиримизға мирас болуп, мошу күнгичә өз қәдрини йоқатмай кәлмәктә. Бу күнләрдә хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп, хәлқимизниң тәшәккүригә еришиватқан, йәни тәбиий орунлаш маһарити билән көзгә чүшиватқан Назирәм Кәримова һәққидә сөз қилмақчимиз.
Хәлиқниң сөйүмлүк нахшичисиға айланған Назирәм Кәримова Йолдаш қизи 1969-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу кәнтидә дунияға кәлгән. Дадиси Йолдаш көп жиллар колхозда шофер болуп ишлигән. Аниси Розихан Йүсүпова сәнъәткар, нахшичи, 75 яшқичә сәһнидә өзиниң һүнирини намайиш қилип көрсәткән инсан. Уларниң аилисидә бәш қиз вә бир оғул болуп, шуларниң төртинчиси болуп дунияға кәлгән Назирәм екән.
Назирәмниң сәнъәт йолиға келишидә анисиниң тәсири болғанлиғи тоғрисида параң қилғинимизда у төвәндики жәриянлардин сөз қозғиди:
– Сәнъәт йолиға қәдәм бесишимға сәвәпчи анам болди. У нахшичи ретидә «Арзу» ансамбли Чоң Ақсуда иш жүргүзгән чағларда хизмәт қилған. Йәнә бир ейтидиған нәрсә, бовам Абдукәримниң таланти маңа жуққан болуши керәк дәймән. Жут мөтивәрлири балилиқ чағлиримда нахшамни аңлап «Сән Кәрим боваңға тартипсән. Һәр қандақ хәлиқ нахшилирини мәшрәп-сорунларда, етизларда дәм елип турған чағларда хәлиқ нахшилирини ейтатти. Униң нахшилирини аңлап, бир дәқиқә көңүллиримиз көтирилип қалатти», – дәп ейтқанлири есимда, – дәп өткән чағларни көз алдиға кәлдтүрди. Униң нахшичи болуш армининиң қачан башланғанлиғи тоғрисида сориғинимда:
– Һә, нахшичи болуш арминим, мәктәптә оқуватқанда башланған. Шуңа түрлүк байқаш-көрүкләрдә, тәнтәнилик күнләрдә нахшиларни ейттим. 5-6-синипта оқуватқан пәйтлиримдә музыка пәни муәллими Тохтасун ака Хошниязов тәшкил қилған сәнъәткарлар өмигигә бардим. Чоң сәһнигә елип чиққанму шу устазим. Сәнъәт йолидики утуқлиримға биринчиләрдин болуп асас болған ата-анам билән мәктәптики устазлирим дәп билимән, – деди.
Арманлиған утуқлириниң әмәлгә ашқанлиғини билгәндин кейин, чоң сәнъәткар болуштики паалийити һәққидә ейтип бериш илтимасимизға:
– Мәктәптә оқуп жүргәндә «Арзу» ансамблиниң адәмлири байқап, ансамбльға нахшичи ретидә тәклип қилған. Бу маңа интайин чоң хошаллиқ һәдийә қилди. Оттура мәктәпни тамамлап, йәни 1986-жили «Арзу» ансамблиға ишқа орунлаштим. Шу вақиттики ансамбль рәһбири Юнус ака Имировниң башчилиғидики бир нәччә гастроллуқ сәпәрләргә қатнаштим, йәни Өзбәкстан, Қирғизстан әллиридики конкурс-фестивальларға қатнаштим. Хусусән, 1988-жили Польшада өткән хәлиқ ара фольклорлуқ фестивальда ансамблимиз мукапатлиқ орунға еришти. Шунда хәлқимизниң сөйүмлүк артистлири Нуралим Варисов, Венерәм Мухпуловалар билән бирликтә һүнәр көрсәткинимгә интайин пәхирләндим, – дәп өзиниң дил тарлирини қизғин вә сәмимий изһар қилди. Бирдин шундақ чоң сәнъәт қайнимиға кириш оңай болмиса керәклиги һәққидә сориғинимда:
– Һәр кәсипниң өз алдиға еғирчилиқлири болғинидәк, дәсләпки күнләрдә қийинчилиқлар болуп өтти. Лекин уларни устазлиримниң бәргән билими, көрәткән йоллири бойичә иш тутқинимда, барлиғи тез һәл болди… Арманни қоғлап Алмута шәһиригә кәлдим. Лекин алий оқуш орниға кирмидим. Аллам йөлидиму, дайим һаят йолум очуқ болуп турди. 1989-жили «Яшлиқ» ансамблиға талантларни қобул қилиш конкурси болди. Конкурстин қийналмай өткән мени улар өз тәркивигә қобул қилди. У жайда көп вақит хизмәт қилмисамму Полат Әхмәдиев, Адилжан Жанбақиев, Руслан Тохтахунов охшаш сәнъәткарлар билән концертларға қатнишип, көп тәжрибә топлидим. Ансамбльда жүргинимдә КазПИда (һазирқи Абай педагогикилиқ университети) уйғур музыка бөлүми ечилған. Емтиһанларни муваппәқийәтлик тапшурдим. Бу алий оқуш дәргаһида Қазақ ССР хәлиқ артисти Гүлвира Розиева вокалдин дәрис бәргән. Шу устазимниң һәқиқий кәспий сәнъәткар болушумға қошқан үлүши зор. 1994-жили алий билим дәргаһини тамамлап, туғулған жутум Чоң Ақсуға қайтип кәлдим. Мәктәптә 1997-жилғичә музыка пәнидин дәрис бәрдим,- дәп устазлирини әсләп өтти.
Пәйдин-пәй арзу-арминиға йетиватқан нахшичи, әнди заманивий эстрада нахшилириға болған қизиқишини төвәндикичә ейтип бәрди:
– Тирикчилик ғемида болуп, 1997-жили аиләм билән Алмута шәһиригә қайтип кәлдим. Шу жиллиридин тартип эстрада нахшилирини ейтишқа кириштим. Шәһәргә келип йолдишим Абулжан Сасиқов, Сатурин Мухтаров вә Ризайдин Сейитовлар билән «Нигар» топини тәшкил қилдуқ. Бир аз жиллар той-төкүн, мәшрәпләрдә нахшилар билән һүнәр көрсәттуқ. Кейинки жилларда йәккә нахшичи ретиду заманивий эстрада, өзбәк һәм уйғур хәлиқ нахшилирини ижра қилип келиватимән. Мошу жиллар арилиғида «Шавкәт шоу», «Қәдәм ТВ» телевидениедә уюштурулған концертларғиму қатнаштим. 2014-жили «Һаятқа муһәббәт» намлиқ нахша альбомимни чиқардим.
Сәнъәт йолида жүргинимгә 25 жилдин ошуқ вақит боли. Шуңлашқа сәнъәт – мениң һаятим, десәм мубалиғә болмас. Худа халиса, келәчәктә хәлқимгә йеңи-йеңи нахшиларни һәдийә қилиш арминим бар.
Бу сәнъәткарниң жүрәк дилбәндиси, йән йолдиш болған Абдулжанму сәнъәткә иштияқ бағлиған жан. Уму Назирәм билән һәр хил той-төкүн, мәшрәпләрдә нахша ейтип, хәлиқ хизмитидә болуп келиватиду. Улар аилидә икки пәрзәнтни тәрбийиләп өсүргән. Қизи Нигара – Турар Рысқулов намидики Қазақ ихтисат университетида билим егиләп, малийә саһасида хизмәт қиливатса, оғли Әлишир шәхсий тижарәт билән шуғуллиниду. Ялғуз нәвриси Сильвана келәчәктә нахшичи болидиғандәк, башқичә ейтсақ,худди момиси Назирәм охшаш нахшини бәк яхши көриду.
Уйғур сәнъитиниң риважиға төһпә қошуп келиватқан, хәлиқниң сөйүмлүк нахшичисиға айланған Назирәм Йолдаш қизи хәлқимизниң муң-зарини, хошаллиғини нахшисиға қетип, тамашибинларниң көңлидин чиқип келиватқан сәнъәткардур. Хәлқимизниң пәхри болған, йәни зил авазлиқ бу ханәндигә зор ижадий утуқ, аиләвий бәхит вә сағлам саламәтлик дайим яр болсун дегән изгү нийитимизни билдүримиз.
Худавәди МӘҢСҮРОВ