Басты бет Заң және қоғам ЯШЛАР ҚИМАР ОЮНИҒА НЕМИШКӘ ХУМАР?

ЯШЛАР ҚИМАР ОЮНИҒА НЕМИШКӘ ХУМАР?

0
417

Бу адәм билән тонушлуғимиз унчивала әмәс. Амма у мени көрсә, худди йеқинини көргәндәк, ич-сирини ейтиду. Ақ көңүл, яманчилиғи йоқ бу кишигә өзәмму амрақ. Ейтқанлириға қулақ селип, диққәт билән тиңшаймән. Һаятниң аччиқ-чүчүгини хелила тартқанлиғи билинип туриду. йеқинда уни бир муһимда учритип қалдим. Бирақ , илгәрки кәйпияти йоқ. Кам сөз еди.

Әһвалини сорисам, «Бирәр саат вақтиң барму? Бизниң өйгә берип, азирақ муңдашсақ» деди. Маңа ейтидиған муһим сөзиниң барлиғини сәздимдә, дәрру келиштим. Йол бойи сөз қатмиди. Аччиқ тамакини арқа-арқисидин иккини чәккиничә, бешини саңгилитип олтириду. Өйигә йәткинимиздә, саһипханлиқ қилип төргә башлиди. Ханида иккимиздин башқа һеч ким йоқ.

– Гепимни жирақтин башлисам, хапа болмиғин-һә. Дәрдим ичимгә толуп кәтти,- сөзини башлиди у. – Ата-анамниң бәргән тәрбийисиму, әйтәвир, мән адәттики «алтә карта» дегининиму оңлуққина ойнимиған едим. Қимар десә, қуйқа чечим тик туридиғанларниң бири мән. Бирақ ичимдин чиққан баламниң униң қулиға айлинип қалғиниға әқлим йәтсә өләй. Мана икки-үч жилниң бу яқи шуниң дәрдидә аниси иккимизниң чечи ақирип, чишимиз сарғийиватиду, – дегиничә толиму мәйүслинип кәтти сөһбәтдишим.

– Һой, шунчивала немә қилип қойди! Течлиқму? – дәп тәптишлидим мән.

– Течлиқ әмәс. У бизни убданла патқаққа патуривәтти, жуму, – дегиничә өйдә олтарғиниға қаримай, тамакисини туташтурғили турди. – Баштин ейтай. Тунжа пәрзәндим дәп оғлумни оқуттум. Һазирқи заманға лайиқ мутәхәссислик егилиди. Бир убдан, йәни айлиқ мааши яхши йәргиму ишқа орунлашти. Пәрзәнт тапти. Өзәң билисән, ата-ана үчүн буниңдин артуқ хошаллиқ барму? Аниси иккимиз оғлумизни путиға турғузивалдуқ. Әнди укилирини шу йөләп кетидиғу, дегән үмүт билән жүрдуқ. Күнләр өтти, айлар өтти. Байқисам, күн арилап келин пат-пат бизниңкидә қонуп қалидиған болуп қалди. Оғлум анда-санда башқа шәһәрләрдики иш бабидики сәпәргә баридиған. Шундақла дәп ойлаптимән. Кейинирәк, униңму қариси жүтти. Аңлисам, келиним өзиниң аписиниң өйигә кетиптәк дәйду.

Көңлүм бир нәрсини сәзгәндәк өйдикиләрни сораққа алдим. Уму маңа ейтишқа петиналмай жүргән екән. Оғлумниң қимарға берилип кәткәнлигини, аилиси билән биллә әмәслигини ейтқинида, бешимдин бир қапақ су қуюлғандәк болди. Аччиғим нәдин кәлди, анисини хелила сөктим. Ойлисам, униңда немә гуна? Мана шу-шу болдидә,  бизму «паланчиниң балиси палани миң қәризгә петипту яки автомат билән казиноға берилип кетиптәк» дегәнләрниң қатаридин орун алдуқ.

Немә қилиш керәк? Өзи билән нәччә қетим айрим сөзлишипму бақтим. Йеқин келидған түри йоқ. «Ундақ әмәс, нәдин таптиңлар?» дәп өзини ақлапла туриду. Әр йәткәнләргә гәп уқтурушниң өзиму қиямәт екән. Бир сөз қилсаң, дакандәк етилидиғандәк қилип туриду. Әһвални чүшәндим. Балам замандаш тәңтушлириға әгишип, йолдин езипту. Униң үстигә бирдә укиси яки сиңлиси «Акамни әву йәрдики оюнханида көрдим» десә, тәңтушларниң бир нәччиси «балаңлар биздин қәриз пул алғанди, бәрмәйватиду» дәп телефонни қилғанлардин сирт, бәзилири босуғимизни тәшкили турди. Әләмниң үстигә әләм. Нәврилиримни көрмигилиму талай заман болди. Бу қандақ болғини, ағинә, балам мошу йолға кирип, дәрдимиз охшашларниң көплигигә шу қәдәр көзүм йәттики, һәйран қеливатимән. Вәйран болуватқан аилиләр. Өзини-өзи өлтүрүшкә урунуватқанлар. Сани йоқкәнғу. Бу немә аламәт? Касапәт ағриқ нәдин жуқуватиду?

Сөһбәтдишим ейтса, ейтса дилиң көйиду. Һәқиқәтәнму, яшлиримизни, ишәнчим камилки, чәттин бузуватқан қимарвазлиқ нурғунлиған палакәтләрниң сәвәпчиси болмақта. Тилиң кәлмәйдиған пулларға қәризгә петип, ахири, есиливалғанлар билән өзини етивалғанлар тоғрилиқ шум хәвәрләрни аңлисаң, чарисиз яқимизни тутумиз. Қанчилигән бегуна пәрзәнтләр тирик житим атиливатиду? Һөкүмәт даирисидә атқуриливатқан чарә-тәдбирләр нәтижидарлиқ болғини билән, мошуни тапавәт көзигә айландурғанларниң сани азияр әмәс. Ахирқи мәлуматларға асаслансақ, әйнә шу барлиқ пажиә яки вәйранчилиқларниң түрткиси болуватқан казино яки башқа оюнханиларниң ғожайинлири чәт әлдә туруп, һәммигә егидарчилиқ қилидекән. Уларниң бир угисини япса, әтә йәнә бири пәйда болуватқан. Болупму, интернет арқилиқ миңлиған өсмүрлиримизни оғулаватқанларға қарши күрәш һели тохтиғини йоқ. Амма йеңи-йеңи технологияләрниң пәйда болуши түпәйли, уларму нәччә хил һейлиләрни ишлитип, өз мәхситигә йетиватиду.

– Қимарвазлиқниң дәрдини тартиватқан ялғузла сән әмәс. Ениқ болушичә, бәш аилиниң үчи мошу палакәткә йолуққан. Бешиңни тола төвән қилмиғин. Оғлуң оқуған балиғу. Әс кирип, әтә йә өгүн униңдин ваз кечипму қалар,- дәп сөһбәтдишимға тәсәлла бәрдим.

– Ейтқиниң кәлсун. Саңа ейтсам, һазир уни өйдин сиртқа чиқармайватимиз. Кәспий мутәхәссисләргә беришқиму разилиғини бәрди, – деди у  азғина күлүмсиригән һалда.

– Шуниң билән айиғини ейтиветәй. Бир күни уни ойнаватқан нәқ шу йеридә көрүп қалдим. Йәлкисидин алдимдлә, сөрәп дегидәкла өйгә елип кәлдим. Әрләрчә өлмәс дедимдә, бир-иккини салдим. Таза уруп-думбалап, әдивини берип қояй дегән оюм бар еди. Өйдикиләр ариға кирип, ажритивалди. Бирақ убданла еғир сөзләрни қилдим. Аниси билән пәрзәнтлирини мисалға кәлтүрүп, уларни айимиғанлиғиға ләнәт оқудум. Шундақ болушиға қаримай, бирәр сөз қайтурғини йоқ. Гунасини бойниға елип, арқа-арқидин кәчүрүм сориғиничә, ялвуруп кәтти.

Хиялимда униңға қилчә ишәнч йоқ еди. Мошу вақит ичидә тартқан жапа-мәшәқәттин башқа, өзгиләр алдида пәрзәндиң үчүн егилип, тазим қилиштәк еғир һаләт болмисун. Баримизни сетип, қәризлирини толуқ төлидуқ. Бир жилчә болди, баламни өйдә тутуватимән. Һеч йәргә чиқармаймиз. Пәрзәнт үчүн һәммә нәрсигә бәрдашлиқ беридекәнсән. Пенсиядә болсамму, өйүмизниң йенидики мәһкимигә ишқа орунлаштим. Чүнки шәһәр йеридә икки аилиниң хиражитиму хелә бар әмәсму. Һазир шүкри, бөкини алдиға қоюп өзини сориғандәк туриду. аилиси билән қошулуп, көңлүмиз орниға чүшти.

– Немә үчүн шу йолға чүшкәнлигини соримидиңму?

– Әлвәттә, соридим. Мени хошал қилғини, һәммини йошурмай ейтип бәрди.

– Қандақ кирип қапту?

 

– Өзиниң ейтишичә, мәлум сәвәпләргә бола, ишидин қисқартишқа чүшүп қалған екән. «Ата-анам аңлиса, хапа болиду» дәп бизгә ейтмаптудә, башқа йәргә ишқа орунлишипту. Алидиғини чағлиқ охшайду. Биллә ишләйдиғанларниң бири қимарваз екән. Мениң баламму уни әгәшкиничә, қандақ қилип бу йолға чүшүп қалғинини сәзмәй қалиду. Бу қимарваз дегиниң һәммигә қадир келидекән. Оғлумниң ейтишичә, у дәсләп ишниң пулини хәшлигән көрүниду. Андин уруқ-туққан, қом-қериндашлар яки тонушлиридин қәризниң үстигә қәриз елип, «бүгүн утмисам, әтә чоқум утимәнгә» берилип кәткән. Шу-шу болдидә, астидики машинисидинму айрилиду, тапқан-тәргининиң барлиғини доға тикивәткәнғу. Худа оңлап, вақтида йолини кәстуқ, дәп ойлаймән. Һәр һалда һазир бойнимизда қәриз йоқ. Аз күндә психологларға апирип көрсәтсәк, өзигә-өзи егә болиду, дәп үмүт қиливатимиз.

Һә, раст бара-бара оғлум билән, хәйрият, азадә параңлишидиған болуп қалдуққу. Шу автомат оюнлириға қимарвазлар шу қәдәр берилидуки, кечәю-күндүз хиялидин чиқмайдиған охшайду. Адәм айиғи басмайдиған яки «бу йәрдә ундақ нәрсә йоқту» дәп ойлайдиған оюнларни асанла тепип баридиғанлиғини ейтиведи, яқамни тутупла қалдим. Һә, мениң балам шундақларниң қатарида болди. Женим тенимдә болидекән, уни бу накәстин қутулдурғиним-қутулдурған.

Мениңчә, пәрзәнт үчүн һәр қандақ ата-ана һәммигә чидайду. Муһими, улар еқидисини ақлайдиған балиларда инсап-иман болсун!

Мәшүр САСИҚОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Верховный Суд не отменял запрет на ношение платков в школах

◾️ В публикациях СМИ и в социальных сетях распространяется недостоверная информация, что В…