Басты бет Саясат МУНАСИВӘТЛӘРНИ ЧИҢИТИШҚА ҚАРИТИЛҒАН

МУНАСИВӘТЛӘРНИ ЧИҢИТИШҚА ҚАРИТИЛҒАН

0
256

     Бүгүнки таңда «Шанхай бәшлиги» тәркивидә қурулған Шанхай һәмкарлиқ тәшкилатиниң риважи тәрәққий етип, мәхсәтлири билән вәзипилириму кәңийип, йеңи-йеңи пәллиләр билән толуқтурулуп кәлмәктә. Астанадики саммитниң күн тәркивигә қошумчә толуқтурушларни киргүзүш лазимлиғи тәкитләнмәктә.

    Мошу жилниң 3-июлида чарәк әсирдин аз илгири мәзгилдин кейин, Шанхай бошлуғи тәркиви қайтидин Қазақстанға келиши алаһидә әһмийәткә егә. Шу жиллар арилиғида «Шанхай бошлуғиниң» тәркиви икки һәссигә өсүп, Астанада өткән самиттин кейин «Шанхай онлуғи» шәклигә өзгирип иш жүргүзүшкә башлайду. «Бу сәясий әһмийити зор ишқа рәислик қилиш жуқури мәсъулийәтни тәләп қилидиған миссия екәнлигини хошаллиқ илкидә тәкитләп өткүм келиду. Бу тәшкилатниң һулини қурғучиларниң бири һәм һәр тәрәплимилик диалогни кәңәйтишниң дегилик иштракчиси сүпитидә Қазақстан тәшкилатни өзиниң тәңпуң ташқи сәяситидики мунтәзим әвзәллик сүпитидә қарайду» дегән Дөләт рәһбири Қ.Тоқаев. Демәк, Президентниң көз қаришида барлиқ күч-ғәйритимиз бехәтәрлик мәсилилирини йешишниң һәммигә бирдәк йоллирини тәйярлашқа, сода-ихтисадий һәмкарлиқни чиңитишқа, әтрап муһитни қоғдашқа вә хәлиқләр арисидики достлуқ-қериндашлиқ мунасивәт-бағлинишларни мустәһкәмләшкә қаритилғанлиғини мән алаһидә, дил нәзәримдә, бу жәриян бүгүнки күнниң муһим мәсилилириниң бири әмәсму дәп, қоллап-қувәтләймән.

                                                                              Абдуманап Илахунов,

                                                                  Алмута вилайитиниң депутати

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…