Басты бет Саясат АСТАНА – ТӘШКИЛАТНИҢ ЙЕҢИ СӘҺИПИСИНИ АЧМАҚЧИ

АСТАНА – ТӘШКИЛАТНИҢ ЙЕҢИ СӘҺИПИСИНИ АЧМАҚЧИ

0
343

        Тәшкилатни муназириләр соруниға айландуруш әмәс, бәлки тиң инвестициялик һәм йеңи сүръәтлик контентлиқ лайиһиләрни қурушниң ениқ қуралиға айландуруши лазим. Шу нәрсә бәлгүлүкки, буниң һәммисини әмәлгә ашурушқа шараит вә ресурслар бар болғини билән, ениқ механизми тепилмайватиду. Шуңлашқа Президент Қ.Ж.Тоқаев йеңи программиларни әмәлгә ашуруш үчүн тәшкилатни ислаһатлаштурушниң муһимлиғини алға сүриватиду, йәни оттуриға қоюп, пикир алмаштурмақчи.

    Самитта дәсләпки қетим әза мәмликәтләр рәһбәрлири өз ара кеңиши жиғилишини вә «ШҺТ+» шәклидики учришишларни өткүзгән. Жиғилишқа он мәмликәт вә ШҺТниң турақлиқ ишләйдиған органлириниң рәһбәрлири қатнишиду. Униңда көп тәрәплимилик диалогни күчәйтиш – турақлиқ течлиқ билән тәрәққиятқа интилиш мәхситидә өтмәкчи. Жиғилишқа бир нәччә һөжжәт қобул қилинған. Уларниң ичидә әң муһими болуп – Астана декларацияси болмақ.

    Қазақстан рәислик қилған вақитта тәйярланған «Үч зулум күч билән» күришидиған 2025-2027-жилларға беғишланған һәмкарлиқ программиси билән 2024-2029-жилларға беғишланған наркотикқа қарши стратегияси тәшкилатқа әза әлләрниң тәшәккүригә еришмәк.

    Тәшкилат жил санап йеңи пәллиләргә көтирилмәктә. Бәшликтин башланған «Шанхай роһи» ариға чарәк әсир селип, қатари молийип, келәчәккә «онлуқ билән» қәдәм ташлимақчи. Бу болса мәмликәтләр ара мунасивәтни мәстәһкәмләп, хәлиқ еһтияжини, хатиржәмлигини мәйданға кәлтүрүши жәзмән.

                                                                           Арлин Һосманов,

                                  Уйғур наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

«Таза Қазақстан» экологиялық акциясы

«Таза Қазақстан» экологиялық акциясы — тек бір рет өткізілетін сенбілік емес. Бұл таза жән…