Басты бет Жолдау СУ – ТИРИКЧИЛИКНИҢ МӘНБӘСИ

СУ – ТИРИКЧИЛИКНИҢ МӘНБӘСИ

0
326

Су – һаятлиқниң асаси. Униң билән жаһандики барлиқ тирикчилик өмүр көриду. Униңсиз яшаш мутлақ мүмкин әмәс. Шуңа хәлқимиз «Сусиз һаят йоқ» дәп бекар ейтмиған. Бийилқи жилниң 1-сентябрь күни Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң бу қетимқи «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий программиси» намлиқ Қазақстан хәлқигә йоллиған мәктүбидә, суниң қәдри вә униң әһмийити хусусида алаһидә тәкитләп, тежәмкарлиқ билән пайдилиниш йоллиридин мәслиһәт-пикирлирини оттуриға қойди. Бу жиғилишта барлиқ Парламент палатилириниң әзалири, елимизниң көрнәклик вәкиллири, зиялилири, шундақла вилайәт, наһийәлик рәһбәрликләрниң бирләшкән олтириши болди.

Мәктүбтә көплигән мәсилиләр һәққидә сөз болди. Президент бүгүнки таңда өз қиммитини йоқитип кетип барған асасий мәсилиләрниң бири дәп су тоғрисида алаһидә тохталди. Униң пикричә, жаһан миқиясида су тапчилиғи көрүнәрлик дәрижидә байқиливатқанлиғини, жүмлидин бизниң әлдиму суниң өз мөлчәридин төвәнләватқанлиғини мисаллар арқилиқ рошән ипадиләп көрсәтти. Президент су вә ирригация министрлигини қурушниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Президент суниң әһмийәтлик екәнлигини ейтип мундақ дәйду: «… Сусиз һеч тирикчилик ронақ тапмайду. Униң пайдилиниш көзлирини мәхсәткә мувапиқ жүргүзүш керәк. Әгәрдә шу әмәлләргә риайә қилмиғанлар қанун алдида жавапқа тартилиду…».

Су ресурси – елимиздики асасий мәсилиләрниң бири. Хусусән, суниң сапаси вә униң қолйетимлик болуши әң әһмийәтлик болуп туриду.

Президент елимизгә өзгә әлләрдин кирип келидиған су иншаәтлири вә уларниң келәчәктә тапчил һаләттә болуши мүмкинлигини ениқ ейтип, бар су имканийәтлирини нәтижилик пайдилиниш үчүн мәхсәткә мувапиқ лайиһәләр түзүп, әмәлдә пайдилинишниң йоллирини қараштуруш чарилирини ясашни тапшурди. Су қәдриниң нефт, газлардин төвән әмәслигини, йәни тирикчиликниң көзи болған дехан егилигидики жәриянлирини тәвриниш билән ейтип, суни сүпәтлик пайдилиниш йоллирини ойлаштурушни жекиди.

— Һәр тәрәптин ойлаштурулған бу сәясәтни жүргүзүш трансчегарилиқ суларни пайдилиниш мәсилилирини йешиш – Һөкүмәт алдида турған асасий әһмийити зор вәзипидур,- деди Президент.

Президентниң бу мәктүби келәчигимиз үчүн өз вақтида көтирилгән мәсилә болмақ. Һәммигә бәлгүлүк тәбиәт өз тәбиитини өзгәртип, су тапчилиғи билинмәктә. Бу жәриян пәқәт бизниң әлдила әмәс, жаһанда йүз бәрмәктә. Шуңлашқа суни исрапсиз пайдилиниш, етиз шаңлириға сүпәтлик йәткүзүш, ериқ-туғанларни жабдуқлаш вә һаказиләрни әмәлгә ашурш тәләп қилинмақта. Мән бу мәктүбтин сезинип, наһийәмиз даирисидә қолға елишқа һажәтлик қисмән пикирләрни бәрмәкчимән. Наһийәмиз территориясидә жил санап су тапчилиғи билинип келиватиду. Шуниңға бағлиқ тағларда булақларниң көзини ечиш, һажәтлик жайларда тосма вә су амбарлирини тәшкил қилиш, тамчилитип суғириш, шаңларға баридиған су йоллирини цемент яки мәхсус жабдуқлар билән ясашни тәминләш охшаш чариләрни әмәлдә пайдилансақ Президент йоллиған мәктүбкә жавап бәргән болумиз. Шу чағдила суни тоғра пайдиланған болумиз. Ичимлик су мөлчәриниму рәткә кәлтүрүш керәк. Униму исрапқа әвәтмәй, орунлуқ пайдилинишни башчилиққа елишимиз керәк. Чүнки «Суниңму сориғи бар», дәп бекар ейтмиған. Шу ишларни аңлиқ рәвиштә әмәлгә ашурсақ, су тапчилиғини көрмәй өтүшимизгә болиду. Униң үчүн суға бағлиқ мәһкимиләр, егилик рәһбәрлири чарә-тәдбирләрни ясап, әмәлгә ашуруш йоллирини қараштуруш лазим дәп ойлаймән.

                                                                           ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…