Басты бет Жолдау ИЧКИ ТУРИЗМ – КҮЧЛҮК ТУРИЗМ

ИЧКИ ТУРИЗМ – КҮЧЛҮК ТУРИЗМ

0
96

Бизгә бәлгүлүк һәр жили Президент Қазақстан хәлқигә муражиәт-мәктүбини йоллап туриду. Бийилқи, йәни 1-сентябрьдики, мәктүб елимиздики барлиқ саһалар бойичә ишләнгән вә иш давамини тепиватқан ишлардин ташқири, елимизниң ихтисадий тәрәққиятидики жәриянларни тәһлил қилип, очуқ тапшуруқларни бәрди. Әл Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий программиси» намлиқ мәктүбини Қазақстан хәлқигә йоллиди.

Мән бу мәктүбни оқуп вә тиңшап, көп нәрсини чүшәндим. Президент елимиздики ишләп чиқириш, технология, маарип, сәнъәт вә һаказиләрдин башқа, мәмликитимизниң мәдәний тәрәққиятидики туризм саһасиниң башқа әлләр билән селиштурғанда наһайити аста тәрәққий етиватқанлиғини тәнқидий рәвиштә ейтти. Президент өз сөзидә: «Елимизниң туристлиқ ижтимаий һаятиниму пайдилинишимиз керәк. Туризм башқа илгириләш, йәни тәрәққий етиватқан лайиһәләр қатарида болуши лазим. Тәләйгә қарши, мошу әһмийәтлик саһадики ишлар дурус йолға қоюлмай кәлмәктә. Елимиз туризм саһаси бойичә, башқа дөләтләр билән селиштурғанда ахирқи орунлардин көрүнүп туриду», дәп ечинишлиқ билән өз мәхситини билдүрди.

Бу әснада бизниң наһийәниң тилға аларлиқ шәрәплик макан-жайлири бар. Жүмлидин, Кәтмән теғи бағридики дәм елиш орни, Аришаң артизан қудуқлири, Чарин ерәнзарлиғи, Назугум өңкүри, Қирғизсай мәнзириси, Коньон қәлъәси, Яғач көли (деревяное озеро) кәби жайлиримиз бар. У йәрләрниң адәм саламәтлиги, көңүл-кәйпиятини көтириш үчүн нә қәдәр әһмийәтлик екәнлигини аз-тола келип-кетип барған сәяһәтчиләр билән меһманлар ләвзидин билип келимиз. Бу тәбиәтниң әта қилған мәнзирилирини толуқ пайдилинип, елимизниң туризм саһасиға мувапиқлаштуруш керәк. У жайларни заманивий өйләр, йоллар, жиһазлинишлар, интернет торлири вә мәдәний дәм елиш үчүн шараитлар ясалса, бу тәвәгә өзгә әлләрдин кәлгүчи туристлар көп болуп, елимзниң дарамитини, хәлқимизниң турмуш-еһтияжини көтириши жәзмән. Бу қетимқи мәктүб асасида ушбу қизиқарлиқ жайларға дәм алғучиларниң келиши үчүн бар имканийәтләрдин пайдилинип, жуқури дәрижилик дәм елиш орнини тикләшкә көңүл бөлүш тәләп қилиниду. Шунда наһийәмизниң ижтимаий-ихтисадий тәрәққияти риважлиниду, хәлқимизниң турмуш паравәнлиги яхшилиниду дегән сөз.

Биз қолумизда бар ички туризмни кәңәйтип, униң тәрәққиятиға көңүл бөлүдиған идариләрни мәйданға кәлтүрүп, жавапкәрлигини күчәйтиш һажәт. Биздики тәбиәтниң мәнзирилик жайлири көп әлләрдин тепилмайду. Ички туризм – күчлүк туризм екәнлигини әстин чиқармай, әмгәк әткинимиз әвзәл. Биз мошу жәриянни муқумлаштурсақ, Президент йоллиған мәктүбкә жавап бәргән болумиз.

Президентимиз Қ.Ж.Тоқаевниң бу «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий программиси» намлиқ мәктүбидә көтирилгән мәсилиләрни қоллап-қувәтләп, уларниң әмәлдә ижабий һәл қилинишиға ишәнчим камил.

                                                                              Марс Еркараев,

                                                                  пенсионер, пешқәдәм устаз

                                                                        Кичик Дехан йезиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БИЛИМ — ТӘРӘҚҚИЯТНИҢ КЕПИЛИ

Қазақ хәлқиниң мәрипәтчиси Ахмет Байтурсун оғлиниң «Билимлик болуш үчүн оқуш керәк. Бай бо…