Басты бет Жолдау ЕЛИМИЗ ТӘРӘҚҚИЯТИҒА ИШӘШЛИК ҚӘДӘМ БИЛӘН

ЕЛИМИЗ ТӘРӘҚҚИЯТИҒА ИШӘШЛИК ҚӘДӘМ БИЛӘН

0
184

Күз пәслиниң дәсләпки күни елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий йөнилиши» намлиқ Мәктүби мәмликитимиз даирисидә зор қизиқиш билән муһакимә қилинмақта.

Мәктүбтә көтирилгән мәсилиләр аһалиниң турмуш-тәминатини яхшилашқа алаһидә әһмийәт бәргән. Президент өз Мәктүбидә асасән ихтисадий мәсилиләргә әтраплиқ тохталған. Жүмлидин, елимиздики ишләп чиқарғучилар мәһсулатни сиртқа тошуверишни қоюп, вәтинимизниң мәһсулат йетиштүргүчилири үчүн баһасини төвәнлитип һәм йетәрлик мөлчәрдә сетиши керәк. Башқичә ейтқанда, протекционизмға, йәни миллий бизнесниң мәртивисини һимайә қилиш сәяситигә көчүш интайин орунлуқ пикир.

Һәммигә аян, инвестициясиз ички мәһсулат өсмәйду. Елимиз ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә, һәтта банкларниң өзи ат селишиватқини йоқ. Улар несийә елишқа киришип кәткән. Шуңлашқа һөкүмәт нәриқ қанунийәтлиридин атлап, ихтисатни беваситә мәбләғ билән тәминләшкә яки субсидияләшкә мәжбур. Корпоративлиқ секторға несийә бериш мөлчәри һәр жили бәлгүлүк пайизға өсүп туруши  һажәтлигини тәкитлигән Президент секторлар арисидики тәңсизликни тәминләш бойичә бәргән тапшуруқлири бизни қанаәтләндүриду.

«Регионларниң жумһурийәтлик бюджетқа беқиндилиғини пәйдин-пәй азайтиш керәк» дәп һеспалайду Дөләт рәһбири. Һә, һазир йәрлик бюджет кириминиң әллик пайизға йеқини мәркизий бюджетқа қарашлиқ.  Уни Дөләт рәһбири оттура һесап билән икки һәссә төвәнлитиш вәзиписини жүклиди. Униң үчүн хун селиғидин чүшидиған киримни регионларниң өзидә қалдурушни тәвсийә қилди. Буниңдин башқа наһийә һакимлириға йәрлик бюджетни өз алдиға башқуруш һоқуқи берилмәктә. Экспертлар буни «Һакимийәт жиллар бойи қәдәм ташлалмай кәлгән дадил башланма» дәп етирап қилмақта. Әлвәттә, һакимлар ишиниң утуқлуқ болушиға, кичик вә оттура тижарәткә имканийәт яритишқа мәнпийәтдар болиду. Сәвәви, улар мошуниң арқилиқ селиқниң көпийидиғанлиғини чүшиниду. Жәмләп ейтсақ, Дөләт рәһбири алдимиздики үч жилда әмәс, бәлки 2029-жилғичә елимизниң ихтисадий йөнилишини ениқлап бәрди. Мәхсәт – алтә жилда ички умумий мәһсулат һәжимини 450 миллиард долларға йәткүзүш.Әндики сөз, тактикилиқ қәдәмләрни ойлинип бесиш керәк.

Қасым-Жомарт Тоқаев қәйт қилинған тапшурмилардин ташқири, ихтисат структурисиға мунасивәтлик ислаһатниң асасий мәсилиләргә, йәни елимизниң мустәһкәм ишләп чиқириш һулини шәкилләндүрүш вә ихтисадимизниң өзимизни толуқ тәминләйдиған һаләткә йетиши, көп векторлуқ ихтисатни  техиму тәрәққий әткүзүш мәсилилири хусусидики пикирлири мениң ихтисат мәсилисидики сәвийәмни техиму шәклләндүрди. Қисқиси, Президентниң мәктүбидики жәриянлар елимиз пухралирини  дағдам йолға башлимақ. Мән егилик вә мәһкимиләрдә көп жиллар һесапчи вә ихтисатчи болуп ишлигәнликтин бу мәсилини яхши чүшинимән. Чүшәнсәк, бу елимиз тәрәққиятиға ишәшлик қәдәм бесишимизға болған йөнилиш. Шуниң үчүн Президентниң бу йоллиған мәктүбидики йөнилишини қоллап-қувәтләймән.

                                                             Валипжан Әйсаров,

тижарәтчи

                                                                       Чоң Дехан йезиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…