Басты бет Жолдау ТИЖАРӘТ – ӘМГӘКНИ ТӘЛӘП ҚИЛИДУ

ТИЖАРӘТ – ӘМГӘКНИ ТӘЛӘП ҚИЛИДУ

0
102

    Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев бу новәттики Мәктүбидә «Дөләт ихтисадий әркинликни қоллайду, лекин хәлиқни нәриқ турақсизлиғиниң дәстидин мүмкин қәдәр қоғдайду. Хусусән, кичик вә оттура тижарәтни халишичә күчәйтиду» дәп ейтти.  Буниңдин тижарәтчиләрни һөкүмәт тәрипидин қоллап-қувәтләйдиғанлиғини толуқ чүшәндим.

    Тижарәт саһасиға елимиз кейинки жилларда қәтъий көңүл бөлүп келиватиду. Ишләп, тирикчилик көзлирини ачимән дегүчиләргә көплигән шараитлар яритилған. Шуниң ақиветидә ишләшниң йолини издәп тепиватқанларниң сепи күн санап өсмәктә. Бийилқи Мәктүбтә Президент тирикчилик тижаритини давамлиқ түрдә қоллашни тапшурди. Тапшуруш биләнла чәклинип қалмай, униң рояпқа чиқириш йоллирини сизип көрсәтти.

Биз һөкүмәттин алидиған бизнес адәмлирини ипадиләйдиған автоматлиқ йол ишқа қошулмақчи. Бу йәрдә ишләп чиқиришниң мәһсулат сүпити муқум нәзәрдә болмақ. Буларни әмәлгә ашуруш үчүн елимиздә «Дөләтлик сетивелиш тоғрилиқ» йеңи қанун қобул қилинмақчи.

Хәлиқ нәзәригә һавалә қилинған Мәктүбтики бу йеңилиқлар күчигә кирсә, талашсиз, елимиздә тижарәт илдамлиқта тәрәққий етиду дәп ойлаймән. Мән тижарәт билән шуғуллиништин авал дөләт хизмитидики хадим едим. Сода саһасиға болған қизиқишим сәвәплик, тижарәт йолиға қорқмастин қәдәм ташлап, бүгүнки бизнес арқилиқ дарамәт тепип келиватимән. Шуниңға қараңлар, һәммиси бирдинла яхши болуп кәтмәйду. Қолға алған ишниң немитини йәймән дәйдекәнсән, дайим илгириләшни тохтатмай алға интилиш лазим. Өзәмниң тирикчилик йолидики тәжрибәмдин билгиним яки топлиғиним – тижарәтни бир дәрәққә қияс қилимән. Дәрәқниң бүк барақсан болуши үчүн қанчә көп су қуйғиниң муһим әмәс, бәлки өз мәзгилидә, өз дәрижисидә суғирип, түвини юмшитип вә тоғра күтүмгә алсаң йетәрлик. Кейинкилири болса, сәвир-тақәт билән вақит әһвалиға, шараитиға бағлиқ әмәсму.  Һә, тижарәтму худди шундақ. Қанчә көп мәбләғ сәрип қилғиниң әмәс, ишни мәхсәткә мувапиқ елип беришиң (режилишиң) муһим әһмийәткә егә. Жәмләп кәлгәндә, тижарәтни йеңидин дүглитиватқан яшлар сүпитидә өзәм елимиз келәчигиниң нурлуқ һәмдә истиқбали жуқури  болушиға ишәнч билән қараймән. Мәхситимгә йетиш үчүн толуқ шараитимни муқумлап, һорунлуққа берилмәй, еринмәстин әмгәк қилип, тижарәттики нишан-мәнзилимгә интилимән вә шу әснада мал өсүрүш билән шуғуллинип келимән.

                                               Мирзахмәт Әкбәров

                                                       Чонжа йезиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚАМ КӨҢІЛДЕРГЕ КӨЛЕҢКЕ ТҮСІРМЕГЕН

Төрт мүшесі сау болса да кейде пенделер өмірдің ұсақ-түйек кедергілеріне тосқауыл қоя алма…