ТӘРТИП НӘЗӘРГӘ ЕЛИНДИ
Хәлиқ мәнпийити үчүн иш жүргүзүп келиватқан «Нур Отан» партиясиниң тилға аларлиқ ишлири нурғун. Шуниң йәнә бир ярқин дәлили ретидә «Кедергісіз келешек» программиси асасида жүргүзүливатқан ишларни алсақ болиду.
Партияниң сәясий доктринисиға мувапиқ иҗтимаий хизмәтләргә, һаятниң тегишлик жуқарқи стандартлириға барлиқ гражданларниң баравәрлиги сақлиниши керәк. Бу мәмликәтниң, иш билән тәминлигүчиләр билән пухраларниң ортақ җавапкәрлиги арқилиқ тәмин етилиши лазим. Өмлүкниң көрүнүши – өз ара ишәнч вә җавапкәрлик билән өз ара ярдәм болуп тепилиду. Мүмкинчилиги чәкләнгән җанларниң өмүр дәриҗисини яхшилашни мәхсәт әткән «Кедергісіз келешек» программиси асасида, йеқинда Чонҗа йезилиқ округида орунлашқан мәмликәтлик мәһкимиләрдики пандуслар мәсилиси бойичә мәхсус топ қурулуп, тәкшүрүш ишлирини жүргүзди. «Нур Отан» партияси йетәкчилигидә қурулған топ тәркивидә «Нур Отан» партияси Уйғур наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров, «Уйғур наһийәлик мүмкинчилиги чәкләнгән җанлар җәмийити» җәмийәтлик бирләшмиси «Әвлия чоққа» корпоративлиқ фондиниң рәиси Сейит Бакриев, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүмидин Кәрим Җәлилов, Иврайим Тохтибакиевлар, наһийәлик яшлар мәркизиниң йетәкчиси Нурсултан Болат оғли, шундақла йол патрульлиқ полицияси һәм милиция хадимлири, наһийәлик аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири болди.
Мүмкинчилиги чәкләнгән җанларниң мәмликәтлик мәһкимиләргә қолайлиқ кирип-чиқиши үчүн пандусларниң әһмийити жуқури. Мәсилә паундусларниң бар-йоқлиғидила әмәс, уларниң Қанун тәләплиригә мувапиқ қилип ясилишидидур. Шуни көздә тутқан мәзкүр топ вәкиллири мәмликәтлик мәһкимиләрни, атап ейтар болсақ; балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктиви, наһийәлик дохтурхана, хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизи (ЦОН), наһийәлик «НALYK BANK» филиали, «Чонҗа политехникилиқ колледжи» имарәтлиридики, шундақла, мәркизий базардики мүмкинчилиги чәкләнгән җанларға беғишланған автобекәтләрдики тәртипниң сақлиниши, пандусларниң ясилиши вә ярдәм қоңғурақлириниң сапаси, җайлишишиға көңүл бөлүп, һәтта, мүмкинчилиги чәкләнгән җанларға беғишланған һаҗәтханиларниму назарәт қилип, әстаидил тәкшүрүш ишлирини елип маңди.
Мүмкинчилиги чәкләнгән җанлар үчүн Қанун нормилириға мувапиқ ясалған Чонҗа политехникилиқ колледжи имарити бирдин көзгә чүшти. Әнди бәзи бир мәмликәтлик мәһкимиләрдә пандуслар йоқ, әнди бәзилиридә болғини билән тәләпкә лайиқ қилип ясалмиған, мүмкинчилиги чәкләнгән җанлар үчүн орнитилған қоңғурақлар ишқа қошулмиған, бирлиридә мәхсус һаҗәтханилар тамамән йоқ болса, гайи мәһкимиләрдә һаҗәтханилар қулуплақлиқ әһвалларму учрашти. Бу камчилиқларни муһакимә қилиш үчүн топ әзалири нами аталған мәһкимиләрниң башчилирини «Нур Отан» партияси имаритигә жиғип, тәкшүрүш җәриянидики камчилиқларни ейтип, чүшәндүрүш ишлири жүргүзүп, тәләпкә мувапиқ кәлмигән мәһкимә орунлириниң башчилириға қаттиқ әскәртиш бәрди. Әнди келәчәктә шу бошлуқларниң орни толтурилиду дәп ишинимиз.
Сабирәм ӘНВӘРОВА