Басты бет Қазақстан Республикасының Тәуелсіздігі МУСТӘҚИЛЛИК – МӘҢГҮЛҮК ӘЛНИҢ АСАСИ

МУСТӘҚИЛЛИК – МӘҢГҮЛҮК ӘЛНИҢ АСАСИ

0
692

Әркинлик! Мустәқиллик! Азатлиқ! – дегән сөзләр хәлқимиз үчүн қандақ қәдирлик, қандақ қудрәтлик, қандақ улуқ сөз десиңизчу. Илгәрки һаяттин арзу-арман билән өткән ханлиримизниң жасурлиғини, мурат-мәхситини туғ қилип йетилгән (өскән) әвлат, шу әждатлиримизниң мәвқәсини 1991-жилниң декабрь ейида әмәлгә ашурулди. Хәлқимиз парлақ келәчәккә йөнилиш елип, йоқатқинини толуқлап, сөнгинимизни ялқунлитип, мустәқил әл болуп, чаңғириғи көккә көтирилип, қәдимини мәккәм бесип, аз вақитниң арилиғида тонулған мәмликәтләрниң қатариға қошулди. Инақлиғи ярашқан әлниң бәхит басқучидики қәдими мустәқиллик туғини ләпилдитип, алға қарап интилип, карамити мол муваппәқийәтләргә еришмәктә.

Әсирдин-әсиргә улашқан милләтниң бүйүк арзуси 1986-жили декабрьда  Алмутиниң мәркизий мәйданида азатлиқниң намайишини мәйданға кәлтүрди. Бешимизға чүшкән дәһшәтлик күнләр бәрбат болуп, Кеңәшниң тәтүр сәясити кәлмәскә кәтти. Әнди 1991-жилниң 16-декабри алтун һәрип билән йезилди. Қазақстан Жумһурийити әсирләр бойи арман қилған Мустәқиллигини елан қилди.

Мустәқиллик бизниң әң улуқ иптиһаримиз. Қазақстан арилиқтики чарәк әсирдин ошуқ вақит ичидә жаһан тониған тәрәққийпәрвәр мәмликәтләрниң қактариға қошулди. Хошна әлләр билән пәнжири тәң дипломатиялиқ алақә орнитип, барчә мәмликәтләрниң төридин әлчиликлиримизни һасил қилдуқ. Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиға әза болдуқ. Ихтсадимиз жүръәтлик риважлинип, жаһаншумул боһранға бәрдашлиқ берип келимиз. Аллаға миң қатлиқ шүкүр, күн санап тәрәққиятимиз өсүп, абройимиз көтирилип кәлмәктә. Келәчәктиму ишлиримиз ронақ тепип, егиз пәллиләрдин көрүнүшимиз жәзмән. Президентимиз тәриплигәндәк, алға қойған режилиримиз ениқ, йөнилишимиз айдиң, бурунқи бовилиримиз арманлап, аманәт қилип кәткән Мустәқиллик бүгүнки әвлатниң хатирисидә мәңгү сақлинип, сәвийәсидә хәсийәтлик уқум ретидә ядлиниду.

Әлвәттә, бу дағдуғилиқ нишанлинип турған күндә Қазақстанниң Мустәқиллиги үчүн күрәшкән жигит-қизларниң нами мәдһийилиниду, елимизниң тәрәққиятиға һәссә қошуватқан намайәндилириниң әмгәклири баһалиниду, илғарлар мукапатлинидиғанлиғи чоқум. Чүнки улар елимиз Қазақстанниң тәрәққияти үчүн женини пида қилип, хәлқиниң паравән турмушта болушиға зәмин яритиватқан инсанлардур. Шуңа уларни тәғдирләш Мустәқиллик күни һарписидики жошқун бир жәриян, йәни мустәқиллик күниниң шарапитидур, һөрмитидур.

Һазирқи күндә жаһан нәзәри елимиздә болуп, униң тәрәққиятиға зоқмәнлик билән қаримақта. Бу болса елимизниң тохталсиз илгириләш йолидин дәрәк бәрмәктә. Сәвәви, Президентимизниң дадил вә парасәтлик мәвқәси түпәйли риважлинип, йеңи Қазақстан сәяситини тәрғип қилип кәлмәктә. Қазақстан хәлиқлириниң бирлиги билән инақлиғини тәшкилләп кәлмәктә. Шуниң арқисида сүттәк уюп, иттипақлиғи ярашқан бир аилиниң балисидәк йеңи мәмликәт қелиплишип яшап келиду. Атап ейтқанда, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси шәкилләнди, милләтләр билән илләтләрниң мәдәний очақлири бәрпа болди. Шундақла уларниң тили билән мәдәнийитиниң, урпи-адәт билән дәстүрлириниң қелиплишиға барлиқ шараитлар ясалди. Мошу бирлик, әркинлик түпәйли аста-аста пүткүл дунияға тонулушқа башлиди. Қазақстан өз әрки билән ядросиз әлгә айланди. Адәмзат дуниясида ядросиз яшашниң әһмийитини испатлиди. Барлиқ қирип-жуюп ташлайдиған қурални пайдиланмасқа вә униңға чәк қоюшқа чақирди. Мана мошуларни 31 жил көләмидики илғар сәясий муваппәқийәт дәп баһалиған мақул болар.

Нурлуқ күн, очуқ асман барлиқ адәм балисиға әң һажәтлик нәрсиләрниң бири ретидә һесаплиниду. Әң асасий нәрсиләрниң бири бизниң елимиздә тепилиду. Қазақстан оттуз жилдин ошуқ вақитни кәйнигә ташлап, келәчәккә мәккәм қәдәм басти. Тәрәққий әткән әлләрниң қатариға қошулуш, Президентимиз Қ.Ж.Тоқаевниң дана сәяситини башчилиққа елип, аләмдики әң тәрәққий әткән әлләр қатарида болуп, хәлиқ паравәнлигини, хатиржәмлигини қолға кәлтүрүш чарилири асасида режә түзүп, келәчәккә интилип кәлмәктә. Президентимизниң елимиз келәчиги үчүн түзгән режилири көп. Бу мәхсәтләрни әмәлгә ашуруш мәмликитимиз үчүн абройлуқ вәзипә вә чоң мәсъулийәттур. Һә, инақлиғи ярашқан, хәлиқләр достлуғини мәшъәл қилған елимизниң бу режилирини аңлиқ йосунда әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнчимиз мол. Мана мошундақ йүксәк ишларни әмәлгә ашурушқа бирдин-бир түрткә болған, йәни хатиржәм болуп, әркин яшашқа тәлпүндүргән – у 1986-жилқи декабрь тәнтәнисидур. Билсәк, бу мәңгүлүк әлниң асаси – Мустәқилликниң шарапитидур.

                                                                               Худавәди МӘҢСҮРОВ 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…