Басты бет Қазақстан Республикасының Тәуелсіздігі «Rahat life»та раһәтлинип дәм елип қайтиң

«Rahat life»та раһәтлинип дәм елип қайтиң

0
848

Һәр өлкиниң өзгә тәвәләргә охшимайдиған өз алаһидиликлири болиду. Мәсилән, Уйғур наһийәси дегәндә көпчиликниң ядиға биринчи новәттә йәттә қәвәт йәрниң астидин чиқидиған аришаң сулири билән тилсим мәнзиригә егә Чарин чатқаллиғи чүшиду. Биз мана шундақ башқа һеч йәрдә йоқ тәбиий байлиқлиримиз билән махтинимиз. Болупму, аришаң участкисидики дәм елиш орунлириниң сани жилдин-жилға көпийип, Чонҗа-Ғалҗат таш йолиниң бойида кичик шәһәрчидәк бой түзимәктә.

Президент күни һарписида дәм елиш орунлириниң қатари йәнә биргә толуқти. Дүшәнбә күни «Rahat life» дәм елиш орниниң ечилиш мәрасими уюштурулуп, тәнтәнилик түрдә лентиси қийилди. Сөз башлиған наһийәлик «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң директори Муслим Амангелди авал көпчиликни Тунҗа Президент күни вә алда келиватқан Мустәқиллигимизниң 30 жиллиқ тойи билән қизғин тәбрикләп, мошундақ мәйрәмлик күнләрдә хошаллиғимизни үч һәссилигән «Rahat life» дәм елиш орниниң ғоҗайинлири Мақсат Әбишев билән рәпиқиси Гүлжазира Нурмановаларниң йеңи башланмисиға утуқ тилиди.

Җүмлидин, мошундақ изгү тилиги билән бөлүшүп, сөзгә чиққучиларниң қатарида Дардамту йеза округиниң һакими Кеңес Бақтыбаев, наһийәлик «Әжелер» кеңишиниң рәиси Рая Сартолова, наһийәлик мәслиһәтниң депутати, наһийәлик «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитиниң баш муһәррири Анар Дүйсенбайқизи билән бир түркүм дәм елиш орунлиридин кәлгән вәкилләрму болди. «Rahat life»ниң лентиси қийилип, чачқиси чечилғандин кейин, унтулмас пәйткә гува болған мәрасим қатнашқучилири мәзкүр дәм елиш орнини көздин кәчүрүп чиқти. Қайси тәрипидин елип қарисақму, заман тәләплиригә мувапиқ келидиған йеңи аришаң сәрәмҗан, азадә, пакизә муһити билән бирдинла һәмминиң көңлидин чиқти.

Әслидә Мақсат Әбишев билән Гүлжазира Нурмановлар башқилар қатарлиқ наһийәмизгә дәм елиш үчүн келип-кетидиған меһманларниң қатарида бопту. Тиҗарәт билән шуғуллинишни ойға елип, амма ишни немидин башларини биләлмәй жүргән әр-аял наһийәмиздики дәм елиш орунлирини көрүп, қизиқиши ойғинипту. Буни тәсадипийлиқ дәймизму, әйтәвир буму бир яхшилиқниң нишани болар, алда келиватқан қош мәрикә һарписида, қизиқиши түпәйли Уйғур наһийәсидики йәнә бир дәм елиш орниниң қурулушини қолға алған тиҗарәтчиләрниң армини орунланди. 12 адәмни иш билән тәминлигән 24 орунлуқ «Rahat life» дәм елиш орни  хәлиққә хизмәт көрситишкә тәйяр.

Адәм бешиға чаққанда бир күнлүк баһаси 10 миңдин башлинидиған дәм елиш орниға кәлсиңиз, өкүнмәйсиз. Бу баһаға әтигәнлик наштиңизму кириду. Үч бассейни (униң бири йепиқ), таамларниң түр-түрини тәйярлайдиған кәң  ашханиси, барлиқ шараит яритилған заманивий бөлмилири бар дәм елиш орни жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қилидиған херидарлирини тақәтсизлик билән күтиду. «Rahat life»та раһәтлинип дәм елип қайтиң!

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…