Һәммигә мәлум, Елбасы-Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев «Nur Otan» партияси Сәясий кеңишиниң кәңәйтилгән олтиришида «Елдіктің жеті тұғыры» намлиқ мураҗиитини йоллиған еди. Җүмлидин, №1-Чонҗа оттура мәктивидә баш қошқан «Ақниет» башланғуч партия тәшкилатиниң әзалири Елбасыниң мәзкүр мураҗиитини муһакимә қилди.
Жиғинға «Ақниет» башланғуч партия тәшкилатиниң рәиси Сумбат Туғлуқова модераторлиқ қилип, күн трәтиви бойичә дәсләпки сөз тизгинини наһийәлик мәслиһәтниң депутати Алимҗан Һашимовқа бәрди.
«Nur Otan» партияси – җәмийәтни уюштуридиған вә Елбасыниң дөләтлик йөнилишини әмәлгә ашурушни тәмин етидиған сәясий күч. Яш әвлатниң билимгә хуштар болуши – келәчәк капалити. Елбасы мураҗиитидә яшларға шуни несиһәтлиди. Шуниң билән қатар, милләтләр ара инақлиқ –турақлиқниң алтун қозуғи екәнлигини атап өтти. Елимиздә көплигән этнос вәкиллири паравән һаят кәчүрмәктә. Улар һәр саһада хизмәт қилип, елимизниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошмақта. Мәсилән, уйғур хәлқи дөләтлик тилда әркин һәм таза сөзләйду. Буни қазақ елиниң меһмандостлуғиниң йемиши дәп ойлаймән. Мустәқиллигимизни 30 жилдин буян сақлап келишимизниң асасий факторлириниң бири – милләтләр ара бирлик, деди натиқ «Елдіктің жеті тұғыры»дики билим вә келишимгә алаһидә тохтилип.
Андин сөз алған №1-Чонҗа оттура мәктивиниң мудири, партиялик назарәт комиссиясиниң әзаси, партия активисти Мәһәмәтҗан Исмайилов Елбасыниң мураҗаиитидә ейтилған «Тәуелсіздік – кез-келген азамат үшін ең қастерлі құндылық», «Бірлік пен келісім – елдігіміздің мызғымас тұғыры», «Жер – ата-баба мұрасы, халық қазынасы», «Отбасы мен салт-дәстүр – қоғамның алтын діңгегі», «Ұлттық мәдениет – халықтың рухани тірегі», «Білім мен еңбек – бақуатты өмірдің кілті», «Прагматизм – бәсекеге қабілетті болудың кепілі» намлиқ йәттә тармаққа айрим-айрим чүшүнүк берип өтти. Сөз арисида Қазақстанниң 30 жиллиқ тәрәққиятида партияниң төһписи зор екәнлигини тилға алди.
Хулләс, жиғин давамида башқа қатнашқучиларму үнсиз қалмиди. Улар Елбасының мураҗиитигә бағлиқ өз ойлирини оттуриға қойди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА