Басты бет Сайлау 2021 Әһмийити зор учришиш

Әһмийити зор учришиш

0
396

«Депутат» дегән сөзниң қулаққа бөләкчә йеқимлиқ аңлидиғанлиғи раст. Чүнки улар хәлиқ үчүн ғәм йәйдиған,  аһалә үчүн пай-петәк болуп жүгрәйдиған инсанлар. Бир сөз билән ейтқанда, депутат болуш – хәлиққә йеқин болуш дегәнни билдүриду.  


Депутат демәкчи, новәттики сайламға мунасивәтлик «Nur Otan» партияси тәрипидин тәрғибат-тәшвиқат ишлири йолға қоюлған еди. Шуниңдин етиварән атқурулуватқан ишлар аз әмәс. Җүмлидин, йеқинда «Nur Otan» партияси наһийәлик шөбисиниң сайлам алдин штабиниң рәиси вә наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат Мәулен Нуров билән мәслиһәт депутатлиғиға кандидат Муслим Амангелди бирликтә наһийәмиздики мәмликәтлик хадимлар билән учришиш өткәзди.
Учришиш давамида партияниң сайлам программиси муһакимиләнди. Елимиздики йетәкчи партиягә айланған «Nur Otan» партиясиниң жигирмә жилдин ошуқ вақит арилиғида йәткән утуқлири һәққидә сөз болуп, қатнашқучиларниң тәклип-пикирлири тиңшалди. Әлниң әйниги һесаплинидиған мәмликәтлик хадимлар партиягә ишинидиғанлиғини һәм зор үмүт артидиғанлиғини йошурмиди. Қисқа, амма әһмийити зор мәзкүр учришишта партияниң паалийити йәнә бир мәртә пишиқланди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…