Басты бет Сайлау 2021 МУСТӘҚИЛЛИГИМИЗНИҢ ҚОШ ҚАНИТИ

МУСТӘҚИЛЛИГИМИЗНИҢ ҚОШ ҚАНИТИ

0
960

16-декабрь. Бу календарьда қизил билән бәлгүләнгән мәйрәм күнила әмәс, бу һәр қазақстанлиқниң жүрәк төригә алтун һәрипләр билән йезилған шанлиқ күн. Бу Қазақстан дегән Мустәқил дөләтниң туғулған күни. Буниңдин 29 жил муқәддәм дуния хәритисидин оюп туруп орун елип, йеңидин дәм-дәм басқан дөлитимиз бүгүндә көч башлиған чоң-чоң дөләтләргә әгишип, заман көчидә мәғрур қәдәм бесип кәлмәктә. Оттуз жилниң ичидә Қазақстан пүткүл дунияға тонулуп, тәрәққияти билән талайларни таңлай қақтурди. Елимизниң бүгүнки көрүнүши, қазақстанлиқларниң қетиқтәк уйиған бирлиги билән бәхтияр турмуш-тирикчилиги – мустәқиллигимизниң мевисидур. Һә, қурулғиниға 21 жил толған «Nur Otan» партияси мәзкүр утуқларниң уютқиси болди десәк хаталашмаймиз.
Әсирләр бойи арманлиған мустәқиллик Қазақ елигә оңайлиқчә берилмиди. Шу йолда талай-талай боран-чапқун, қан төкүшләр, адаләтсизлик билән азап-оқубәтләр йүз бәрди. Азатлиқ үчүн җенини қурбан қилишқа тәйяр хәлиқниң бешидин өткән миңбир җапа-мәшәқәтләргә 1991-жилниң 16-юлтузида чекит қоюлуп, қазақ даласида әркинликниң қуяши парлиди. Амма қан-тәр сиңип қалған далада бәхитниң гүллири оңайлиқчә порәк ачмиди. Рәңму-рәң гүлләрниң ечилиши үчүн Қазақстанниң йәнә түрлүк-түмән синақлардин өтүшигә тоғра кәлди. Талай жиллиқ тарих қисмәтлири, қанлиқ күрәшләр арқилиқ кәлгән Мустәқилликтин кейинки жилларму бирдин парлақ болмиди. «Түп-түз» һәм «тәкши» йоллар ясалғичә, Қазақстан «әгир-тоқай», «ойман-чоңқурлуқ» йолларни бесип өтти. Путлишип, қайта туруп, һәр синақтин савақ елип алға қарап илгирилиди. Әң муһими қәддини пүкмиди, дүшмәнләр алдида бешини әгмиди. Йүздин ошуқ милләткә йол башлиған Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев он йәттә миллион хәлиқни бирдәк қанат астиға елип, йеңи замандики йеңи Қазақстанни бәрпа қилди. Елбасы хәлиқниң ғәмхорчиси болған «Nur Otan» партиясини вә барчә милләтләрни бир мәхсәткә топлаштурған Қазақстан Хәлқи Ассамблеясиниң асасини салди. Партия билән Ассамблея мустәқиллигимизниң қош қанитидәк елимизни йүксәкләргә йетилиди.
Бийил Мустәқилликниң 29-пәләмпийигә көтирилгән елимиз келәр жили азатлиқниң 30 жиллиқ тойини нишанлимақчи. «Отызда орда бұзар» дәп қериндаш қазақ хәлқи ейтмақчи, орда бузар яшқа йәткән дөлитимизниң алда ашар даванлири санмиң. Йәни, көзни ечип-жумғичә өткән ушбу оттуз жилниң ичидә Қазақстанимиз пүткүл дунияға тонулған болса, алдики вақитта техиму чоң утуқларни қолға кәлтүридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Чүнки елимиз күндин-күнгә тәрәққий етип, заманға лайиқ бой түзимәктә. Лекин шуни әстин чиқармишимиз керәкки, мустәқиллик еришиштинму, уни сақлап қелиш қийиндур. Мошу йәрдә, шу йолда зор төһпә қошуп келиватқан «Nur Otan» партиясиниң намини атап өтмәсликкә болмас…
Мустәқиллигимизни оттуз жил бурун тикилгән дәрәқ десәк, бүгүнки күндә шу дәрәқниң йүз оттуздин ошуқ путиғи, он йәттә миллиондин ошуқ йопурмиғи бар. Йәттә қәвәт йәрниң астидин томур тартқан бу дәрәқниң тәкши мевә берип, ғулач йейип өсүши үчүн уни дурус пәрвиш қилиш керәк десәк, Тунҗа Президентимиз-Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев бағвән болған жиллири мустәқиллик дәриғи мол мевә бәрди. Мана әнди бу зор җавапкәрчилик Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң қолиға өтти. Йүз оттуздин ошуқ путиғи бар дәрәқниң томури – Қазақстан Хәлқи Ассамблеяси болса, сайиси – «Nur Otan» партияси дәр едим. Мана шуңлашқиму бу «дәрәқ» һәр қандақ боран-чапқунларға бәрдашлиқ берәләйду.
«Әгәрдә хәлиқниң бирлиги болмиса, вәтәнпәрвәрлик қәйсәрлиги болмиса, бу йәр, қазақ дегән хәлиқ, Қазақстан дегән мустәқил әлму болмас еди» дәп Елбасы Нурсултан Әбишолғи Назарбаев ейтқандәк, мустәқиллигимизниң капалити – бирлигимиздә. Әгәр бирлигимиз болмиса, мустәқиллик дәриғи аллиқачан ғулап, бәзи шахлири қуруп кәткән болар еди. Лекин дана рәһбиримиз буниңға йол қоймиди. Бу дәрәқниң барлиқ шехиға бирдәк күтүм ясап, тәкши өсүши, тәкши мевә беришигә зәмин яратти. Хош, «Nur Otan» партияси болса он йәттә миллион хәлиққә сайә болуп, хәлиқниң панасиға айланди.
«Қурақ дәрәққә һечким таш атмас», демәкчи мана бүгүн оттуз жилниң ичидә шах-шехи мевигә толған мустәқиллигимизгә қизиқипму, қизғинипму қарайдиғанлар нурғун. Әндики бизниң мәхсәт – мустәқиллигимизниң мевисигә қурут чүшәрмәй, уни «қарғиларниң» чоқулап кетишидин сақлап, әвлаттин әвлатқа аманәт қилип йәткүзүштур. Хуласиләп кәлгәндә, бизниң партияниң асасий мәхситиму шу.

Абдуманап ИЛАХУНОВ,
наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЯСИ НАУҚАН ЕРЕКШЕ

Ауылдық округ әкімдерін сайлау қарсаңында ел ішінде сайлауалды науқан басталды. Ауданымызд…