Басты бет Саясат Әһдигә мунасип Президент

Әһдигә мунасип Президент

0
1,790

Мошу һәптиниң чаршәнбә күни елимизниң пайтәхти Нур-Султан шәһиридә, тарихта
алаһидә орни бар жиғилиш болуп өтти. Бу әнжуманда йеңидин сайланған
Президентимиз Қасим-Жомарт Тоқаев қәсәм яд қилди. Бу тәнтәнигә елимизниң
мәмликәтлик әрбаплири билән барлиқ саһа хизмәтчилири вә зиялилар иштрак қилди.
Униң қәсәм ядини барлиқ қатнашқучилар тиңшап, алаһидә көтирәңгү роһта болуп,
хошәмәтлик алқишлар билән мәдһийилиди. Бизму телевизордин, радиодин
көрүп-тиңшап, мәмнун болдуқ.

    Йеқинда болуп өткән новәттин ташқири
Президентлиқ сайламда елимиз пухралириниң ишәнчигә еришкән Қасим-Жомарт Тоқаев
барлиқ Қазақстан хәлқигә зор миннәтдарлиғини билдүрди. Көпчилик авазға егә
болған бу Президент мәмликәтниң ички вә ташқи сәяситини, ихтисадини, паравән
турмушниң әвзәллигини, бирлик билән инақлиқниң муқәддәслигини, илим-билимниң
улуқлуғини, адәм факториниң қиммәтлигини вә башқиму инсанларға хас
тирикчиликләргә тохталди. Хусусән, дөләттики парихорлуқ мәсилиигә алаһидә
етивар берип, униң хәлиқ үчүн еғир кесәл екәнлигини тәрипләп, мүмкин қәдәр у
кесәлни түп томуридин йоқ қилишниң әһмийәтлик екәнлигини очуқ ейтти. Шундақла,
елимиз тәрәққиятида алға илгириләшни тәләп қиливатқан васитиләргиму
тохтилип,  уларни түзәшниң, йәни
йүксәлдүрүшниң амиллирини рәт-рети билән тизип чиқти. Мән һөрмәтлик дәм елишқа
чиққичә, йәни аңлиқ һаятимни мәмликәтлик хизмәткә беғишлиған адәм. Шуңа мән бу
кишиниң алға қойған мәпкүрисидин Елбасымыз Н.Ә.Назарбаевниң сизип бәргән
көрсәтмилирини йәниму риважландуруп, хәлқимизниң хатиржәм һаятқа йетәклишигә
ишәнчим камил. У өзиниң салмақлиқ хислити вә иш биләрмәнлиги билән хәлиқни
башлап, дуния әллири арисида Қазақстанни ихтисади вә мәдәний тәрәққияти
йүксәлгән дөләтләр қатаридин көрүнүшкә йәткүзиду дәп ойлаймән. Жәмләп кәлгәндә,
өз әһдигә мунасип Президент һәм йетәкчи рәһбәр дәп тонуймән.

                       
Шмидт Илахунов, пенсионер       

                                     Чонжа

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…