Басты бет Көкжиек ЭЛЕКТРОНЛУҚ КҮНДИЛИК – ЗАМАН ТӘЛИВИ

ЭЛЕКТРОНЛУҚ КҮНДИЛИК – ЗАМАН ТӘЛИВИ

0
11,663

МӘЛУМКИ, ЕЛИМИЗДӘ ҚҖ ҺӨКҮМИТИНИҢ 2017-ЖИЛНИҢ 12-ДЕКАБРИДИКИ №827-ҚАРАРИ БИЛӘН «ЦИФРЛИҚ ҚАЗАҚСТАН» МӘМЛИКӘТЛИК ПРОГРАММИСИ БӘКИТИЛДИ. ПРОГРАММИНИҢ МӘХСИТИ – ЦИФРЛИҚ ТЕХНОЛОГИЯЛӘРНИ ПАЙДИЛИНИШ БИЛӘН РИВАҖЛАНДУРУШ АРҚИЛИҚ МӘМЛИКӘТ ИХТИСАДИНИҢ РИҚАБӘТКӘ ҚАБИЛЛИҒИНИ ВӘ ХӘЛИҚ ӨМРИНИҢ СҮПИТИНИ АШУРУШТУР.

ҚҖ Президентиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстанниң үчинчи йеңилиниши: җаһанлиқ риқабәткә қабиллиқ» намлиқ Мәктүбидә: «…Биз цифрлиқ технологияни қоллиниш арқилиқ қурулидиған йеңи индустрияләрни риваҗландурушимиз керәк. Бу – муһим комплекслиқ вәзипә. Әлдә 3D принтинг, онлайн-сода, мобильлиқ банкинг, цифрлиқ хизмәт көрситиш охшаш саламәтликни сақлаш, билим бериш вә башқиму перспективлиқ саһаларни тәрәққий әткүзүшимиз лазим. Бу индустрияләр һазирниң өзидә тәрәққий әткән әлләрниң ихтисадиниң қурулумини өзгәртип, дәстүрлүк саһаларға йеңи сапа таратти….», – дәп һөкүмәткә «Цифрлиқ Қазақстан» йәккә программисини тәйярлашни вә қобул қилишни тапшурған еди.
Шуниңдин етиварән, дөлитимиздики барлиқ саһаларда цифрландуруш процесси аста-аста әмәлгә ашмақта. Бу программа асасидин 4 йөнилиш бойичә орунланмақта. Униң иккинчи йөнилишидә – ихтисат саһалирини, җүмлидин көлүк вә логистика, саламәтликни сақлаш, билим бериш, йеза егилиги вә электронлуқ сода-сетиққа цифрлиқ технологияләрни киргүзүш тоғрилиқ тәкитлиниду. Хулләс, Президентимизниң тапшурмиси бойичә елимиздә билим бериш саһасида күч киргән йәнә бир йеңи өзгиришләрниң бири – электронлуқ күндилик системиси болди. Бу система ата-ана, муәллим вә оқуғучи арисидики мунасивәтниң алтун көрүгигә айланмақчи. Әнди бу үч тәрәплик бағлиниши техиму мустәһкәмлинидиған болиду. Сәвәви, электронлуқ күндилик муәллимләрниң хизмитини йениклитипла қоймай, ата-аниларниң өйдә олтирип балисиниң дәрис үлгиримини назарәт қилишиға зор мүмкинчилик яритиду.
Бүгүнки күндә елимиздики мәктәпләргә автоматландурулған әхбаратлиқ билим бериш системиси орнитилди. Буниңдин кейин ата-анилар һәр қандақ вақитта интернетниң ярдими арқилиқ шу системиға кирип, балисиниң дәрис үлгиримини назарәт қилалайду. Шундақ қилип, кәштә сизилип, қизил сия билән баһа қоюлидиған қәғәз күндиликләрниң орниға заман тәливигә мувапиқ электронлуқ күндилик билән иш жүргүзиливатиду. Әндиликтә, интернетқа қошулушқа мүмкинчилиги бар һәр ата-ана халиған вақтида әхбаратлиқ системиға (Kundelik.kz) кирип, балисиға қоюлған баһани көриду.
Барлиқ мәктәпләр системиға пароль вә логин арқилиқ кириду. Оқуш жилиға пәқәт бир қетим дәрис кәштиси бәкитилиду вә бу кәштә автоматлиқ түрдә барлиқ чарәккә қоюлидиған болиду. Муәллим дәрис кәштисигә мувапиқ электронлуқ журналға баһа қойиду. Баһа автоматлиқ түрдә оқуғучиниң күндилигигә чүшиду. Шундақла, автоматлиқ түрдә һесави чиқирилип, билим башқармиси билән министрликкә йоллинип туриду. Демәк, министрликму мәктәпниң вә оқуғучиларниң билим сапасини назарәт қилип олтириду. Системида өйгә берилгән тапшурмиларму көрүнүп туриду. Һәптә бойи балиниң мәктәптә болған вақти, тәртиви билән үлгирими рейтинглиқ көрсәткүч бойичә баһалинидиған болиду. Узун сөзниң қисқиси, муәллимләр бурунқидәк қәғәз толтирип аварә болмайду, ата-аниларниңму мәсъулийити йениклишиду. Башқичә ейтсақ, һәр икки тәрәп вақтини үнүмләйдиған болиду.
«Күнделік (Kundelik)» ҖЧЙниң баш мудири Александр Григорянниң мухбирларға бәргән сөһбитидә мәзкүр системиға мунасивәтлик көпчилик арисида пәйда болған бир түркүм соалларға тегишлик җавап қайтурулған.
Журналистларниң «Күндилик ата-аниларға һәқлиқму вә келәчәктә һәқлиқ боламду?» дегән соалға А.Григорян:
– «Kundelik.kz» сайтини пайдилинишқа 200 тәңгә, 2100 тәңгә вә башқиму абонентлиқ төләмләр бүгүнму һәм келәчәктиму елинмайду. Ата-ана болғучи исим-фамилиясини вә мәхпий сөзни йезиш арқилиқ өз пәрзәндиниң электронлуқ күндилигигә һәқсиз кирәләйду вә өй тапшурмисини, баһалирини һәр дайим һәқсиз көрәләйду. Мәктәпләрдинму сайтни пайдилиниш үчүн һечқандақ төләм елинмайду, – дәп җавап бәргән еди. Жуқуридики мәлуматларға асаслансақ, электронлуқ күндилик системиси һәқсиз, қолайлиқ һәм бехәтәр. Чүнки, «Kundelik.kz» сайтиға оқуғучилар, устазлар вә ата-анилардин өзгә анонимлар кирәлмәйду.
Хуласиләп кәлгәндә, электронлуқ күндилик системиси бизниң наһийәдиму әмәлгә ашмақта. Бу тоғрилиқ наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов муәллимләрниң томуз конференциясидә алаһидә тилға елип, электронлуқ сиситемиси билән ишләшни җанландурушимиз керәклигини әскәрткән еди. Тоғрисини ейтсақ, вилайәт бойичә йеңи система билән ишләштә наһийәмиз ахирқи орунларниң биридә екән. Бүгүнки күндә наһийәлик билим бөлүми вә өлкимиздики 33 мәрипәт дәргаһи шу бошлуқниң орнини толтириш үчүн тиришип, күч чиқармақта.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…