Басты бет Иман Роза тутуш – оруқлашниң амали әмәс

Роза тутуш – оруқлашниң амали әмәс

0
1,536

Мана, Алланиң хаһиши билән айлар султани – Рамизан ейиғиму аман-есән йетип кәлдуқ. Мусулманлиқ пәрзини ада қилип, Роза тутқан барчә мусулман әһлиниң нийити қобул болғай!
«Рамизан – инсанларға тоғра йолни көрсәткүчи, ақ билән қарини айриғучи, турақлиқ тутулидиған дәлил ретидә Қуръан чүширилишкә башлиған ай. Рамизан ейи чиққанлиғини көргән адәм Роза тутсун. Кимдә-ким ағриқ болуп яки сәпәрдә жүрсә, башқа күнләрдә өтисун. Алла силәргә йениклик болушини халайду, еғирлиқ чүшәргүси кәлмәйду» (Бақара/187) – дегән айәтләрдә розиниң әһмийити һәққидә ейтилиду. Һәқиқәтәнму Роза инсанға гунаһлиридин тазилинип, совап жиғиш үчүн берилгән чоң бир пурсәт. Лекин Розиниң қәдир-қиммитини чүшәнмәй, уни пәқәт йәп-ичиштин чәклиниш дәп билидиған, очуқ ейтсақ, Роза тутушни оруқлашниң амалиға ятқузуп, муқәддәс айда Алланиң разилиғиға еришишниң орниға гунаһлириға гунаһ қошидиған адәмләрму йоқ әмәс. Хусусән, уларниң көпчилиги яшлар. Есиңиздә болсунки, Роза тутуш – артуқ салмақтин айрилишниң амали әмәс!
Әлвәттә, «он бармақ бирдәк әмәс», демәкчи һәммигә бирдәк күйә яқмаймиз. Пәқәт, хәсийәтлик Рамизан ейида Роза тутушни – артуқ салмақтин айрилишниң амалиға ятқузидиған диний савати төвән инсанлар екәнлиги ейтмисақму чүшинәрлик. Жилиға бир қетим келидиған муқәддәс Рамизан ейиниң инсан үчүн совави вә рисқа-несивиси мол. Биз қандақту бир материаллиқ пайдини көзләп яки пәқәтла саламәтлигимизни яхшилаш үчүн Роза тутмаймиз. Әң биринчи Алланиң һөкүми болғанлиғи үчүн вә Яратқучиниң разилиғиға еришиш үчүн ағиз бәкитимиз. Роза мана шундақ чин ихласиңиз һәм пак нийитиңиз билән тутулғандила қобул болиду.
Роза – нәпсихумарлуқтин, униң яманчилиғидин вә ачкөзлүктин сақлайдиған, гунаһлиримизниң кәчүрүлишигә имкан яритидиған муһим ибадәт түридур. Дозақ – капирларниң һәм гунаһкарларниң макани екәнлиги бәлгүлүк. Әнди, Алланиң разилиғи үчүн Роза тутқан бәндә, Алланиң хаһиши билән дозақ отидин қутулуп, җәннәткә кириду. Қуръанда Роза тутқучилар үчүн җәннәтниң Рәйян ишиги ечилидиғанлиғи, пәқәт розидарларла шу ишиктин өтүдиғанлиғи һәққидә ениқ ейтилған. Демәк, Рамизанниң қәдир-қиммити шунчилик бүйүкки, у бизни ахирәттә дозақниң азавидин сақлайду.
Буниңдин 14 әсир бурун Пәйғәмбиримиз: «Роза тутуңлар, саламәтлигиңлар яхши болиду» дегән екән. Шуңа, «Мән ачлиққа чидимаймән» яки «Хизмитим бар, қийнилип қалимән» дәп банә ейтиш орунсиз. Чүнки дунияда бүгүнму қанчә миллион адәм ачарчилиқниң зәрдавини тартип келиватиду. Бир жутум су, бир парчә нанға зар боп жүргәнләр қанчилик?! Алланиң бәргән рисқисиға шүкри ейтип, бир ай роза тутуш мусулманға берилгән жүк әмәс, бәлки совап жиғишқа берилгән чоң амал. Башқа айларда тенимиз озуқланса, Роза тутуш арқилиқ ички җан-дунияримиз озуқлиниду. Һәтта, медицина саһасидики алимларму Розиниң саламәтликкә һеч қандақ зийини йоқ екәнлигини, әксичә чоң пайдиси барлиғини иқрар қилди. Роза тутуш – қанниң қоюқлинишиниң алдини алиду, ечиқаш арқилиқ йеңи клеткилар пәйда болуп, конилар йоқилиду. Амма Розини пәқәт саламәтлигим яхшилансун дәп тутушму яки болмиса, оруқлаш үчүн тутушму тамамән дурус әмәс. Сәвәви, башта ейтқинимиздәк, Розини пәқәт Алланиң разилиғи үчүн тутуш керәк.
Рамизан ейида Роза тутуш арқилиқ адәм сәвирликкә, барға қанаәт қилип, шүкри қилишқа адәтлиниду. Ағиз бәкитиш арқилиқ, бир жутум суниң қәдирини чүшинип йетиду. Исрапчилиқтин хали болуп, Алланиң бәргән рисқа-несивигә рази болиду. Әслидә, һәқиқий мусулман бариға шүкри қилип, һәр қачан сәвирлик болуши билән пәриқлиниду, әмәсму. Һә, Роза болса инсан жүригидики сәвир билән шүкричиликниң ачқучидур. Хулләс, Роза тутушниңму өз қаидиси бар. Роза туттум дәп, пәқәт йәп ичиштин чәклинип, яман сөз ейтип, башқиларни һақарәтләп, бирәвниң дилини рәнҗитип, һар-номусиға тегиш вә һарамлиққа берип, ялған гәп қилиш роза тутқанлиқ әмәс. Роза тутқан адәм һәр тәрәплимә таза болуши керәк. Дилини яманчилиқтин тазилап, инсапқа келип, Аллаға чин ихласимиз билән етиқат қилғинимиз купайә.
Хуласиләп кәлгәндә, Роза тутуш чоң бир бәхит, бирақ шу бәхитни тоғра чүшәнгән, Алланиң разилиғи үчүн нийәтләнгән мусулманлар үчүндур! Шуниси ениқки, Розини оруқлашниң амалиға айландуруш гунаһ болиду, қериндашлар.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖАТ ДІНИ АҒЫМДАРДЫҢ ДІТТЕГЕНІ НЕ НӘРСЕ?

Бүгінгі қоғам өте қызық. Ондағы тіршіліктің қайсысы жақсы, қайсысы жаман деп ойыңды қорытқ…