Басты бет Ақпарат ағыны ЖУТ ПӘХРИГӘ АЙЛАНҒАН ДЕХАН ЕГИЛИГИ

ЖУТ ПӘХРИГӘ АЙЛАНҒАН ДЕХАН ЕГИЛИГИ

0
334

Елимиз йеза егилиги вә мал чавичилиғини тәрәққий әткүзүп, заман еқимиға мувапиқ техника вә техника қисимлири билән тәминләш мәхситидә бир қатар ишларни орунлап келиду. Униң үчүн мәхсус несийәләр қараштурулуп, бу саһани риважландуруш үчүн миллионлиған мәбләғ бөлүниватиду. Бу йеза хәлқи үчүн тепилмас бир пурсәт. Йолини тапқанлар деханчилиқ билән шуғулланса, бүгүнки таңда көпчилиги бағвәнчиликкә йүз буриди. Мошундақ тирикчиликләргә киришип кәткән сәралиқлар үчүн бүгүнки таңда «баш татлайдиған» вақти йоқ.

Әйнә шундақ һаяти ериқ-етизда өткән Ғалжат йезисиниң турғунлири мәрһум әр-аял Қәһриман вә Светлана Һезимовалар заман өзгәргән дәсләпки чағлардила «Хантәңри» дехан егилигини қуруп, өз ишлирини башлиған еди. Вақитни ғенимәт сезинидиған ака-һәдилиримизниң һөрмитиму жут алдида алаһидә атилидиған. Қәһриман ака өз вақтида ижадийәткә йеқин болған гезит хадими еди. Әнди Светлана һәдә өзиниң тиришчанлиғи, әмгәкчанлиғи түпәйли вилайәтлик кеңәшкә депутат болуп сайланған. Булар жутниң хизмитиниму хелила қилди. Бу аилә тоғрилиқ қанчә ейтсақ, шунчә әрзийду.

Биз бүгүн шуларниң изини бесип келиватқан балилири Рустәм вә Радик Һезимовлар һәққидә сөз қилимиз. Ата-анисиниң изида меңип, етиз-ериқта өскән бу деханлар «Хантәңриниң» ишини утуқлуқ давамлаштуруп келиватиду. Болупму, кейинки жилларда йеза егилигини қоллап-қувәтләшкә қаритилған программилардин үнүмлүк пайдиланған һалда, йеңи техникиларни сетивалдидә, ишқа киришип кәтти. Мәсилән, Рустәм йеқинда «Ауыл аманаты» программиси даирисидә төвән пайизлиқ несийәгә «КПС» чөп чепиш агрегатини елип, өз чепиндилиғини түгитип, һазир жутдашлириниң хизмитидә. «Қол кәскидәк болуватқан мошу мәзгилдә Рустәмниң трактори бәкму әсқатмақта», дәйду ғалжатлиқлар.

Йезида техника йоқ әмәс. Бирақ кона болғини сәвәплик чепиш мәвсүмини вақтида түгитәлмәйду. Йеқилғуси билән баһасиға келишип ишләватқан кичиги Радикму «Беларусь» тракторида ишләватиду. Жутта буниңға хижалити чүшидиғанлар көп. Таш-қум, йол түзәш, йәр колаш кәби ишларға муһтаж жанларға интайин керәктур. Ғалжат йезисиниң қудуқ участкисидики бедилик мәйданлар түгигәндә, көктатлиқта Һезимовлар аилисиниң һәммисини таписиз. Улар жил давамида қелиплашқан адити бойичә явайи чөптин тазилаш, суғириш яки жиғиш ишлириға биллә бариду.

Елимизда йеза егилигидә Һезимовлар охшаш қанчилигән аилиләр тапавәт тепип, аилисини асраватиду. Миңлиған гектар йәрләргә түрлүк зираәтләрни терип, униң пайдисини көрүватқанлар қанчә десиңизчу? Мәхсус субсидияләрниң ярдими арқилиқ һәссиләп тапавәт тепиватқан деханларға апирин. Улар адил әмгиги түпәйли пәрзәнтлирини оқутуп, жәмийәткә ярамлиқ, йәни келәчәктә Вәтинимизгә хизмәт қилидиған шәхсләрни тәрбийиләватқанлиғи һәр кимни хурсән қилиши ениқ.

Кичигидин әмгәк қойнида өскән балилар әр йәткинидә, ата-ана еқидисини ақлашқа тиришиду. Ундақ яш әвлат вәкиллиридә вәтәнпәрвәрлик туйғусиму жуқури болуп, улар чоқум йүксәк муваппәқийәт қазиниду.

Йеза һаяти – муһим мавзу. Амма бәзи шараитларниң жуқури әмәслигигә қаримай, әмгәктин қол үзмәй келиватқан сәра хәлқи – растинла жапа-мәшәқәткә бәрдашлиқ берәләйдиған батур инсанлар. Уларниң мустәһкәм ирадиси вә жапалиқ әжри түпәйли һәр қандақ әлниң ихтисади йүксилип, гүлләп келиватқини ениқ. Әйнә шундақ әмгәк етип келиватқан, йәни жут пәхригә айланған «Хантәңри» дехан егилигигә бизму апирин ейтип, ишиңлар камал тапсун дәймиз.

                                                                        Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысындағы «Шынасыл-Сай» кен орнының ашылғанына ғасырға жуықтады

Жерінің асты мен үсті пайдалы қазбаларға бай елімізде жер асты жұмыстары жүйелі жүргізілед…