ХХІ әсир, медицина тәрәққий әтти дегинимиз билән, ағриқларниң түри азийиватқини йоқ. Әксичә, күндин-күнгә биз аңлимиған-көрмигән түрлүк-түмән ағриқ түрлири пәйда болуп, дохтурға қарилиштин чөчүйдиған вақитқа дуч кәлдуқ. Шуниң ақиветидин хәлиқ арисида «Дохтурға барсаң, сақ тениңгә ағриқ тиләп алисән» дегән чүшәнчиниңму қелиплишип қалғанлиғи ялған әмәс.
«Ағриқ қалсиму, адәт қалмайду», демәкчи ағрип өйдә йетип, җенимиз тумшуғимизға тақашқандила дохтурға жүгрәймиз. Әйтәвир, дора-дәрмәкниң түри көпәйгәчкиму, билмидим, ағримай күтүнишниң орниға, сиқим-сиқим дора ичип өйдә ятқанни әвзәл көрүмиз. Том-том ахчиға қиммәт-қиммәт дориларни сетивелип, узақ өмүр сүримән дәп ойлиғинимиз – әң чоң хаталиқ! Һәр бир дора-дәрмәкниң пайдисиға қошуп зийиниму бар. Бирақ, бу йеқи бизни әнсирәтмәйду. Бирә йеримиз ағрип қалса, өзимизгә-өзимиз тәшхис (диагноз) қоюп, халиған доримизни елип ичиверимиз. Муһими ичиватқинимиз «Дора» болсила болғини…
Йошурушниң һаҗити йоқки, нурғунимиз бешимиз сәлла ағрип қалса болди, дора ичишкә алдираймиз. Саламәтлигимизни шуниңға адәтләндүривалғачқиму, күнигә бир-икки қетим дора ичмисәк туралмаймиз. Қап-қап дорини қешимиздин айримаймиз. Аддийғинә мисал, һәммимизгә тонуш туму ағриниң өзигила ишләп чиқириливатқан дориларниң санида чәк йоқ. Әйтәвир, телевизордин қайсисини махтап қойса, шуниңға жүгрәймиз. Узун сөзниң қисқиси, дора-дәрмәк бизгә һавадәк муһтаҗ болуп қалди. Саламәтлигимизни шуниңға үгитивалдуқ. Һәтта, йеңи туғулған сәбиләр үчүнму мәхсус дориларни ойлап таптуқ. Очуғини ейтсақ, туғулғандин өлгичә дора йәп яшаймизкән… Дориханилардин дорини, навайханидин нан сетивалғандәк алидиған болдуқ. Һә, дорилар һәққидә гәп қозғисақ ейтаримиз нурғун. Баһасини демигәндә, сапасиму мәз әмәс. Пайда қилиши натайин.
Әқлимгә сиғмайдиғини, бова-момилиримиз яшиған заманларда, «дохтурхана, дорихана, дора» дегән нәрсиләр йоқниң орнида болғанда, қандақ яшидекин? Бүгүнкиниң инсанлири билән селиштурғанда, шу заманниң инсанлири узақ өмүр сүргән, йәнә келип, һәр өйдә ондин ошуқ бала болғанғу?.. Һазирқидәк баяшат, «немә йәймән, немә кийимән?» дәп қийналмайдиған заманда йүзгә киришниң орниға, яшлиримиз дохтурханиниң өп-чөрисини чөгиләп жүришиду.
Бурунқиниң адәмлири кечә-күндүз етизниң қойнида тәр төкүп, йәр чепип, томузниң аптивида көйүп-пишип, қишниң қара соғиға қаримай әмгәк қилған. Балилар болса, қиз-оғул дәп бөлүнмәй, тағ-ташта қой беқип, чөп чепип, ашлиқ, көмүқонақ жиғиш билән мәшғул болған. Өйниң кичиклири мөкүшмәк, қоғлашмақ, «ақ терәк-көк терәк», «вәлләй», ошуқ,даңда-жаңза қатарлиқ оюн түрлирини ойнап, кәч киргәндә бирла өйигә кирәттекән. Йегини нан, май, чай билән чәклинип қалсиму, саламәтлиги зор, бүгүнки заманниң тили билән ейтқанда, «иммунитети күчлүк болғанлиғи» һәқиқәт. Әлвәттә, мәнму у заманларни көрмидим, етиздиму ишлимидим, бирақ, бала болуп оюн ойнап, пут-қолумға талай қетим тиртиқ салғиним раст. Компьютер, сотка, интернет дегән нәрсиләр пәйда болғандин бери, һәтта, йезиниң балилириму өйдин талаға чиқмас болди…
Әнди, бүгүнки күн билән селиштуруп көрәйли. Етиздики тәңдин тола ишниң өзи техникиниң ярдимисиз пүтмәйду. Қайси кәсипни алмаң, компьютерниң ярдимисиз әмгәк қилиш мүмкин әмәс. Ишчилар төрт тамға қамилип, күни бойи бир үстәлгә чаплишип, көк экрандин көзини алмай хизмәт қилиду. Артуқчә қозғилиш, бурунқилардәк қара тәргә чөмүлишму йоқ, аппақ кофтини кийип келип, үстимизгә бир тал қил чүшәрмәй иштин янимиз. Пиядә әмәс, йәнә келип машинида. Нан-сүттин тартип, йәп-ичәримизниму дукандин тәйяр петичә сетивелип, истимал қилимиз. Мундақ ейтқанда, пул тепип, халиғинимизни елип йәймиз. Бирақ, шундиму иммунитетимиз төвән, витаминимиз йетишмәйду.
Балиларчу? Бүгүнки күндә кочида жүргән кичик балиларни көрсәк хошал болуп кетимиз. Немишкә? Чүнки һазирқи балиларму заманивий. Оюн десә, янтелефонға чаплишиду. Уларни сөрәп өйдин талаға чиқиралмайсән. Сәвәви, виртуаллиқ оюнлар уларниң аң-сәвийәсини аллиқачан оғулап қойған. Шамал чиқса учуп кетидиғандәк, күн нурини көрмигән йүзлири аппақ татирип, бозирип туришиду. Һә, ундақ бала ағримай немә қилсун?! Йәп-ичкини нәдики бир химикат болса, олтирип-турғандин башқа һәрикәт қилмиса, әлвәттә, дора-дәрмәккә беқинда болидудә…
Өткән билән бүгүнни таразиға салсақ, асман билән йәрдәк айримичилиқни байқаймиз. Пәқәт, пәриқ заманниң тәрәққий әткинидә болмиса, бүгүнму асминимизда шу ай, шу күн. Ениғирақ ейтсақ, өзгириш өзимиздә. Һорунлиғимиз һәддидин ашқансири, ағриғимизму көпәймәктә. Әгәр мундақ боливәрсә, йәнә 40-50 жилдин кейин инсанлар дохтурханида яшайдиған дәриҗигә йетишимиз еһтимал.
«Инсанни кор қилидиған үч нәрсә – наданлиқ, һорунлуқ, залимлиқ», демәкчи ХХІ әсирдики әң хәтәрлик дәрт рак яки СПИТ әмәс, бәлки – ҺОРУНЛУҚ! Барлиқ ишни техника бәҗиридиған заманда, инсанлар һорунлуқниң касапитидин кесәлгә айланмақта. Янтелефонни күндә токқа тикип қувәтләшкә қойғандәк, өзимизму күндә дора ичишни адәткә айландурдуқ. Дурус тамақланмаймиз, артуқ қозғалмаймиз. Нәтиҗидә, семизликтин башлап ағриқниң санмиң түригә гириптар болуп, дохтурханиниң каравитигә бағлинип, укол-дора, системиға тайинип, өмүр сүрүшкә мәҗбур болумиз.
Һаят – Алланиң адәмгә әта қилған әң чоң аманити. Уни баһалаш, қәдирләш өзимизгә бағлиқ. «Ағрип йол издигичә, ағримайдиғанниң йолини издә», дәп конилар бекар ейтмиған. Сағламлиқ – тән-сақлиқниң капалити болса, униң бәрпа болуши – спорт, әмгәк, иш-һәрикәттә екәнлигини унтимайли.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА