«Тәнсақлиқ – зор байлиқ» демәкчи, сағлам һаятниң капалити – спортта. Спорт билән шуғулланған яшлар келәчәктә елимизниң қувәтлик қорғини болиду. Шуңа, яшларни кичигидин спортқа тәрбийилишимиз керәк. Шу мәхсәттә иш елип бериватқан балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктивиниң әмгиги бебаһа. Чүнки ушбу мәркәздин тәрбийилинип чиққан көплигән жутдашлиримиз бүгүнки күндә пүткүл Қазақстанға, һәтта аләм миқиясидиму тонулмақта.
Мана шу дәргаһта узун жиллар хизмәт қилип, көплигән шагиртларни тәрбийиләп, спорт саһасиға зор һәссисини қошқан спорт җанкөйәрлириниң бири – Иса Мырзаев еди. У қол күрәш, бәйгә, тоққуз қумилақ, тәңгә елиш, қазақ күриши қатарлиқ бир қатар миллий оюн түрлирини наһийәдә җанланду-руп, өз вақтида яшларниң спортқа дегән қизиқишини улғайтқан. Шуниң нәтиҗисидә әмгиги мунасип баһалинип, 2001-жили спорт саһасиға қошқан үлүши үчүн «Құрмет» төш бәлгүси билән мукапатланған.
Йеқинда, Уйғур наһийәлик балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктивидә Иса Мырзаев намидики турнир болуп өтти. «Устаз әмгиги – шагирт қәдими билән өлчиниду», дәп конилар бекар ейтмапту. Мусабиқиниң өткүзүлишигә мәрһумниң шагиртлири, Алмута шәһири «Нийет» спорт нишаниниң мудири Тиләпҗан Юсупов билән мәзкүр нишанниң мәшиқләндүргүчиси Әзиз Әзизовлар һамийлиқ қилди.
Турнирға наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан, наһийәлик тәнтәрбийә вә спорт бөлүминиң башчиси А.Әшимханов, наһийәлик балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктивиниң мудири Ж.Мәжитов, спорт ветеранлири А.Ушуров, Т.Һетахунов, А.Палтушев, А.Мамутов, М.Гаитовлар вә мәрһумниң аилиси, уруқ-туққанлири, достлири қәдәм тәшрип қилип, мусабиқиниң ечилишида Иса Мырзаевни яд етип, әл үчүн қилған әмгигини, һаят йоли нәмунә әзимәтниң әрлигини тилға елишти.
Турнирға, умумән тоққуз наһийәдин барлиғи болуп 12 команда қатнишип, җәми 192 оқуғучи қазақчә күрәштин мусабиқигә чүшти. Мусабиқидә ғалип чиққанлар биринчи, иккинчи, үчинчи мукапатлиқ орунларға егә болуп, маддий вә мәнивий соғилар билән тәғдирләнди. Наһийәлик балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктивиниң мудири Жиһангир Мәжитов бу яхши башланмини көтәргән Тиләпҗан Йүсүповқа чапан йепип, миннәтдарлиғини билдүрди. Бир күн бойи давамлашқан чарә көпчиликтә унтилмас тәсират қалдурди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА