Гөзәллигигә көз тоймайдиған Астанамизниң йәнә бир әҗайип имарәтлириниң бири – «Хан Шатыр» оюн-тамашә мәркизидур. «Хан Шатыр» — пайтәхтимиздики әң чоң оюн-тамашә вә сода-сетиқ мәркизидур (Астананиң йеңи символи) болуп, 2010-жили 6-июльда Астана күни һарписида ечилған.
«Хан Шатыр» — аләмдики чедир түридики қурулушларниң әң зори һәм Қазақстандики сода мәркәзлириниң әң чоңи һесаплиниду. У – бир чедирниң астида аләм дәриҗисидики оюн-тамашә вә сода-сетиқ бириктүрүлгән, дәсләпки лайфстайл мәркәздур. Лорд Норман Фостерниң хиялидин чиққан әҗайип имарәт Мәркизий Азиядики әң йоған архитектурилиқ лайиһә болуп тепилиду. Егизлиги – 200 метр. Қаплашқа пайдилинилған фторполимер ЕТFЕ – йоруқни молидин өткүзүпла қоймай, имарәтниң ичини соғ вә иссиқтин қорғайдиған әҗайип қурулуш материалиниң бири. Металл җабдуқлириниң умумий салмиғи 2300 тонна.
«Хан Шатыр» ички көләми 110 миң квадрат метр мәйданни алиду. Бу орунда әң йоған шәһәрлик бағ, чоң сода мәркәзлири, кинотеатр, концерт заллири бар. Шуниң билән биргә, имарәтниң барлиқ қәвәтлиридә ашхана, тойханилар орунлашқан. Мәркәзниң ичидә тропикилиқ бағлар, гүлзарлар, фонтанлар, балилар үчүн егизлиги 7 вә 4 метрни тәшкил қилидиған су серилғақлириму қараштурулған.
Бу әҗайип қурулушниң селинишиға барлиқ шәһәр турғунлири билән қатар, аләмниң барлиқ йетәкчи сода компаниялириниң вәкиллириму қизиқишлиқ тонутти. Униңдики сода орунлирида дуния йүзигә мәшһур брендларниң бири «Debenhams» аммибап дукини ечилди. Бу компания 120 жилдин бери җаһанлиқ сода айлинимида жуқури нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп кәлмәктә десәк, шуниңға охшаш «Mudo Concept» брендиниму атап ейтмаслиққа болмас.
Пүткүл сода мәйдани 6000 квадрат метрдин ашидиған «Хан Шатыр» сода мәркизи Астанадики әң чоң гипермаркетқа айланған. Сода орунлиридин башқа, ушбу мәркәздә «Риксос СПА» фитнес вә СПА мәркәзлири иш жүргүзмәктә. Бәшинчи қәвитидә, бильярд зали вә бар орунлашқан, алтинчи қәвитидә, үзүш бассейни, аквапарк ясалған. Униңдики бир нәччә кинотеатрларда «Стар Синема» компанияси аләмдә чиққан ахирқи вә йеңи фильмларни көрсәтмәктә.
«Хан Шатыр»дики космодром оюн-тамашә мәркизи балиларғила әмәс, чоңларғиму беғишланған 100дин ошуқ түри бар оюнларни тамашилашқа мүмкинчилик бериду. Су аттракциони – су каналлири билән қейиқлири бар, жуқури қисми 4 метр, төвән қисми 7 метрни тәшкил қилидиған, ян-йеқи яғач һәм өсүмлүкләр билән қоршалған аттракцион. «Құлау Мұнарасы» — Астана шәһиридики әң егиз аттракцион болуп, егизлиги 38 метр. Аттракцион «Хан шатыр»ниң асасий кириш ишигигә қариму-қарши җайлашқан. Үскүнә Италиядин елип келингән, бир вақитта 12 адәмгә хизмәт көрситәләйду. Моно рельс аттракциони узунлиғи 500 метр, «Хан Шатыр»ниң барлиқ периметри бойичә өтиду. Егизлиги 25 метр болуп, жуқуридин әҗайип көрүнүшни тамашилашқа болиду. Шундақла, у йоруқ вә анимациягә егә 4 өңкүр тағдин өтиду.
«Хан Шатыр» оюн-тамашә вә сода-сетиқ мәркизидә оттуздин ошуқ аләм брендлири орунлашқан. Униң ичидә: «Adidas»,«Zara»,«Lacoste», «Debenhams»,«NewYorker»,«Bershka», «GAP», «The Timberland Company», «Reebok», «Sworovski», «Mexx», «Levi Strauss & Co», «KFC» вә башқилар.
Тамақлиниш орунлириниң ичидики, болупму, яшларниң таллиши — «KFC» фаст-фуд ресторани. «KFC» — АҚШ, Кентукки шатти, Луисвиллада қурулған фаст-фуд рестораниниң шөбиси. Бу йәрдә асасән тоху гөши, рап, сэндвич, салат түрлири сетилиду. Бирақ асасий таам болуп – қорулған тоху гөши һесаплиниду.
«KFC» фаст-фуд ресторанидин бөләк, «Хан Шатыр»ниң төртинчи қәвитидә «Krusty Krabs» фаст-фуд рестораниму бар. Безәндүрүли билән алаһидә көзгә чүшидиған тамақлиниш орунлириниң бири һесаплинидиған «Turka» ресторанида Азия әллири таамлирини яхши көридиғанлар бу йәрдин тай (Таиланд) лапшасидин еғиз тегәләйду. Мексикан вә Итальян ашханисини сөйидиғанлар, мошу йәрдин һәқиқий спагетти вә буритодин тәм тарталайду.
Узун сөзниң қисқиси, «Хан Шатыр» һәққидә ейтаримиз нурғун. «Миң аңлиғандин бир көргән әла», демәкчи Астанаға қәдәм тәшрип қилғиниңизда «Хан Шатыр»ға алдираң.
Сабирәм
БӘХИТҖАН ҚИЗИ