Дөләт рәһбиримизниң «Балапан» программиси алға сүрүлгәндин буян елимиздә зор өзгиришләр йүз бәрди. «Тәрбийә – бөшүктин», демәкчи мәктәп йешиғичә болған балиларға заманға лайиқ тәлим-тәрбийә бериш муһим мәсилә. Шуни ишәшлик ейталмизки, Җумһурийитимиздә бу мәсилә бара-бара өз йешимини тапмақта. Хуш қилидиғини, жилдин-жилға хәлиқниң сани билән бирликтә балилар бағчилириниңму қатари көпәймәктә.
Атап ейтиш керәкки, «Балапан» программисиниң әмәлгә ешиши бойичә вилайәтлик көрсәткүчтә наһийәмиз алдинқи қатарда. Һөкүмәтниң яритип бәргән мүмкинчиликлири һәм наһийә башчилиғиниң қоллап-қувәтлиши билән шәхсий балилар бағчилириниң сани өсүп, йеңи иш орунлири пәйда болмақта. Йеңи жилға аяқ бесип, наһийәдә мана шундақ йәнә бир дәргаһниң лентиси қийилди.
26-февраль күни Чонҗа йезисиниң турғунлири «Звездочка» намлиқ балилар бағчисиниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға жиғилишти. Тәнтәнилик чаридики дәсләпки сөз наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа берилип, у елимизниң келәчиги бүгүнки яш әвлат екәнлигини қәйт қилған һалда, яхши башланмини қолға алған Турғанҗан Зикрияровниң ишлириға утуқ тилиди. Мошундақ изгү тиләкләрни наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев давамлаштуруп, бағчә ишиниң йемишлик болушиға тиләкдашлиқ билдүрди.
Йеңи мәркәзниң лентисини қийиш һөрмити Ш.Нурахунов билән М.Җәмиевқа буйриди. Кейин, тәнтәнә чачқиси чечилип, һәммә ишиги ечилған дәргаһниң босуғисидин атлап, ичини көздин кәчүрди. Шундақла, омақ гөдәкләрниң тәйярлиған һүнәрлирини көрүп, мәмнун болушти.
Ейтишичә, Т.Зикрияров өткән жили «Нәтиҗилик иш билән тәминләш вә тиҗарәтниң риваҗландуруш» программиси бойичә курсни оқуп, һөкүмәттин 4 миллион тәңгә несийә алған екән. Әнди бүгүн 50 балиға беғишланған бағчини ишқа қошуп, 21 адәмни турақлиқ иш билән тәмин етипту. Әлвәттә, әң муһими, «Звездочка» балилар бағчиси хәлиқниң көңлидин чиққанлиғидур.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА