Басты бет Рухани жаңғыру ӘЛ ҮЧҮН ӘМГӘК ҚИЛҒАН ҚӘЙСӘР АНА!

ӘЛ ҮЧҮН ӘМГӘК ҚИЛҒАН ҚӘЙСӘР АНА!

0
1,765

       Дөләт рәһбиримизниң өткән жилқи «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида, туғулған йеригә хизмәт қилған шәхсләрниң әмгиги мунасип баһалиниши керәклиги қәйт қилинған. Шу мәхсәттә, дөләт рәһбири «Туған жер», «100 йеңи исим» уқумлириға чүшиник бәргән еди. 2017-жили бу җәһәттин пәхирләнгидәк ишлар әмәлгә ашти. Ваһаләнки, бийилму бу мәсилә чәттә қалғини йоқ. 

Җүмлидин, шу җәрияндики ишларниң бири «Социалистик Әмгәк Қәһримани», «Ленин», «Әмгәк Қизил Туғи» орденлириниң саһиби, Алмута вилайитиниң «Пәхрий пухраси» Рәһиләм ана Сейитованиң 80 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған «Еңбегі ерен болған Абзал ана» намлиқ чоң бир иш-чаридур. Наһийәлик мәдәнийәт өйидә уюштурулған кәчкә жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қилғучиларниң санида чәк болмиди.
Дәсләп қатнашқучиларниң диққитигә һавалә қилинған видеороликта колхоз нәпәси, Р.Сейитованиң әмгәк йоли рошән әкис етилип, һәмминиң диққитини җәлип қилди. Етиздики қайниған әмгәк, қәһриман қизниң қара тәргә чөмүлүп йәр чапқан қияпити сәһниләштүрүлүп, қисқа көрүнүш ретидә намайиш қилинди. Башлинишидин чоңқур тәсират алған қатнашқучилар қизғин алқиш-чаваклирини айимиди.
Риясәтчиләрниң тәклип қилиши билән, дәсләпки сөз наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа берилди. У бари-йоқи 29 йешида «Социалистик Әмгәк Қәһримани» аталған Р.Сейитованиң әмгәксөйгүчлиги билән йәткән утуқлирини тилға елип, бүгүнки яшларға үлгә қилип көрсәтти. Шундақла, наһийәниң иптиһари, пәхри болған қәһриман анини 80 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, изгү тиләклирини изһар қилди. Наһийә һакиминиң тәбрик сөзидин кейин гүлдүр чаваклар билән мәзкүр кәчниң егиси Р.Сейитоваға сәһнә төридин орун берилди. Ш.Турдахун оғли тәнтәнилик түрдә батур аниниң бешиға ақ яғлиқ селип, үстигә миллий нәқишлик чапинимизни кийгүзди вә 500 миң тәңгиниң сертификатини соға қилди.
Сөз алған «Нұр Отан» партияси Алмута вилайәтлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Ғалиасқар Сарыбаев Алмута вилайитиниң һакими, «Нұр Отан» партияси Алмута вилайәтлик филиалиниң рәиси Амандық Баталовниң һәм 115 миң әзаси бар «Нұр Отан» партияси намидин қизғин тәбрикләп, А.Ғаббас оғлиниң йоллиған тиләклирини оқуп бәрди. Мошундақ иссиқ ләвзини билдүргәнләрниң қатарида вилайәтлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Ермек Әбилмәжин оғли Келемсейитму болди. У умумән вилайәттики 216 миң ветеранниң ичидә 3 «Социалистик Әмгәк Қәһримани» қалған болса, шуниң бири Рәһиләм Сейитова екәнлигини тәкитләп, «Елінің атын ер шығарар, ерінің атын ел шығарар» дегән мақални мисалға кәлтүрүп, бүгүнкидәк әһмийити зор иш-чарини уюштурған наһийә һакими Ш.Нурахуновниң алдики ишлириға утуқлар тилиди. Р.Сейитовани туғулған күни билән уйғур тилида тәбрикләп, Ветеранлар уюшмиси җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң «Құрмет» грамотиси билән тәғдирлиди.

Жуқури кәйпият беғишлиған нахша-сазлардин кейин, новәттики тәбрик сөз Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовқа берилди. Е.Моллахун оғли тәвәллуд егисини Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи һәм җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң намидин тәбрикләп, Уйғур наһийәсиниң махтинишиға айланған шәхслиримиз қатарида Рәһиләм аниниң исмини һәр қачан пәхирлиниш билән тилға алидиғанлиғини йәткүзди. Шуниң билән қатар, узақ йолдин Р.Сейитовани тәбрикләш үчүн өзи билән биллә кәлгән Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи аяллар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова вә нураний анилар кеңишиниң рәиси, меценат Гүлҗаһан Муратовалар билән бирликтә, Җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң медали һәм мәзкүр мәркәзниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Кеңишиниң әзаси, ҚҖ Парламентиниң депутати Ш.Нурумовниң «Тәшәккүрнамисини» тәғдим қилди.
Жутдашлири намидин Чарин йезисиниң мөтивәри Тохтахун Қурбанов сөзгә чиқип, Р.Сейитованиң кичигидин қийинчилиқларға баш әгмәй, әмгәк билән тавланған қәйсәр қиз болғанлиғини сөз қилип, 80 яшлиқ тойи билән тәбриклиди.
Иш-чарини «Арзу» һәм «Жазерке» ансамбльлири тәйярлиған нахша-сазлар техиму җанландуривәтти. Болупму, қазақ вә уйғур хәлиқлириниң миллий чалғу әсваплири билән орунланған нахша-сазлар, уссуллуқ номерлар бөләкчә нәпис һәм җанлиқ чиқти. Бәкму тәсирләнгән меһриван ана хошаллиғидин көзлиригә яш алди. Әзизләп кәлгән, тәбрикләп кәлгән хәлиқ дәстә-дәстә гүллирини тутуп, Р.Сейитованиң әмги, әрлигигә баш әгди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…