Басты бет Рухани жаңғыру БИЗНИҢ МӘҒРУРЛИНАРЛИҚ ҖАЙЛИРИМИЗ

БИЗНИҢ МӘҒРУРЛИНАРЛИҚ ҖАЙЛИРИМИЗ

0
1,329

Дөлитимизниң рәһбири Нурсултан Назарбаевниң Қазақстанимизни мукәммәл тонуш, униң тарихий җайлирини келәчәк әвлатқа йәткүзүш хусусида бир нәччә программа вә Мәктүб-мақалиларни язди. Шуларни асас қилған һалда «Туғулған йәр» программисиға мувапиқ наһийәмиздики тарихий җайлардин қисқичә болсиму йезип қалдурушни борчум дәп билдим.
Бизниң өлкә – кәң түзләң даласи, тоқайлиғи, көл-булиғи, дәрияси, флориси билән фаунаси бар карамәт макан. Шуңлашқа тарихий орунлиримиз билән тарихий шәхслиримизгә мунасивәтлик жүргүзүлгән тәтқиқатлар арқилиқ келәчәк әвлатни инсанпәрвәрлиги мол, туғулған йәргә муһәббәт, иманлиқ, вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштики мүмкинчиликлирини ениқлап, ички туристлиқ кластерларни тәйярлишимиз һаҗәтлигини ейтмақчимән.
Ички кластерлар наһийәлик, наһийә арқилиқ вилайәтлик, регионлуқ, җумһурийәтлик дәриҗиләргә бөлүнгини дурус. Пайдиланғучиларниң өз әрки бойичә ат, төгә, вилосипед, автомашина, тик учақ билән арилашқа шараит яритилиши керәк. Елимизниң бир-биридин ешип чүшидиған, тарихий әһмийити қизиқарлиқ, һәвәс қилидиған йәрлири көп. Пәқәт мошу тарихий байлиқни маслаштуруп қоллинишни билсәк болғини. Мана шундақ шараити вә мүмкинчилиги бар наһийәни тонутуп, аләмгә паш қилишқа болидиған тарихий җайлиримиздин қисқичә болсиму оқуп көрүң.
ЧАРИН КАНЬОНИ
Чарин каньонини, «қәлъәләр вадиси» дәпму атайду. Чәт әлләрдин кәлгән туристлар тағ-идирларниң қияпитигә қарап, бу йәргә шундақ нам қалдуруп кәткән. Мәйли ишиниң, мәйли ишәнмәң, Чарин каньони оттуз миллион жиллиқ тарихқа егә. Униң узунлуғи 150 чақиримни тәшкил қилиду. Алимларниң тәкитлишичә, нәччә миллион жил илгири мошу җайда наһайити чоң деңиз болған. Тәбиий апәтләр ақиветидин қедимий деңиз даириси хелә қисқарған. Әнди Или Алитеғи қатлиминиң йерилиши нәтижисидә, һазирқи Чарин дәрияси пәйда болған көрүниду.
Җумһурийитимизниңла әмәс, дунияниң җай-җайлиридин туристларниң көпләп қәдәм тәшрип қилишидин, Чарин каньониниң тарихий җай екәнлигини биливелиш тәс әмәс. Бу дияр һәтта тарихий киноларни чүшириш мәзгилидиму рижессерларни җәлип қилғанлиғи диққәткә сазавәрдур.
Чарин каньониниң қурулғиниға техи он-он бир жил толған Миллий паркни он яшлиқ балиға охшатсақ, униң келәчиги техи алдида! Чүнки җумһурийитимиздә ахирқи вақитларда туризм арқилиқ елимиз ихтисадини көтиришкә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Шуңлашқа Миллий парк рәһбәрлигиниң алға қойған реҗилири йетәрлик.
Хуласилап ейтқанда, йәнә бәш-он жилдин кейин дуниядики Түркия, Әрәп Эмиратлири, Таиланд әллиридикиләргә охшаш курортлуқ дәм елиш орунлириға бериш арзулиримиз мана мошу Чарин каньонида әмәлгә ешиши еһтималдин жирақ әмәс. Илаһим, шундақ болғай!

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…