Медицинилиқ сақландуруш хусусида бийилқи жилниң сәвир ейидин тартип тәрғибат-тәшвиқат ишлири шиддәтлик йосунда қолға елинип, наһийәмиздики барлиқ тәвәләрдә жүргүзүлди. Бу мәсилә үстидә шипаханиниң вәкиллири, тәғибат-тәшвиқат объектлири, әхбаратлиқ васитилар вә башқиму вакаләтлик уюшмилар билән комиссияләр өз мәзгилидә медицинилиқ сақландуруш һәққидә чүшиникләр бәрди. Бийилқи жилниң чиллә (июль) ейидин башлап, мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ сақландуруш системиси өз ишини башлиди. Шу ишниң бериши наһийәмиздә сақландуруш фондиға қанчилик тәсири болуватқанлиғи хусусида тохталмақчимиз.
Медицинилиқ сақландуруш җәрияни умумий малийәләштүрүш – бу айда медицинилиқ сақландуруш фондиға иш бәргүчиләр, ишчилар, өзини-өзи тәминләйдиған пухралар вә асасий иҗтимаий җәһәттин қоғдалмиған турғунлар үчүн мәхсәтлик төлигүчи ретидә бәдәлләр билән авдурушлардур. Бийилқи жилниң чиллисидин (июльдин) етиварән барлиқ саһалар бойичә сақландуруш ишлириға мувапиқ дәриҗидә бәдәл (взнос) қуюш қолға елинған. Шу мәсилә һәққидә наһийәлик мәмликәтлик кириш башқармисиниң бәргән мәлумати бойичә бүгүнки күнгичә барлиқ саһалар бойичә 5604609 тәнгә бәдәл авдурулған. Шуниңға қарап бу қолға елинған мәсилиниң түп маһийитигә пухралар толуқ чүшинип йәтмигәндәк. Шуни асас қилған һалда наһийә турғунлириға сақландуруш фондиға қуйилидиған бәдәлләр һәққидә мәслиһәт беришни тоғра дәп билип, диққитиңларға һавалә қиливатимиз (Мәлуматлар мәмликәтлик кириш башқармисидин елинди).
Шуни алаһидә тәкитләймизки, турғунлар 2018-жилниң қәһритан (январь) ейидин башлап, мәҗбурий медицинилиқ сақландуруш арқилиқ медицинилиқ ярдәм елишқа башлайду. Мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ сақландуруш системисида сақландурулған шәхсийитини ениқлаш үчүн өзиниң шәхсий маслаштурулған номериға тәвсийә қилиш йетәрлик.
Иҗтимаий медицинилиқ сақландуруш фондиға кимләр бәдәл төлимәйду? Бу, улар үчүн мәмликәт бәдәл төләйдиған, иҗтимаий тәрәптин қоғдалмиған гражданларниң 14 дәриҗиси;
Медицинилиқ Сақландуруш фондиға ким, қанчә төләйду? Иш бәргүчиләр: 2017-жилниң чиллә ейидин башлап 1 пайиз, 2018-жилдин 1,5 пайиз. 2020-жилдин 2 пайиз, 2022-жилдин 3 пайиз; тиҗарәтчиләр, шәхсий нотариуслар, шәртнамә бойичә үнүм һасил қилидиған шәхсләр өз дәриҗилиригә қарап бәдәл төләйду.
Иш күчи тәркивигә кирмәйдиған (актив әмәс турғунлар) адәмләрниң бәдәл мөлчәри алаһидә.
Мәмликәтлик иҗтимаий қорғалмиған турғунлар дәриҗиси үчүн 2018-жилниң қәһритан (январь) ейидин башлап 3,75 пайиз, 2019-жилдин 4 пайиз, 2022-жилдин башлап 4-5 пайиз авдурулидиған болиду.
Мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ сақландурулған пухралар қандақ медицинилиқ ярдәм алалайду?
Дәсләпки медицинилиқ ярдәм (диагностикилиқ назарәт, давалаш, һамилдарлиқ җәриянларни назарәт қилиш, медицинилиқ манипуляция в.б.);
Алаһидә вә алий технологиялик медицинилиқ ярдәмгә алаһидә усуллар билән мурәккәп медицинилиқ технологияләрни һаҗәт қилидиған ағриқларниң алдини елиш, диагностикилиқ тәкшүрүш, давалашлар кириду;
Планлиқ медицинилиқ ярдәм – даваланғучи ағриған вә униң өмригә хәтәрлик кәлтүрмәйдиған әһвалларда шипаханиларда көрситилиду;
Ағриққа қарап бәкитилгән ройхәткә мувапиқ дора-дәрмәк билән тәминләш. Меһирванлиқ күтүм – еғир ағриқтин, өзигә-өзи хизмәт қилиш мүмкинлигидин айрилған, дайим сирттин күтүм билән қарашқа муһтаҗ җанларға ярдәм көрситиш;
Паллиативлиқ ярдәм – даваланмайдиған, өмригә хәтәр кәлтүридиған вә еғир ағриғи бар пациентларниң өмүр сүрүш сапаси билән умумий әһвалини мүмкин қәдәр яхшилашқа беғишланған медицинилиқ вә ижтимаий ярдәм;
Мәмликәт һәқсиз медицинилиқ ярдәмниң төвәндики түрлиригә кепиллик бериду:
Тез ярдәм вә санитарлиқ авиация;
Иҗтимаий әһмийити бар ағриқлар мәзгилидә (онкологиялик, сил, қәнт диабети, психиатериялик вә башқа) дәрһал түрдә көрситилидиған медицинилиқ ярдәм;
Профилактикилиқ байқашлар.
Медицинилиқ сақландурушқа алаһидә диққәтчанлиқ болайли!
Худавәди
МӘҢСҮРОВ