Худаға шүкүр, турмушимиз паравән, жутумиз теч, ейтарлиқ ғәм-қайғумиз йоқ, инақ яшап, яйрап яшаватимиз. Һәр қандақ мәзгилдә, чамимизға қарап тирикчилик қилип, тапавәт тепип аилимизни беқип келиватимиз, балилиримизни оқутуватимиз, һеч кимдин кам қилмай кийгүзүп-ичкүзүватимиз. Ишләймиз десәк, һорунлуқ қилмисақ, икки қолға бир гүҗәк һәр қачан, һәр җайда тепилиду, әмәсму. Шуңа бүгүнки турмушимиздин бәһир елип, Худаниң бәргән немәтлиригә қанаәт қилип яшишимиз керәк.
Ойлап көрүңлара, қайси жуттин, қайси әлдин, қайси милләттин кам яшаватимиз?! Турушлуқ өйүмиз, халиған ишимиз бар. Мүмкинчилиги болмиған әһвалларда һөкүмәт түрлүк имтиязларни яритип, яшашниң йоллирини көрситип кәлмәктә. Шуңлашқа «хәлқимиз һаллиқ турмушта яшаватиду» дәп мәғрурлинип ейтишқа һәқлиқмиз. Қараңларчу! Өтүлүватқан дағдуғилиқ тәвәллудлар, сүннәт тойлар, оттура мәктәпни түгәткән, бир яшқа толған, өз ара уюштурған қатар чайлар, «Дидар ғенимәт» дәп нам алған түрлүк саһадики учришиш чайлири вә һаказиләр бизниң һаллиқ турмушимизниң испати болмай немә! Амма бәзи дағдуғилиқ сәнәгә уюштурулған чайларда мошу турмушимизға қанаәт қилмай, ач көзлүк қилип, олтарған җозимизға «явузларчә» һуҗум ясап, мәрикиниң бәрикитини қачуриватқан илләтләр күн санап өсүватқандәк. Жутумизда пәйда болуватқан мошундақ «кесәлләрни» көрүп, вижданим чидимай, сиз оқурмәнләргә бәзи бирлирини һекайә қилип беришни тоғра көрдим. Силәрму әқил таразисиға селип, маһийитини чүшинип, өз пикир-мулаһизилириңларни берәрсиләр дәп үмүт қилимиз.
Бир жутдишим оғлиниң өйлиниш тойиға тәклип қилди. Аиләм билән көңүл көтирип, һөзүрлинип дәм елип келиш нейитидә меһман болуп бардуқ. Бу жутумиздики әң чоң кафе «Хан тәңридә» уюштурулған екән. Ичкиригә кириштин авал карнай-сүнәй вә нағра садалири аләмни зил-зилға кәлтүрүп, һәммини өзигә мәһлия қилип, тойниң башлинишидин хәвәрдар әтмәктә. Хәйрият, кәчки саат бәшкә чақирилған меһманлар саат йәттидә жиғилди. Ичкирисигә киришкә иҗазәт берилди. Путлири сиқирап, бәллири ағрип мүкчәйгән яшанғанлар жүгришип, көрситилгән җайларға берип, өзлирини орундуқларға лассидә ташлашти. Күнниң иссиғида тамақлири қуриғанлар дуга-тәвиргә қаримастин, җозиға қоюп қойған ичимлик сулирини худди чөлдин чаңқап кәлгән «һайванлардәк», кәйни-кәйнидин қуюп ичишкә башлиди. Қисмән яшлар болса сәвирсизлик қилип, зәм-зәм суларни қуюшқан еди. Бәзи инсаплиқларниң «Алдиримаңлар, дугадин кейин дәстиханға қол салсақму болидиғу. Бизниң алдимиздики немәтләрни биздин башқа ким йәп-ичиду?» дегән сөзигә «Вақит бир йәргә йәтти. Дугани күтүп олтарсақ йәнә вақит өтиду, тәйярланған немәтләр йейилмәстин бекарға бузулуп, талаға төкүлиду. Йәвирәйли, дугаға үлгиримизғу…» дәп җавап қайтурди яқтурмиған әлпазда бир мөтивәр меһман. Шундақ сөзләр билән олтарғанда сақи (тамада) «дәстиханға дуга берип, дәстиханни ачайли. Дугани ким бериду?» дегәндә һелиқи «мөтивәрни» дуга беришкә илтимас қилишти. У ағиз-бурнини алдиримай сүртүп, дәстиханниң ечилиш мәрасимиға дугасини бәрди. У дуга бәргәндә, мән ичимдин хиҗаләт тартип олтардим. Сақиниң «Қени әнди дәстиханни ечип, алдиңларға қоюлған назу-немәтләрдин елип олтириңлар» дегән әскәртишидин кейин башқа җозидикиләр «бисмилла» дейишип дәстиханға қол узитишқа киришти. Лекин «абройлуқ мөтивәримиз» һеч нәрсә сәзмигәндәк, бәхүдүк һәр йәрдики немәтләрдин қол созуп, елип олтиратти…
… Дәстиханға чоң тамақ кәлтүрүлди. Мана қизиқниң аламитини әнди көрүң. «Һой, қандақ адәмләр булар! Қандақ легәнни бизниң алдимизға әвәтти? Чоңларға шундақ легәнни қоямду! Апар нери, түзүгирәк легәнни кәлтүр…», дәп йәнә бир немиләрни ейтип ғудуңшиди, һелиқи мөтивәр. Буни аңлиған саһипхан башқа җозиға алмишип кәткән «баш» легәнни елип, униң алдиға қойди. Мән бу мөтивәрниң қиливатқан ишиға «товва» дәп яқамни тутуп, ичимдин ғәзәпләндим. Хулләс, легән талашқан мөтивәрниң ойини билгәндәк болдум. У легәнгә қоюлған чоң сүйәкниң гөшлирини аҗратмайла, аста бир тәрәпкә елип қойдидә, тамақни йеди. Шу арилиқта йенимизда олтарған, йеши йәтмишләргә тақап қалған кишиму бир парчә лоқ гөшни алдидә, жирақта олтарған аялиға қарап: «һой, паланчи, монуни саңа узаттим», дәп хизмәт қиливатқан балиға «апирип бәргин» дегәндәк қилип қолиға тутқузди. Буни көрүп техиму һәҗәпләндим. Бирәр сөз ейтишниң орни йоқ. Чүнки уларға несиһәт қилидиған адәмләр әмәстә, сәвәви улар көпчиликкә несиһәт вә әқил үгитип келиватқан «әзиз мөтивәрләр» әмәсму!..
Бир һазадин кейин чай кәлтүрүлүп, дәстихандики ошуқ нәрсиләрни хизмәткарлар жиғиштурушқа башлиған чағда, һелиқи мөтивәр акимиз «Бизгә немишкә пакет бәрмәйсән?! Маң, бизгә пакет әкәлгин!», дәп худди падишаниң әмрини қилди. Пакет кәлтүрүлди. Һелиқи еливалған гөшини вә униңға қошумчә қилип, дәстихандики қоюлған татлиқ-турум, саңза вә петир нанларни бир болақ қилип салди. У мениң алдимдики турған пакетни алдидә: «Мону сәйләр бекарға бузулуп кетиду. Сән алмайсәнғу-һә. Маңа әҗайип яқти», дәп көктаттин ясалған дәстихан немәтлирини алаһидә бир пакетқа раслиди. Буниңға ярдәмчи болуп, баяқи аялиға «һөзүрханлиқ» қилған акимизму қол-қанат болуп, униңдин қалғанлирини жиғиштуруп, пакетиға орунлаштурдидә, дугаға қаримай турушқа тәмшәлди. Сақиниң «дуга қилип қайтайли» дегән сөзигиму пәрва қилмай, пакетлирини көтирип сиртқа атланди. Һә, уларға қарши пикир ейтишқа һеч кимниң дади чидиматти. Чүнки улар һеч кимниму тиңшимайдиған яки тиңшиғуси кәлмәйдиған көкриги үстүн «мәшһур» җанлардин екән. Улар кетип, бәш-он минутлардин кейин саһипханға һөзүрханлиғимизни ейтип, дәстиханға дуга қилип, амәт тиләп қайтиштуқ. Хәйрият, дәстихан мол йейилғанлиқтин йегүчиләрму, алғучиларму хиҗаләт тартмидуқ…
Көрдиңизму бүгүнки күнниң әркәклирини?! Шуниси қизиқ,оқурмән. Һәр қандақ той яки нәзирләрдә аялларниң шундақ адәтлири бар болуп, шу адәтләрни йоқитиш үчүн мошу бүгүнки тойда «өзлириниң илғар ибрәтлик» ишлирини намайиш қилған акилиримиз урпи-адәт, мәдәнийәт вә өзлири қилған (башта аталған) ишларға рәдийә беришниң керәклигини, у ишларниң миллий мәдәнийитимизгә налайиқ екәнлигини қәйт қилип, талай рәт сәһнә минбиридин, жамаәтлик чоң сорунлардин, һәтта жутму-жут жүрүп, ундақ ишларниң мәдәнийәтсиз иш екәнлигини ейтип, тәшвиқат ишлирини жүргүзүп, шундақ паракәндилик ишларни чәкләш тоғрисида заманға мувапиқлаштуруп рәсим-қаидиләрниму кәшип етишкәнләр еди. Қени шу үлгә тутуп, бизниң миллий әнъәнилиримизни мәйданға кәлтүргән натиқлиримиз? Уларниң сөзи башқа, иш-һәрикити башқа «даналар» болғиниму? Очуқ ейтсақ, өзини «әвлия» санап, бүгүнки көңли халимиған, адимини таллиған, булаңчидәк көрүнгән «данишмәнлиримизниң» иш-һәрикити мошу.
Бүгүнки өсүп келиватқан яшлиримиз заман еқимиға мувапиқлишип, сәвийәлик, мәдәнийәтлик вә миллий ғурури жуқури әзимәтләрдин болуп йетилмәктә. Жуқурида қәйт қилинған һадисиләрдин бүгүнки яшлиримиз қанчилик ибрәт алар, қериндашлар?! Шуни билип қоюңлар, бүгүнки яшлиримиз зерәк вә синчи. Һәр қандақ әһвалда сизни-бизни уялдуруп кетиши мүмкин. Шуңа — әзиз мөтивәрләр, йеши улғайған атилар – миллийлиғимизға залал кәлтүрмәйдиған, ибрәтлик несиһәтлиримизни тиңшайдиған әвлатлиримизни қаймуқтуруп қоймайли! Сөзүмизгә иш-һәрикитимиз мувапиқ болсун. Пакет көтирип, легән талишип, әр номусиға налайиқ ишларни қилип, яшлиримизниң алдида әтиваримизни йоқитип алмайли! Атиға лайиқ иш тутуп, әркәкләрчә өмүр сүрүп, һаяттин абройлуқ өтәйли, йолдашлар!
Худавәди
МӘҢСҮРОВ