Басты бет Саясат АЭС — ИХТИСАДИЙ ӨРЛӘШНИҢ АСАСИ

АЭС — ИХТИСАДИЙ ӨРЛӘШНИҢ АСАСИ

0
409

Ейтарлиқ нәрсә шуки, ХХ1 әсирдә энергетика жәмийәттики турақлиққа, әтрап муһитқа, адәмләрниң һаят кәчүрүш имканийитигә тәсир йәткүзидиған тәрәққиятниң асасий йөнилишлириниң биригә айланди. Қазақстан уранниң йетәрлик фондиға егә. Электр энергияси тапчиллиғини һәл қилишниң илғар қәдимигә, йәни атом электр станциясини селиш бүгүнки күнниң муһим әһмийәткә екәнлигини көрсәтмәктә.

АЭСниң мәмликәт тәрәққиятиға қанчилик дәрижидә сүръәт беридиғанлиғи, пухра авазиниң нәқәдәр муһим екәнлигини билишимиз керәк болди. Референдум өткүзүш тәсадипи болған әмәс. Президентимиз бу мәсилини жәмийәтниң муһакимисигә селиш мәсилисини қойған. Бу пикиргә бағлиқ бир жил ичидә нурғунлиған «дүгләк үстәлләр», муһакимә-муназириләр, жиғинлар уюштурулди. Президент Пәрманиға мувапиқ, жумһурийәтлик референдум мошу жилниң 6-оғлақ (октябрь) күнигә бәлгүлән. Шу күнму келип, елимиз хәлқиниң муһакимисидә болуватқан жәриянға чекит қоюлди.

Атом электр станциясини селиш – елимизниң келәчиги үчүн интайин һажәт. Шуңлашқа қазақстанлиқлар АЭС селиш тәшәббусини қоллап-қувәтләш арқилиқ мәмликитимизниң тәрәққий етишигә өз үлүшини қошидиғанлиғиға ишәнч билдүргән. Бүгүнки таңда елимиздә электр энергиясигә еһтияж күн санап өсүватқанлиғи сир әмәс. Мундақ мәзгилдә өзимизгә тез турақлиқ энергия көзини тапмисақ, әһвал техиму жиддийлишип, зор проблемиларға дучар болушимиз жәзмән. Бизгә ишәшлик һәм бехәтәр энергия көзи тәләп қилинмақта. У Қазақстанни онлиған жиллар давамида экологиялик жәһәттин таза, турақлиқ энергия билән тәминләйдиған болиду. АЭСни салсақ, хошна әлләрдин электр энергеясини сетивелиш проблемисидин қутулдуриду. Бу болса Қазақстанниң толуқ энергетикилиқ мустәқилликкә қол йәткүзүшидә әһмийәтликтур. Раст, бәзиләр атом энергетикиси десә, көз алдиға атом бомбисини яки ядролуқ қурални кәлтүрсә керәк. Хилланған мутәхәссислиримиз сөз болуватқан электр станциясиниң уларға һеч мунасивитиниң йоқлуғини чүшәндүрүп бәрди. Бехәтәрликтин вайим қилишқа асас йоқ. АЭС станцияси қезилма йеқилғуға қариғанда, әтрап муһитқа зиянлиқ газ чиқармайду.

Мәмликитимиздики муһим сәясий мәвсүм – Атом электр станциясини селиш бойичә жумһурийәтлик референдум муваппәқийәтлик аяқлашти. Референдум күнигичә хәлиқ арисида чүшәндүрүш ишлири билән соалнамиләр жүргүзүлди. Жүмлидин, «Демократия институти» илмий-тәтқиқат ассоциацияси жәмийәтлик бирләшмиси тәрипидин бийил 18-томуз (август) – 17-мизан (сентябрь) арилиғида жүргүзүлгән соалнамидур. Униңға 18 яштин ашқан 8 миң респондент қатнашқан. Соалнамиға қатнашқанларниң 59,2 пайизи умумән референдумда аваз беришкә тәйяр екәнлигини билдүрсә, 41,6 пайизи ениқ қатнишидиғанлиғини ейтқан еди…

Умумән, вәтәндашлиримизниң 60,2 пайизи Қазақстанда АЭСни селиш ғайисиға ижабий көз қарашта екәнлигини йошурмиған. Хулләс, АЭС селиш тәрәпдарлириниң сани, өткән соалнамә билән селиштурғанда, 53,1 пайиздин 60,2 пайизға өскән. Шу әмәлий ишларға қарап, АЭС селиш мәсилисиниң ижабий һәл болуш тәрипини билгән едуқ.

Референдумға тәйярлиқ күнлиридә Аманат партиясиниң талқилаш диалог мәйданидики баш қошушта атом электр станциясини селишни қоллап-қувәтләш бойичә Хәлиқ штабиниң Қазақ вә рус тиллиридики сайт «Йеңилиқлар», «Атом энергияси тоғрилиқ», «АЭС селиш бойичә» дегән үч сәрләвһәдин ибарәт тармақлири ичидики материаллар оқурмәнләр үчүн аддий тилда, чүшинишлик йезилған еди. Хәлиқ штаби мәтбуат хизмитиниң мәлуматлириға қариғанда, йеңи ресурс – аеs2024.Kz  Қазақстандики атом энергетикисиниң истиқбали тоғрилиқ әтраплиқ әхбарат тәвсийә қилип турған. Сөз болуватқан платформида оқурмәнләргә дуниядики АЭС сани, хәлиқ ара тәжрибиләр, бехәтәрлик стандартлири, йеңи әвлат реакторлириниң алаһидиликлири, атом энергеясиниң риважлиниш тарихи билән тонушуш имканийитидинму мәлуматларни берип, чүшәндүрүш ишлирини жүргүзгән.

Тәрғибатчилар билән тәшвиқатчилар йеңи парталниң хәлиқни атом энергетикиси тоғрилиқ муһим мәлуматлар билән тонуштуруштики ролини мустәһкәмлиди. Бу сайт әйнә шундақ адәмләр үчүн асасий мәнбә көзигә айланди. Мошу мүмкинчиликләрдин орунлуқ пайдилинип, АЭС һәққидә мәлумат елип, 6-октябрь күни болуп өткән референдумда өз авазимизниң әһмийитини билдүрүп, пухралиқ пәрзимиз билән бу сәясий мәвсүмгә йәкдиллиқ билән қатнишип, пухралиқ қәрзимизни ижабий ада қилдуқ.  Жәмләп ейтсақ, АЭС елимиз хәлқиниң парлақ келәчигигә нәмунә болидиғанлиғи ипадилинип, яхши инкас билән көпчилик аваз бәрди вә бу сәясий жәриянни наһийәмиз турғунлириму референдум қанун-қаидилиригә әмәл қилип, йүксәк дәрижидә өткүзди.

                                                                         Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…