Бала – Алланиң инсанға бәргән әң чоң соғиси. Бу йоруқ дунияниң периштилири. Уларниң шох күлкиси, мөлдүрләп қарашлири, һәсәлдәк ширин гәп-сөзлири һәр қандақ җайни шатлиққа, хошаллиққа бөләйду. Улар билән һәр күнүмиз мәрикә, әмәсму. Шекәрлиримиз – балилиқ қилиқлири билән, шохлуқлири билән жүригимизгә бәхит нурини чачиду. Конилар «Балилиқ өй – гүлистан, балисиз өй – зимистан» дәп бекар ейтмиса керәк… Ата-ана болғучи пәрзәнтини өз …