Йеқинда наһийәмиздики чоң жутларниң бири болған Ават йезисида «Самұрық» намлиқ балилар бағчиси йеза гөдәклири үчүн өз ишигини ачти. Бу болса, мәмликәт рәһбириниң “Кәләчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш” мақалисиға мувапиқ жүргүзүливатқан әмәлий иш-чариләрниң ярқин мисалидур. Әлвәттә, бу илгириләш хәлқимизниң ихтисадий вә мәнивий йүксилишидин дәлаләт бериду. Шу күнки тәнтәнә мәрасимиға жут әһли билән наһийә мәркизидин иштрак әткән көплигән меһманлар қатнишип, безәндүрүлгән бағчә әтрапида зор тәнтәнә һасил қилди. Бағчиниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға қатнашқан наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов нутуқ сөз билән чиқип:
– Һөрмәтлик йолдашлар, – дәп сөзини башлиди у. – Бүгүн биз елимизниң чәт жутлиридин болған Ават йезиси хәлқиниң ихтисадий һәм мәдәний тәрәптин йүксәлгән көркәм жутларниң бири екәнлиги билән пәхирлинимиз. Шундақла бу диярниң җамаәтчилиги тәрәққий етиватқан елимизниң беғубар сәяситини әмәлдә пайдилинип, заман билән һәмнәпәс болған һалда тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә. Униң ярқин мисали жутниң инавәтлик инсани Әрмидин Тайиров өз хираҗити түпәйли, мәмликитимизниң программисини әмәлгә ашуруш мәхситидә алаһидә шиддәт билән уни қоллап, мүмкинчиликләрдин илһамлинип, келәчәк әвлатлиримизға әҗайип төһпә яритип олтириду. Әрмидин ака Тайировниң бу иши пәқәт Президентимизниң Мәктүблирини яқлапла қоймай, гөдәкләрниң биллә өсүп, инақ яшап, мәктәп дәвригичә болған гөдәкләргә хас түрлүк алаһидиликләрни үгинип, мәктәпкә тәйярлашниң асаси һули болмақта…, – дәп тәкитлиди. Шундақла сөз алған йеза ақсақали, йәни мөтивәр ата Нақысбеков Рысқожа өзиниң ақ дугасини берип: – Бу бизниң жутта дәсләпки ечиливатқан бағчә. Униң тәшәббускари болғанму вә әмәлгә ашурғанму Әрмидин. Биз жутдашлири бу инсанға вә аилисигә зор миннәтдарчилиғимизни билдүрүп, жут балилири үчүн көрсәткән ғәмхорлуғиға апирин ейтимиз, – дәп жут намидин нейитини билдүрди.
Әрмидин Тайиров наһийәмиздә түрлүк саһаларда әмгәк қилип чиниққан, иш биләрмән әзимәт. У тирикчиликниң һәммә басқучлирини көздин кәчүргән, заман еқимиға бағлиқ ишләшни билидиған, келәчәкни алдин-ала молҗа қилалайдиған һиссиятқа егә екәнлиги билән җамаәтчиликкә яхши тонуш. Униң бу тәшкил қилған бағчиси 25 гөдәкни қобул қилип, үч тилда (уйғур, қазақ, инглиз) билим елип, балиларниң бүгүнки тәләп дәриҗисидә тәрбийә елишиға мүмкинчилик яритиду. Шундақла, йезидики дипломлуқ ишсизларға ишләш мүмкинчиликлирини яритип бәрди. Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, жутниң инавәтлик анилириниң бири, йеза кеңишиниң сабиқ рәиси Рошәнгүл Яһъярова: «жутта биринчи рәт шәхсий бағчә селип, балиларға тәғдим қиливатқан Әрмидин Тайировқа тәшәккүрүм чәксиз. Билимән, ишни қолға елип, униң һулини қуруп, тамамлап, һәтта пайдилинишқа бәргичә қанчилик мүшкүллүкләр болиду. Униң барлиқ еғирчилиқлирини Тайиров йеңип, гөдәклиримизниң хейим-хәтәрсиз өсүп, әхлақлиқ вә билимлик әвлатлардин болуп йетилишигә қошқан әҗайип бу соғиси үчүн, өзимизниң миннәтдарлиғимизни бидүримиз», дәп өзиниң халисанә пикрини алаһидә сирлашқанда билдүрди.
Тәнтәнә давамида ечилиш мәрасимиға бағлиқ лентини наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов билән жут мөтивәри, йәни пешқәдәм устаз Иминҗан Розибақиев қийип, жамаәтни ичкиригә тәклип қилди.
Тәнтәнә ахирида бағчә тәрбийичилириниң гөдәкләр билән тәйярлиған концертлиқ программиси тәвсийә етилип уйғур, қазақ, инглиз тиллирида нахшилар ейтилди вә шеирлар оқулди, шундақла қериндаш хәлиқләрниң уссуллири намайиш қилинип, қатнашқучиларниң кәйпиятини көтәрди.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ